• Асасий мақалилар
  • 13 Қаңтар, 2022

Балилар жили елан қилиниду

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанда Балилар жилини елан қилишқа чақирди.
Президент бу тоғрилиқ өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Йеңи жиллиқ тәбригидә билдүрди.
– Балиларға алаһидә диққәт бөлүш керәк. Уларниң сағлам-хатирҗәмлиги – дөлитимизниң утуқлуқ келәчигиниң ишәшлик капалити. Шуңлашқа келәр жилни Балилар жили дәп елан қилиш керәк, дәп һесаплаймән, – дәп өз ойини изһар қилди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев бу йәрдә сөз шиарлар вә мәйрәмлик чарә-тәдбирләр тоғрилиқ әмәс, бәлки, һәммидин авал, балилиқ чағни қоғдаш мәхситидә һакимийәт органлири тәрипидин саламәтликни сақлаш, билим, иҗтимаий тәминат саһалирида ениқ чариләрниң көрүлүши һәққидә болуватқанлиғини тәкитлиди. 
– Һәртәрәплимә риваҗлиниш вә өскиләң әвлатниң бәхитлик балилиқ чеғи – бизниң умуммиллий вәзипимиз, – дәп билдүрди Президент.

1123 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы