• Әхбаратлар еқими
  • 14 Желтоқсан, 2021

Евразия ихтисадий кеңишиниң мәҗлиси

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә видеоконференцалақә тәртивидә Алий Евразия ихтисадий кеңишиниң мошу жилдики хуласә мәҗлиси болуп өтти. 
Алий Евразия ихтисадий кеңишиниң (АЕИК) мәҗлисидә 2021-жилқи һәмкарлиқ паалийәтниң муһим мәсилилири, шундақла иттипаққа қатнашқучи әлләрниң алдики вақитқа бәлгүләнгән өзара ихтисадий һәрикитини тәрәққий әткүзүш плани муһакимә қилинди.
Чарә-тәдбирни ачқан Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә ташқи амилларға вә карантинлиқ чәклимиләргә қаримай, Иттипақ даирисидә макроихтисадий көрсәткүчләрниң өскәнлигини қанаәтлиниш билән тәкитлиди. 
– Мошу жилниң өткән тоққуз ейида өзара сода көләми 32,5 пайиз өсүп, 52 миллиард долларға йәтти. Бу ковидқичә болған көрсәткүчтин 16,5 пайиз нурғун. Иттипақ әллири оттурисида экспорт миқдари өсти. Мәсилән, Қазақстан экспорти миқдариниң өсүши 39 пайизни тәшкил қилди. ЕАИИға қатнашқучи башқа мәмликәтләрниңму экспорт миқдари өсти, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Қазақстан Президенти Иттипаққа рәислик қилишқа башлиғанда бирләшкән ишниң бәш йөнилиши – санаәт кооперациясини күчәйтиш, өзара содидики тосалғуларни елип ташлаш, транспорт-логистикилиқ инфрақурулумни, рәқәмләштүрүшни тәрәққий әткүзүш, шундақла үчинчи мәмликәтләр билән сода-ихтисадий мунасивәтләрни кәңәйтиш йөнилишлири тоғрилиқ әслитип өтти.
– Биз буниң бир күнлүк иш әмәслигини чүшинимиз. Амма уларниң бәзибирлириниң һазирниң өзидила утуқлуқ әмәлгә ашурулуватқанлиғини қәйт қилишқа болиду, – деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан рәислик қилған вақитта бирлишип жүргүзүлгән иш нәтиҗилиригә әтраплиқ тохталди вә ЕАИИ һөкүмәтлиригә һәм Евразия ихтисадий комиссиясигә әмәлгә ашурған иш үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
Дөләт рәһбири шундақла йеңи синақ-ховуплар шараитида алаһидә диққәтни тәләп қиливатқан бирқатар тәклипләрни оттуриға қойди.
Мәҗлистә АЕИКниң Пәхрий рәиси, Елбасы Нурсултан Назарбаев сөзгә чиқип, пандемияни вә боһранларни йеңип, умумий ички базар принциплириға риайә қилиш, шундақла тәрәққиятниң һазирқи реаллиққа җавап беридиған йеңи йөнилишлирини бәлгүләшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. 
Елбасы Қазақстанниң рәислик қилишиниң йәкүнини чиқирип, Өзбәкстанға байқиғучи мәртивисиниң берилишини вә Евразия ихтисадий комиссияси һәм Шанхай һәмкарлиқ тәшкилатиниң кативати оттурисида өзара чүшәнчә тоғрилиқ меморандумниң имзалинишини қоллап-қувәтлиди. Шундақла Әзәрбәйҗанни ЕАИИқа байқиғучи сүпитидә тәклип қилишниң мүмкин екәнлиги тоғрилиқ пикир ейтти. 
2022-жили Евразия ихтисадий иттипақиниң органлириға рәислик қилиш Қирғизстанға өтиду. Қасым-Жомарт Тоқаев шу мунасивәт билән Президент Садыр Жапаровни тәбрикләп, униңға қоюлған мәхсәтләрни қолға кәлтүрүштә муваппәқийәт тилиди.
Мәҗлис аяқлашқандин кейин ЕАИИға әза дөләтләрниң рәһбәрлири муһакимини тар тәркиптә давамлаштурди. 
Чарә-тәдбир йәкүни бойичә, Иттипаққа әза дәләтләрниң рәһбәрлири ЕАИИ кәңлигидә интеграциялик җәриянларни техиму күчәйтишкә қаритилған 20 һөҗҗәт қобул қилди. 
Мәҗлистә шундақла Әрмәнстан Премьер-министри Никол Пашинян, Беларусь, Қирғизстан, Россия Прездентлири – Александр Лукашенко, Садыр Жапаров, Владимир Путин, АЕИК йенидики байқиғучи дөләтләрниң рәһбәрлири – Куба Президенти Мигель Диас-Канель Бермудес вә Өзбәкстан Президенти Шавкәт Мирзияев, Евразия ихтисадий комиссияси коллегиясиниң рәиси Михаил Мясникович сөзгә чиқти.

 
 

584 рет

көрсетілді

14

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы