• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қаңтар, 2022

Министрлар қәсәмяд қилди

Қазақстан Җумһурийити Һөкүмитиниң түнүгүнки мәҗлиси йеңи тайинланған министрларниң қәсәмяд қилиши билән башланди.
«Қазақстан Җумһурийити хәлқиниң вә Президентиниң алдида барлиқ күч-қувитим билән билимимни Вәтинимниң гүллинишигә беғишлашқа, Конституциягә вә дөләтниң қанунлириға қәтъий әмәл қилишқа, Қазақстан хәлқигә садиқ хизмәт қилишқа тәнтәнилик қәсәмяд қилимән», дәп қәсәмяд қилди новәт билән министрлар. 
 Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Асқар Омаров, әдлийә министри Қанат Мусин, саламәтликни сақлаш министри Ажар Ғиният, индустрия вә инфрақурулумлуқ тәрәққият министри Қайирбек Өскенбаев, миллий ихтисат министри Алибек Қуантыров вә энергетика министри Болат Ақшолақов қәсәмяд қилди.
Лавазимлириға қайтидин тайинланған министрлар қәсәмяд қилмиди.
 

350 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы