• Әхбаратлар еқими
  • 01 Желтоқсан, 2021

Йеңи штамм пәйда болди

Саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиға асаслинип, таҗсиман вирусниң йеңи штамми – «омикрон» – тоғрилиқ йеңиланған мәлуматларни елан қилди. 
– «Омикрон» үстидә тәтқиқатлар давамлишиватиду. Һазирчә барлиқ хуласиләр тәҗрибигә вә вирусниң башқа өзгиришлири тоғрилиқ билимгә асасланмақта. «Омикронниң» таҗсиман вирусниң башқа түрлири билән селиштурғанда, жуқумлуқлуғиниң қанчилик дәриҗидә екәнлиги һазирчә намәлум. Раст, Җәнубий Африка Җумһурийитидә униң көпийиватқанлиғи байқиливатиду. Амма эпидемиологиялик тәтқиқатларниң аяқлишиши алдида униң жуқуши тоғрилиқ хуласә чиқиришқа болмайду, – дәп язди министр Facebookтики сәһиписидә. 
Шундақла, униң тәкитлишичә, «омикронниң» башқа еғир ағриқларни пәйда қилип-қилмаслиғи чүшиниксиз.
– Һазирчә «омикрон» штамми аламәтлириниң COVID-19 вирусиниң башқа вариантлиридин пәриқлинидиғанлиғи тоғрилиқ фактлар йоқ. Алдин-ала елинған мәлуматлар Җәнубий Африка Җумһурийитидә ағриқханиларға ятқузулғанлар саниниң көпәйгәнлигини көрсәтмәктә. Бирақ бу ағриқниң нурғун адәмләргә жуқуши вә шуниң тәсиридә ағриқханиларға көпләп ятқузулуши билән шәртлиниду. Тәбиий иммунитетниң нәтиҗидарлиғиға кәлсәк, алдин-ала мәлуматлар «омикронниң» башқа вариантларға қариғанда чапсан жуқидиғанлиғини көрсәтмәктә, амма ундақ мәлуматлар аз, – дәп тәкитлиди Алексей Цой.
Министрниң сөзичә, Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати «омикронниң» вакциниларниң нәтиҗидарлиғиға болған тәсирини ениқлаватиду. Һазирчә вакцинилар еғир ағриқлар вә өлүмдин сақлап қелишта жуқури нәтиҗидарлиғини көрсәтмәктә. Кәң қоллиниливатқан тест-системилар «омикронни» ениқлашқа нәтиҗидарлиқ тәсир қиливатиду. 
Әслитип өтүмизки, Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати Җәнубий Африка Җумһурийитидә тепилған йеңи – B.1.1.529 – штаммни грек һәрипи «омикрон» билән атиди. Дуниявий медицина ассоциациясиниң рәиси Франк Ульрих Монтгомери «омикронниң» өзиниң хәтәрликлиги бойичә Эбола вирусиға вә жуқумлуқлиғи бойичә «дельта» штаммиға баравәр болуши мүмкин, дәп тәшвишлиниватиду.
Мәлумки, мошу вақитқа қәдәр йеңи штамм пәқәт Африкиниң җәнубидила әмәс, бәлки Гонконгта, Бельгиядә, Италиядә, Германиядә, Швейцариядә, Франциядә, Канадида, Нидерландиядә, Австралиядә, Бүйүк Британиядә ениқланди. 
 

505 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы