• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қаңтар, 2022

Фонд қурулиду

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев “Қазақстан хәлқигә” фондини қурушни тапшурди. 
Дөләт рәһбири фондниң Президент Мәмурийити вә Һөкүмәттин айрим қурулуп, толуқ гражданлар назарити астида болидиғанлиғиға ишәндүрди. Миллий компанияләр, бай тиҗарәтчиләр, бизнесменлар вә башқилар һәр жили униңға мәбләғ әвәтиду. 
– Иҗтимаий адаләтлик муһим мәсилә пети қалиду. Қазақстан Конституция бойичә – иҗтимаий дөләт. Дөләт нурғун ишларни әмәлгә ашуруватиду. Җумһурийәтлик бюджет хираҗитиниң 50 пайиздин ошуғи – иҗтимаий хираҗәтләр. Бирақ бу йетәрлик әмәс. Биздә Миллий фонд бар, бу мәмликәтниң малийәвий таянч-тириги. Бүгүн болса мән “Қазақстан хәлқигә” җәмийәтлик иҗтимаий фондини қурушни тапшуримән. У саламәтликни сақлаш, билим бериш, иҗтимаий қоллап-қувәтләш саһасидики реал проблемиларни һәл қилиш билән шуғуллиниду – дәп тәкитлиди Президент. 
Дөләт рәһбири балилирида аз учрайдиған ағриқлар ениқланған ата-аниларни мисалға кәлтүрди. Көпчилик аилиләр үчүн давалашқа кетидиған хираҗәтни янчуғи көтәрмәйду вә фонд гражданларниң мошу топиға ярдәм қилиду. Униңдин ташқири фонд мәблиғи һесавиға пүткүл мәмликәт бойичә спорт объектлири селиниду, қабилийәтлик балиларға ярдәм қилиниду, мәдәнийәт қоллап-қувәтлиниду. Униң ахчисиға Алмутиға паҗиәдин әслигә келишкә ярдәм қилиш вә һалак болған полиция хадимлири билән һәрбий хизмәтчиләр аилилирини қоллап-қувәтләш көздә тутулуватиду.
– Тәкитләймәнки, бу Президент яки Һөкүмәтниң яки башқа дөләт оргининиң фонди әмәс. Бу барлиқ қазақстанлиқларниң фонди, бу хәлиқ фонди. У Президент Қазақстан мәмурийити яки Һөкүмәт йенида ишлимәйду. Абройлуқ байқиғучилар кеңиши қурулуп, адил, җавапкәр рәһбәр тайинлиниду. Униң паалийитиниң толуқ очуқ болушини, нәқ җәмийәткә һесават беришини вә униң назарити астида болушини тәминләймиз. Планлар, бюджет, лайиһиләр сайтларда очуқ елан қилиниду. Барлиқ әхбарат очуқ болиду, – дәп вәдә қилди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң сөзичә, фонд хусусий вә дөләт мәнбәлири һесавиға мәбләғ билән тәминлиниду. Шундақла хәлиқара хәйрихаһлиқ тәшкилатларниң ярдимини җәлип қилиш көздә тутулмақта. 

368 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы