• Асасий мақалилар
  • 13 Қаңтар, 2022

Қазақстанниң йеңи дәври башлиниду

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Парламент Мәҗлисидә сөзгә чиқти. 
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт Парламентиға йеңи Премьер-министрни тонуштурди вә қазақстанлиқларға җумһурийәтни тәрәққий әткүзүш бойичә программа билән мураҗиәт қилди. 
Мәҗлискә Президент Мәмурийитиниң, Министрлар кабинетиниң әзалири вә депутатлар конференц-алақә бойичә қатнашти.
Президент Әлихан Смайылов Һөкүмәт рәһбири лавазимиға тайинланғандин кейин Қазақстан йеқинқи вақитта ишләйдиған программини баян қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев тәвсийә қилған ислаһатлар қазақстанлиқларға ләшкәрләр һуҗумидин кейинки боһрандин чиқишқа ярдәм қилипла қоймай, аддий аһалиниң турмушини яхшилиши керәк. 
Президент террористларниң январь ейиниң бешида Алмутиға һуҗум қилишиниң пүткүл Қазақстандин айрилишқа елип келиши мүмкин екәнлигини тәкитлиди. Ләшкәрләргә қарши күрәштә Миллий бехәтәрлик комитетиниң бирқатар хадимлири өзлириниң салаһийәтсизлигини көрсәтти, улар тәртипсизликләр вақтида қечип кәтти. Дөләт рәһбири Алмутиға һуҗум қилинған вақтида өзлирини мунасип көрсәткән Мудапиә министрлигиниң, Президент дөләт күзитиниң вә полицияниң хадимлирини махтиди.
Йеқинқи вақитта Қасым-Жомарт Тоқаев Бехәтәрлик Кеңишиниң мәҗлисини өткүзүп, униңда һәрбий қурулумлар рәһбәрлириниң қарарларни қобул қилиш вақтидики җавапкәрлик дәриҗисини ашуруш планини тәвсийә қилиду.
Президент шундақла КБШТниң Қазақстандики течлиқпәрвәрлик миссиясиниң аяқлашқанлиғини елан қилди. Шерик әлләрниң әскәрлири 10 күн мабайнида җумһурийәт территориясидин кетиду. Шундақла йеқинқи күнләрдә терроризмға қарши операция аяқлишиду, униң кәскин басқучи арқида қалди.
– Йүз бәргән тәртипсизликләрни мәхсус тәргәв-оператив топ тәкшүрәйду. Қазақстан йеқинқи қәрәлдә һәрбий техника запасини толуқтуриду. Биринчи әвзәллик – һоқуқ қоғдаш системисини ислаһат қилиш, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
Президент униңдин ташқири Қазақстан армиясиниң җәңгиварлиқ қабилийитини түп-асасидин ашурушниң зөрүр екәнлиги тоғрилиқ билдүрди. Буниң үчүн қисқа қәрәл ичидә Мәхсус операцияләр күчлири қоманданлиғи қурулиду, чегара хизмитини уюштуруш вә башқуруш принципи қайта қарилиду һәм ташқи, һәрбий, җинаий вә малийәвий разведкини қошуп һесаплиғанда, разведка бирләшмиси қайта қурулиду.
Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң қарари билән министрлар, депутатлар вә һакимларниң иш һәққини ашурушқа мораторий бәлгүлиди. Бу чарә қазақстанлиқларниң наразилиғиға җававән инкас болди, улар жуқури дәриҗилик дөләт хизмәтчилириниң иш һәққини муһакимә қилғанда «аддий хәлиқ» билән әмәлдарлар кириминиң мувапиқ әмәслигини көрсәткән еди. 
Президент дөләт хизмитигә орунлишиш үчүн ошуқ бюрократиялик тосалғуларни елип ташлашни вә дөләт хизмәтчилириниң қатарини лавазимлирида жиллап олтириватқан пайдиси йоқ әмәлдарлардин тазилашни планлаватиду. 
– Умумән, дөләт вә җәмийәт оттурисидики өзара мунасивәтләрни өзгәртиш зөрүрийити пишип йетилди. Җәмийәтлик шәртнаминиң йеңи шәкли керәк. Қазақстан сәясий йеңилаш йолини давамлаштуриду. Бу мениң принципиал мәвқәм – дәп елан қилди Дөләт рәһбири.
Президент униңдин ташқири әмәлдарларниң гражданлар билән өзара мунасивитиниң нәтиҗидарлиғиниң төвән екәнлигини атап көрсәтти. Қасым-Жомарт Тоқаев Һөкүмәт әзалириға мунтәзим рәвиштә регионларға чиқишни, регионлар һакимлириға болса, һәрбир аһалилиқ пункт турғунлири билән учришишларни турақлиқ өткүзүп турушни тапшурди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанда айрим иҗраий органларниң гражданларниң қийин турмушидин вә тәләп-еһтияҗлиридин сезиләрлик һалда үзүлүп қалғанлиғини билдүрди. 
– Һакимийәт қурулумлириниң вәкиллиридә адәмләрниң турмуши, уларниң арзу-арманлири вә тәләп-еһтияҗлири тоғрилиқ бузуп көрситилгән тәсәввур қелиплашқан. Тәңсизлик проблемисиму кәскинләшти. Аһалиниң оттура кириминиң көрсәткүчлири қәғәз йүзидә өсүватсиму, тәңсизлик жилдин-жилға мурәккәпләшмәктә. Ваһаләнки, қанаәтлинәрлик оттура иш һәққиниң кәйнидә җәмийәттики мүлүккә мунасивәтлик күчлүк қатламларға бөлүнүш йошурунуп туриду. Гражданларниң нурғунлиған муһим проблемилири һәл қилинмиди, – дәп атап көрсәтти Президент. 
Дөләт рәһбири малийә-олигархлар топлириниң киримини Қазақстан хәлқигә қайта тәхсим қилишни, шундақла «һәммиси достларға, қалғанлириға – қанун бойичә» системисидин чәтнәшни планлаватиду. Буниң үчүн Қазақстан Тәрәққият банкиниң вә «Самруқ-Қазына» фондиниң иши қайта қурулиду. 
Президент шундақла Миллий банкқа һәм Малийәвий мониторинг агентлиғиға инфляцияни «жүгәнләшни» вә уни 2025-жилға қәдәр 3 — 5 пайизлиқ көрсәткүчкә қайтурушни, шундақла тәңгигә болған ишәнчини ашурушни тапшурди.
– Дөләтниң ички вә чәт әл инвесторлириниң ишәнчисини әслигә кәлтүрүш үчүн барлиқ зөрүр чариләрни көридиғанлиғиға ишәндүрәләймән. Дөләтниң инвесторлар алдидики барлиқ мәҗбурийәтлири билән капаләтлири толуқ көләмдә орунлиниду. Бу басқучта мәмликәтниң мәптункарлиғини ашуруш үчүн ESG, аләмшумул энергетикилиқ вә технологиялик көчүш тәләплири күчәйгән шараитта инвестициялик сәясәтниң йеңи концепцияси керәк, – дәп тәкитлиди Президент.
Дөләт рәһбири униңдин ташқири пәвқуладдә һаләт шараитида Қазақстан капиталини чәт әлләргә чиқиришқа башлиғанларни тәкшүрүшни тапшурди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев җумһурийәт регионлири арисида аһали киримини тәхсим қилиштики уйғунсизлиқ мәсилисигә алаһидә диққәт ағдурди. Президент уйғунсизлиқни йоқитип, регионлар рәһбәрлириниң нәтиҗидарлиғини баһалашниң адаләтлик системисини җарий қилишни тапшурди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев “Қазақстан халқына” (“Қазақстан хәлқигә”) җәмийәтлик иҗтимаий фондини қуруш тоғрилиқ елан қилди. Фонд саламәтликни сақлаш, билим бериш, иҗтимаий қоллап-қувәтләш саһасидики проблемиларни һәл қилиш билән шуғуллиниду.
Президент Қазақстан яшлири арисидики ишсизлиқ мәсилисигә айрим тохталди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң сөзичә, айрим қазақстанлиқлар ахча тепиш үчүн җинайәтләрни әмәлгә ашурмақта. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Қазақстанда техникилиқ йөнилиш бойичә Россия алий оқуш орунлириниң бәш шөбисини ачиду, кәспий муәллимләрни регионларға әвәтиду вә қабилийәтлик яшлар үчүн грантларни аҗритиду. 
Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Астана ЛРТ» қиммәт лайиһисиниң мәхсәткә мувапиқ әмәслиги тоғрилиқ пикрини қазақстанлиқлар, болупму пайтәхт турғунлири узақтин күткән еди. Президент уни мәмликәт рәһбәрлигиниң хаталиғи дәп етирап қилди вә Һөкүмәткә мемарлар һәм урбанистлар билән бирликтә мошу шәрмәндә лайиһиниң тәғдирини биртәрәп қилишни тапшурди. 
Президент шундақла 2022-сентябрьда Қазақстан хәлқигә Мәктүп вә йеңи ислаһатлар топлими билән мураҗиәт қилидиғанлиғини билдүрди.
 

1722 рет

көрсетілді

5

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы