• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

ҚХА Рәисиниң орунбасари Җумһурийәтлик Уйғур Этномәдәнийәт мәркизиниң вәкиллирини қобул қилди

Түнүгүн Қазақстан Җумһурийити Миллий китапханисида Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Марат Әзилханов җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов, униң орунбасари Долқунтай Абдухелил вә ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриевни қобул қилди.
 Учришиш давамида ҖУЭМ рәиси, ҚХА кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов вә мәзкүр тәшкилатниң башқарма әзаси, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Долқунтай Абдухелил, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң Мустәқилликниң 30 жиллиғида әмәлгә ашуруватқан ишлири, уйғур миллитиниң елимизниң иҗтимаий-ихтисадий вә җәмийәтлик һаятидики паалийәтлири һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. 
 Мәлумки, Ш.Нурумов рәһбәрлигидики ҖУЭМниң миллий маарип вә мәдәнийәтни тәрәққий әткүзүш бойичә бирнәччә муһим лайиһиләрни әмәлгә ашуруватқанлиғи қәйт қилинди. Шуниң билән биллә ҖУЭМ йенидики Алимлар вә Ханим-қизлар кеңәшлириниң, Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр ассоциациясиниң, Рәссамлар, Анилар вә Спорт кеңәшлириниң паалийәтчанлиқ роли алаһидә тәкитләнди.
 ҖУЭМ Алмута вилайитиниң Уйғур, Панфилов, Әмгәкчиқазақ наһийәлиридә, Алмута, Талдиқорған шәһәрлиридә уйғур җамаәтчилиги билән учришишларни пат-пат өткүзүп туриду. Мошу учришишлар давамида уйғурларниң муһим мәсилилири муһакимә қилинип, яшларни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә көптиллиқ билим бериш даирисидә дөләт тилини оқутушни риваҗландуруш охшаш мәсилиләр муһакимә қилиниду. Уйғур җамаәтчилиги Президент Қ.Тоқаевниң бийил 21-октябрьда Ассамблея Кеңишиниң мәҗлисидә бәргән тапшурмилирини һәртәрәплимә қоллап-қувәтлиди. 
 Учришиш давамида Марат Әзилханов Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң уйғур миллитиниң бирлигини қолға кәлтүрүштә асасий интеграциялик роль ойнаватқанлиғини вә мошу ишта башқиларға үлгә болуватқанлиғини алаһидә тәкитлиди. 
 Мәркәзниң актив паалийити түпәйли қазақстанлиқ уйғурлар дөләт билән җәмийәтниң күн тәртивидә турған муһим ишларға турақлиқ қатнишиши қолға кәлтүрүлди. 
ҖУЭМниң Дөләт рәһбири алға сүргән вәзипиләрни әмәлгә ашуруштики, болупму пидаийлиқ вә хәйрихаһлиқ ишни тәрәққий әткүзүштики, Ассамблеяниң «Бейбітшілік пен келісім жолымен» телелайиһисини әмәлгә ашуруштики роли вә паалийәтчанлиғи алаһидә тәкитләнди. 
 Шуниң билән биллә М.Әзилханов ҖУЭМниң Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә өткән ҚХА Кеңишиниң тапшурмилирини орунлаштики йетәкчи ролини қәйт қилип, ениқ вәзипилирини бәлгүләп бәрди. 
 Учришиш давамида қатнашқучилар ҖУЭМ даирисидә Уйғур җәмийәтлик бирләшмилирини топлаштуруш, милләтләрара разимәнликни, җәмийәттики толерантлиқни буниңдин кейинму күчәйтиш үчүн қолайлиқ шараитларни яритишниң муһимлиғиға тәпсилий тохталди. 
 Учришиш қатнашқучилири уйғур җамаәтчилигидә қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик, дөләт тилиниң ролини бирләштүридиған гражданлиқ тәңлик қаидилирини илгирилитишниң йоллири вә услублирини муһакимә қилди.
Қазақстан хәлқи Ассамблеяси билән ҖУЭМ бирлишип, Дөләт рәһбириниң милләтләрара тоқунушқа айлиниши еһтимал җаңҗалларға, этникилиқ тәкәббурлуққа, һәрқандақ бәлгүләр бойичә камситиш көрүнүшлиригә, мошу асастики җәмийәтлик тәртип билән ички турақлиқни бузуш һәрикәтлиригә «тамамән төзмәсликни» тәминләш бойичә вәзипиләрни муһакимә қилди. Мәзкүр учришишқа шундақла елимизниң йезилирида вә шәһәрлиридә туюқ районлар вә кварталларниң пәйда болушиниң сәлбий җәриянини, «ички эмиграция» феноменини йеңип чиқиш бойичә системилиқ чарә-тәдбирләрни тәйярлаш тоғрилиқ муһим мәсилиләр қарилип, бу йөнилиш бойичә ҖУЭМниң тәклиплирини киргүзүш тоғрилиқ қарар қобул қилди. 
 Шундақла уйғур җәмийәтлик бирләшмилири паал қатнишидиған этномедиацияниң йеңи шәклини тәйярлаш мәсилисиму қаралди. 
 Шуниң билән биллә «Уйғур авази» гезитиниң коллективи билән мәркәзниң яшлар қанитиниң алдиға елимиздики бирлик вә разимәнликкә қарши болған иғвагәрлик роһтики материалларға дәрһал риайә қилиш вәзиписи қоюлди. 
ҖУЭМни күчәйтиш, униң әтрапиға җәмийәт активистлирини, алимлар билән иҗаткарларни, зиялиларни җипсилаштуруш вәзипилири бәлгүләнди. 
 ҚУЯБқа «Жаңғыру жолы» һәрикитини ҚХАниң җумһурийәтлик яшлар тәшкилати – «Ассамблея жастары» қилип қайта қурушқа ярдәм бериш, шундақла хәлиқни кәң җәлип қилған һалда, ҚХА вә униң қурулумлириниң җумһурийәтлик лайиһилирини әмәлгә ашурушни қоллашни тәминләш тәвсийә қилинди. 
 Учришишта ҖУЭМ рәһбәрлиги регионлардики этносларниң иҗтимаий-ихтисадий һәмкарлишиш чарилиригә паал ярдәм қилишқа, Дөләт рәһбириниң экологиялик тәшәббуслирини әмәлгә ашурушқа вә 2022-жили әтиязда «Халық достығы» парклирини селишқа яшларниң паал қатнишишини тәминләшкә тәйяр екәнлигини билдүрди.
 Марат Әзилханов учришишни хуласиләп, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң елимизниң барлиқ этномәдәнийәт бирләшмилирини, җүмлидин этносларниң мәдәнийитини, әнъәнилирини, тилини тәрәққий әткүзүш мәсилилиридә дайим қоллап-қувәтләватқанлиғини тәкитлиди. Һәрбир қазақстанлиқниң җәмийәтлик разимәнлик вә умуммиллий бирликни мустәһкәмләш ишиға қатнишишиниң әһмийити қәйт қилинди. 
 Ассамблея Рәисиниң орунбасари Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти күни вә Мустәқиллик күни һарписида Ассамблеяниң «Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң барлиқ әзалириға иллиқ һәм сәмимий тәбригини йоллап, уларға саламәтлик, ишлириға утуқ тилиди. 

548 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы