• Қазақстан тәуелсіздігіне 30 жыл
  • 14 Желтоқсан, 2021

Милләтниң мәнивий ихтидари


«Мустәқиллик дегинимиз — сахта шиарвазлиқ вә дәвраңвазлиқ әмәс. Биз үчүн әң муһими — һәрбир гражданниң Мустәқилликниң қәдрийитини һис қилғанлиғи»
(Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар — дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» Мәктүбидин).

 

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Мана, бийил мустәқил әл болғинимизға 30 жил толуватиду. 1991-жили Мустәқиллик байриғи Қазақстан дияридиму йәлпүлдәп, қериндаш қазақ хәлқиниң һаятида шанлиқ сәһипә ечилди. Раст, мошу жиллар мабайнида елимиз талай синақлардин сүрүнмәй өтти. Шуниңға қаримай, әркинликниң роһи барчә хәлиқни бирләштүрүп, чоң күчкә айландуралиди. Хәлиқни сәвирчанлиққа, төзүмлүккә дәвәт қилалиди.
Өткән оттуз жил ичидә Қазақстан ихтисадий, иҗтимаий тәрәққиятта көзгә көрүнәрлик утуқларға қол йәткүзди. Тил, билим бериш мәсилилири, униң ичидә дөләт тили — қазақ тили мәсилиси мустәқиллик алғандин кейин җиддий көтирилди. Тил — дөләтниң рәмзи. Билим болса, келәчәк әвлатниң сүпити. Шуңлашқа болса керәк, елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаев билән Президент Қасым-Жомарт Тоқаев башқа саһалар билән бирқатарда билим бериш саһасиғиму алаһидә диққәт бөлүватиду. 
Тәкитләш керәкки, өткән жиллири Президентимизниң тапшурмиси билән муәллимләрниң мааши хелә көпәйгән еди. Әнди Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Хәлиқ бирлиги вә системилиқ ислаһатлар — дөләтниң гүллинишиниң мустәһкәм һули» Мәктүбидә толуқ билим беридиған йеза мәктәплирини оқуғучи саниға қарап мәбләғ билән тәминләшни пәйдин-пәй башлаш керәклигини, шундақла балиларни кичигидин башлап мутәхәссисликкә маслаштуруш алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини һәм яш әвлат өзиниң келәчәк кәспини өз алдиға таллашни билиши керәклигини қәйт қилди. 
Қасым-Жомарт Кемелоғли билим бериш системиси вә илим-пәнни тәрәққий әткүзүш бойичә көңүлни хуш қилидиған яхши пикирләрни ейтти. Мәктүптә «Билим бериш системисиға ирадилик вә билимлик мутәхәссисләр һаҗәт. Муәллимләрни һазирқидәк бәш жилда әмәс, үч жилда бир қетим қайта тәйярлиқтин өткүзүш керәк дәп һесаплаймән. Чүнки улар шагиртиға йеңи билим берәләйдиған һәқиқий мәнадики ақартқучи болуши лазим» дейилгән. Балилар — бизниң келәчигимизғу, шуңлашқа билимлик әвлат тәрбийиләшкә һәммимиз мәнпийәтдар болушимиз керәк.
Дәрвәқә, бүгүнки күндә дуниядики әң илғар оқуш орунлирида қабилийәтлик яшларниң билим елишиға кәң йол ечилди. «Болашақ» программиси — мустәқил әлниң мустәқил әвлатлириға чәт әлдә оқушиға берилгән бирдин-бир мүмкинчилик десәкму болиду. Униңдин сирт, ихтисатниң җан томури йезини тәрәққий әткүзүшкә беғишланған «Диплом билән – йезиға», «Яшлар тәҗрибиси», «Серпін – 2050», «Йешил әл» охшаш яшлар үчүн қурулған башқиму көплигән лайиһиләр әмәлгә ашурулуватиду.
Алаһидә тәкитләшкә әрзийдуки, 2019-жил Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси вә қарари билән «Яшлар жили» болуп елан қилинди. Бу башланминиң давами сүпитидә Президент Қасым-Жомарт Тоқаев 2020-жилни «Пидаийлар жили» дәп бәкитти. Дуния хәлқини һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус пандемияси билән күрәштә яшларниң күчи билән тиришчанлиғиниң арқисида җәмийитимиздә қанчилигән қийин мәсилиләр иҗабий һәл қилинди. Пидаийлар-яшлар елимизниң җай-җайлирида һәрхил хәйрихаһлиқ чарә-тәдбирләргә қатнишип, ярдәмгә муһтаҗ адәмләргә қол учини созғанлиғини барчә қазақстанлиқлар ениқ һис қилди. 5 миңға йеқин пидаий 320 миң муһтаҗ аилигә озуқ-түлүк севәтлирини йәткүзүп бәрди. 100 миң аилигә 5 миллион данә медицинилиқ ниқап таратти. Мундақ мисалларни кәлтүрсәк, йетип ашиду.
Пәрзәнтлиримизниң мустәқил әлдә өз ана тилида билим еливатқининиң өзи биз үчүн чоң бәхит әмәсму! Чүнки, сүпәтлик билим, аңлиқ тәрбийә елиш үчүн мәктәплиримиздә барлиқ шараит яритилған. Дөләт рәһбириму елимизниң келәчәк егилири болған өсмүрләрниң үч тилни, йәни қазақ, рус вә инглиз тиллирини мукәммәл өзләштүрүш зөрүрийитини давамлиқ алға сүрүп келиватиду. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң қазақстанлиқларға йоллиған бийилқи Мәктүбидә «Келәчигини Вәтинимиз билән бағлайдиған һәрбир граждан қазақ тилини үгинишкә көңүл бөлүши керәк. Буни вәтәнпәрвәрликниң асасий бәлгүси дейишкә болиду. Яшлиримиз өзгә тилларни, шуниң ичидә рус тилини йетүк билсә, буниңдин һечким утулмайду», дейилгән. Бизму билим вә тәрбийә сүпитини ашуридиған, қазақ, рус вә инглиз тиллирини пухта үгитидиған иҗабий һәм илмий җәһәттин асасланған йеңилиқлар тәрәпдари. Амма бу мәсилә қуруқ дәвраңвазлиқ вә мәвсүмлүк түс алмаслиғи, әң асаслиғи — миллий маарипимиз вә ана тилимизни қурван қилиш һесавиға болмаслиғи керәк. Дөләтниң һимайисидики миллий мәктәплиримиз моҗутму, демәк, уларниң мәйли маддий-техникилиқ базисини мустәһкәмләш, мәйли салаһийәтлик мутәхәссисләр яки дәрислик вә оқуш-методикилиқ комплекслири билән толуқ тәминләш мәсилилирини дайим қануний асаста җиддий тәләп қилип, униң толуқ әмәлгә ешишини пүткүл җамаәтчилик болуп назарәт қилишимиз керәк. Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлүватқан мәктәплиримизни сақлаш вә уни техиму риваҗландуруш йолида бизгә муқум мәвқәдә болушимиз һавадәк һаҗәт.
Әнди Мәктүптә «Умумән, дөләт тилини қоллиниш даириси кәңийиватиду. Бу — қануний һадисә, һаятниң асасий җәрияни. Шуңлашқа қазақ тилиниң тәрәққияти чәклиниватиду дейишкә асас йоқ. Конституция бойичә Қазақстанда бирла дөләт тили бар. Бу — қазақ тили», дәп тәкитләнгән. Тоғра, дөләт тили болған қазақ тилини билиш, үгиниш вә һөрмәтләш – орунлуқ қануний тәләп, әмәлий зөрүрийәт. Шу нәрсини тәкитләш керәкки, мәмликитимиздики башқа милләтләргә нисбәтән биз, Қазақстан уйғурлирида, қазақ тилини мукәммәл өзләштүрүш жуқури, йәни бирқатар артуқчилиқлар моҗут. Чүнки бизниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр вә ана тилимизда билим елиш имканийитимиз бар. Умумән, Қазақстан уйғурлириниң қазақ тилиниң риваҗлинишиға төһпә қошуш усуллириниң бири — ана тилимиздики мәктәплиримизни сақлап, оқуғучилиримиз санини йәниму көпәйтиш арқилиқ болуши керәк. Мошу йәрдә мону муһим мәсилиниму тәкитләш лазимки, ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби вә униң җай-җайларда жигитбашлири, ханим-қизлар вә җамаәтчилик ишлириниң активистлиридин тәшкил қилинған штаб әзалириниң кочиму-коча арилап, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән синипларға бала топлаш ишлирини елип бериши нәтиҗисидә бийил мәктәпалди тәйярлиқ топиға (0-синипқа) һөҗҗәтлирини тапшурған гөдәклиримизниң сани хелә өсти. Рәсмий мәлуматларға асаслансақ, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң (җәми 63 мәктәп) — 0-синипқа 955 (өткән жили 918), 1-синипқа 1498 (өткән жили 1419) бала һөҗҗәтлирини тапшурған. Қисқиси, бийил чекиниш тохтап, илгириләш башланди. Демәк, һәммимиз «бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип» ишлисәк, көзлигән мәхситимизгә җәзмән йетимиз. Әслидә, ана тилиңни, ана мәктивиңни, миллий урпи-адитиңни, умумән, кимлигиңни вә өзлүгиңни сақлаш – қериндашлиқни инкар қилишни билдүрмәйду. Өзәңгә садақитиң тоғра болса, қериндишиңғиму һөрмитиң сағлам болмамду?!
Мошу йәрдә «Ана тилида билим вә тәрбийә бериватқан қутлуқ дәргаһлиримизни моҗут шәклидә сақлап, техиму риваҗландуруш үчүн йәнә немиләрни қилишимиз керәк?» дегән соалниң өзлүгидин туғулидиғанлиғи тәбиий. Биринчидин, биртәрәплимиликкә, «өзәм билимәнликкә» берилмәй, миллий маарипқа тегишлик һәрқандақ мәсилини әтраплиқ үгинип, әқил-идригимизни, күч-ғәйритимизни бирләштүрүшкә тегишмиз. Иккинчидин, беғәмликтин ойғинип, умуммиллий әһмийәткә егә мәсилиләрни мәслиһәтлишип, һәл қилишимиз зөрүр.
Шуниму тәкитләш лазимки, әгәр һазир балилиримиз билимини ашуруп, риваҗландуримән десә, һәрхил өмәкләр билән қошумчә дәрисләргә қатнашса болиду. Хошал боларлиқ тәрипи, өзи билән тәң дәриҗидә муамилә қилалайдиған мустәқил әлниң мустәқил яш әвлатлириға йол көрсәткүчи муәллимләрму зиммисигә жүкләнгән вәзиписини адил һәм шәрәп билән атқурмақта. Шагиртлириға пухта билим бериш үчүн уларму һәрхил байқаш-көрүкләргә қатнишип, билимини йетилдүрүп келиватиду. «Муәллимләрни һазирқидәк бәш жилда әмәс, үч жилда бир қетим қайта тәйярлиқтин өткүзүш керәк дәп һесаплаймән. Чүнки улар шагиртиға йеңи билим берәләйдиған һәқиқий мәнадики ақартқучи болуши лазим. Бу җәһәттин қариғанда, муәллимләрниң курстин өтүши үчүн өз янчуғидин ахча төлишигә йол берилмәйду» дейилгән Дөләт рәһбириниң қазақстанлиқларға йоллиған бийилқи Мәктүбидә. Мошуниң һәммисини мустәқилликниң нәтиҗисидә қол йәткүзгән утуқлар дейишкә болиду. Шундақ екән, келәчәктиму мустәқил Қазақстанниң, җүмлидин миллитимизниң тәрәққияти йолида сүпәтлик билим елиш – яшлиримизниң, муқәддәс пәрзи болуши тегиш. Илаһим, Мустәқиллик течлиқниң, әркинликниң, қериндашлиқниң капалити болуп, һәрбиримизниң өйигә қут-бәрикәт елип кәлсун!
 Мәйрәм күнлириниң ичидики әң улуғи – Мустәқиллик күни болса керәк. Чүнки Мустәқиллигимиз болмиса, бүгүнимизму, келәчигимизму болмас еди. Шуңлашқа ушбу күнниң қәдир-қиммитини билиш – бүгүнки яш әвлатниң асасий пәрзи болғуси. Ваһаләнки, Мустәқиллигимизни пәқәт 16-декабрь күнила әмәс, бәлки течлиқ билән атқан һәр теңимизда әскә елип, һәр жутқан нәпәсимиздә баһалаш – барчимизниң борчи.

329 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы