• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 14 Желтоқсан, 2021

«Бизниң вәтинимиз — Қазақстан»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Өткән җүмә күни Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға даир җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң уюштуруши билән «Жигитбашлири күни» өтти. Униңға Алмута вилайитиниң Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир, Жамбул наһийәлиридин вәкилләр, шундақла ҖУЭМ рәиси, ҚХА кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов, җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтов, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кибиров, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев вә зияли әһли қатнашти. 
Башқошушни ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Ярмәһәмәт Кебиров киришмә сөз билән ечип,  униң Қазақстан Җумһурийитиниң 30 жиллиғиға беғишланғанлиғини тәкитләп, кеңәшниң паалийитидин хәвәрдар қилди. У шундақла мәзкүр мәйрәмниң таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ, вақтида өткүзүлмәй қалғанлиғини қошумчә қилди.  Натиқ шундақла мустәқил Қазақстанда жигитбеши институтиниң һулини қурған мәрһум ақсақилимиз Тохтасун Бейшановни, униң ишини давамлаштуруп, тоғра йолға қоюшта көп күч чиқарған Абдурешит Мәхсутов вә Инәмжан Худайбәрдиев һәққидә иллиқ хатирилири билән бөлүшти. 
Андин сөз новити Шаһимәрдан Нурумовқа берилди. 
– Һөрмәтлик қериндашлар, мән, биринчидин, силәрни алдимизда келиватқан вәтинимизниң Мустәқилликниң 30 жиллиқ тәвәллуди билән тәбрикләймән, – деди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. – Ишәшлик ейталаймәнки, биз қазақстанлиқ уйғурлар, мәмликитимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев һулини қурған, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев изчил давамлаштуруп келиватқан дана сәясәт арқисида миллий қәдрийәтлиримизни сақлап, риваҗландуруп, Қазақстанниң һәртәрәплимә тәрәққиятиға өз һәссимизни қошуп келиватимиз. Буниңда, әлвәттә, жигитбашлириниң биркишилик үлүши бар. Әнди жигитбашлири тоғрилиқ сөз қилидиған болсақ, уйғур хәлқиниң тарихидин уларни айрип қарашқа һәргиз болмайду. Чүнки улар бир-биригә чәмбәрчас бағлиқ. Хәлқимизниң милләт болуп шәкилләнгинигә қанчә жил яки қанчә әсир болмисун, жигитбашлириниң тарихиму шунчилик вақитқа баравәр. Мәлумки, үч-төрт уйғурниң беши қошулса, биримизни жигитбеши яки рәһбәр қилип сайлаймиз. Бу бизниң қедимий урпи-адәтлиримиз вә һаятимизниң бир шәкли. Һә, бүгүнки күндә жигитбашлириға техиму жуқури тәләпләр қоюлуватиду. Елимиздики хәлиқләр достлуғини вә милләтләрара мунасивәтни техиму мустәһкәмләш, ички бирлик-өмлүгимизни көзимизниң қаричуғидәк сақлаш, жутни аңлиқ башқуруш шулар җүмлисидиндур.
Өзәңларға мәлум болғинидәк, буниңдин бираз вақит илгири бир топ алимлар билән зиялилар әһлидин тәркип тапқан ҖУЭМ йенида уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби қурулған еди. Мәзкүр штаб вәкиллири бийил қиммәт вақтини бөлүп, 68 мәктәпни арилап чиқти. Ойлап қарайличу, дунияниң қайси бир йеридә алимлар вә академиклар кочиму-коча жүрүп, мәктәпкә бала топлаш билән шуғуллиниду? Бизниң әйнә шу милләтпәрвәр инсанлиримиз шу ишниң һөддисидин бемалал чиқти. Униңға, әлвәттә, силәрму беваситә өз үлүшүңларни қоштуңлар. Биз шундақ қазақстанлиқ уйғурларниң келәчиги үчүн җанкөйдүрүватқан оғланлиримизни қәдирләшни билишимиз керәк.
Рәисниң нутқидин кейин Ярмәһәмәт Кибиров сөз новитини шаир Абдуғопур Қутлуққа бәрди.
      –   Жигитбеши болуш – жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған шәрәплик иш. Уни мәнсәпкә айландурувелишниң һаҗити йоқ. – деди ақсақал шаир. – Хәлиқни бирлик-өмлүккә дәвәт қилип, тоғра йолға башлаш – силәрниң асасий вәзипәңлар болуши лазим. Һәр яққа чечилмай, җанлиқ паалийити билән  һөкүмәтниң, амминиң  жуқури баһасиға еришип келиватқан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әтрапиға топлинип, дөләт тәрипидин яритиливатқан шараитлардин пайдиланған һалда, хәлиққә пайда кәлтүргидәк ишларни қилайли. Мениңчә, шуниңдин яхшиси йоқ. 
      Шуниңдин кейин нутуқ сөзлигән натиқлар жут башқуруш ишидики утуқ вә камчилиқларға тохтилип, можут проблемиларни һәл қилиш бойичә пикир-тәклиплири  билән бөлүшти. 
Баш қошуш ахирида бир топ жигитбашлири ҖУЭМ тәрип идин тәсис қилинған «Көйүмчан» медали вә Пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди.
 

4100 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы