• Саламәтлик сақчилири
  • 27 Қаңтар, 2022

«Саламәтлигиңни йешиңға қарап әмәс, чишиңға қарап баһала»

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

  Җәмийитимиздә  үч әвлади, йәни балилири һәм нәврилири илмий-тәтқиқат ишлири билән шуғуллинип келиватқан алимлар камдин-кам учрайду.  Мошундақ алимлар сулалиси сүпитидә қазақстанлиқ академик Қ.Сәтбаевниң, өзбәкстанлиқ  академик М. Мамедовниң аилисини тилға алған болар едуқ.Уйғурлардин уларниң қатариға исми елимизгила әмәс, бәлки униң ташқирисиғиму тонулған көрнәклик алим — медицина пәнлириниң доктори, профессор, ҚҖ Профилактикилиқ медицина академиясиниң академиги, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, С.Асфендияров намидики медицина университетиниң, Ташкәнт дөләт стоматология институтиниң Пәхрий профессори Турған Сопиевни киргүзүшкә болиду.
Турған Қурваноғли 1942-жили Алмута вилайити Панфилов наһийәсигә қарашлиқ Дехан Ғәйрәт йезисида дунияға кәлгән. У туғулуп, һәтта қириқ күн өтмәйла, йеза мәктивиниң мудири хизмитини атқуруватқан дадиси Қурван Сопиев Улуқ Вәтән урушиға атлинип, шиддәтлик җәңләрниң биридә қәһриманларчә қаза болған. Украининиң Хмельницкий шәһиридә дәпин қилинған. Вапатидин кейин биринчи дәриҗилик “Шөһрәт” ордени билән мукапатланған.
Уруш дәвридә вә униңдин кейинки әслигә кәлтүрүш жиллири Сопиевлар аилисиниң еғирчилиғи Шәрәпәт аниниң зиммисигә чүшиду. У наресидилириниң қосиғи тоқ, кийими пүтүн болуши үчүн кечә-күндүз тинмай әмгәк қилиду. «Талаға чиқса — әр, өйгә кирсә аял» болуп, пәрзәнтлирини йетилдүрүп, һаяттин өз орнини тепишиға зәмин яритиду. Камаләт йешиға йәткәндә өйниң чоңлири Бурһан, Латин, Баһарәм муәллим болуш қарариға келиду. Турған болса, дохтурлуқ кәсипни таллайду.
Шундақ қилип,  Яркәнт шәһиридики С.Киров намидики уйғур оттура мәктивини «Алтун медальға» түгәткән Турған Сопиев Алмута дөләт медицина институтиниң (һазирқи С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университети) стоматология факультетиға оқушқа чүшиду. У мәзкүр билим дәргаһини 1965-жили «Қизил диплом» билән тамамлап, шу йәрдики стоматология хирургияси кафедрисиға оқутқучи болуп ишқа орунлишиду. 
1966-жили Турған ака Меһринисәм Исрайилқизи билән аилә қуриду. У иккиси бир йезида туғулуп, биллә чоң болған. Димитров (һазирқи Дехан Ғәйрәт) вә Чулуқай мәктәплиридә тәһсил көргән. Яркәнттики педагогика училищесини вә Алмутидики Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң филология факультетини әла баһаларға тамамлиған. Дәсләп өзи оқуған Чулуқай оттура мәктивидә муәллим, андин Панфилов наһийәлик комсомол комитетида бөлүм башлиғи лавазимида ишлигән. Әмгәк паалийитини Панфилов наһийәсидә башлап, турмушқа чиққандин кейин Алмута шәһиридә өз мутәхәссислиги бойичә ишини давам қилиду. Муәллимлик паалийити давамида бирқатар илмий лайиһиләр билән методикилиқ қолланмиларниң муәллипи болиду. Пүткүл аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлиған пешқәдәм устазниң мевилик әмгиги дөләт тәрипидин мунасип баһалинип, бирнәччә қетим пәхрий ярлиқлар, «Маарип әлачиси» медали билән тәғдирлиниду.
Турған Қурваноғли җавапкәр хизмәтләрни атқуруш билән қатар илмий тәтқиқат ишлири билән шуғуллинип, 1972-жили профессор Е.Черновниң рәһбәрлигидә намзатлиқ диссертацияни һимайә қилиду. 1977-жили у йеңидин тәшкил қилинған балилар стоматологияси кафедрисиға оқутқучи болуп йөткилиду. Ейтмақчи балилар стоматологияси — өз алдиға бир дуния. Йәни бу саһаниң мутәхәссисидин алаһидә кәспий маһарәт һәм педагоглуқ қабилийәт тәләп қилиниду. Чүнки кичик бемарларни давалашта врач улар билән тил тепишишни, қәлбини чүшинишни, диққитини башқа яққа ағдурушни билиши керәк. Турған Қурваноғли шагиртлириға өз кәспиниң нәзәрийәвий асаслири билән биллә әйнә шундақ психологиялик қир-сирлирини үгитиштин ялиқмиди.  Устазлиқ паалийити билән биллә илмий-тәтқиқат ишлирини давамлаштурди. Андин докторлуқ диссертациясини аяқлаштуруш үчүн Санкт-Петербургтики И.Павлов намидики медицина университетиниң академиги М.Соловьевниң рәһбәрлигидики балилар стоматологияси вә иңәк-үз хирургияси кафедрисиға командировкиға әвәтилиду. Мошу йәрдә барлиқ илмий-тәтқиқат ишлирини тамамлап, 1984-жили мәзкүр университетта докторлуқ диссертациясини муваппәқийәтлик һимайә қилиду. Шуниңдин кейин Алмутиға, өзиниң «иккинчи өйи» болуп кәткән университетқа  қайтип келиду. Бу йәрдә 1985-жили — доцент, 1986-жили профессор илмий унванлириға еришиду. 1988-жили мәзкүр билим дәргаһиниң Балилар стоматологияси кафедрисиниң башлиғи болуп тайинлиниду. У мошу йәрдә 2017-жилғичә әмгәк қилди. Һазир һөрмәтлик дәм елишта болсиму, Алмута дохтурлар билимини мукәммәлләштүрүш институтида вә Түркстандики Хәлиқара қазақ-түрк университетида лекцияләр оқуйду. 
Өткән әсирниң 90-жиллири елимиздә чиш кариеси, болупму узаққа созулидиған түрлири, униң балида бовақ чеғидинла (1,5-2 яштила) пәйда болуши чоң проблемиға айлиниду. Салаһийәтлик мутәхәссисләрниң униңға бепәрвалиқ көрситиватқанлиғи Турған акини бәк әпсусландуриду. У өзигә охшаш бир түркүм җанкөйәр кәсипдашлири билән  тез-арида кариесни давалашниң йеңи усуллирини ишләп чиқип, әмәлиятта җарий қилиду. Шуниң билән биллә балилар стоматологиясидики йәнә бир муәмма – балиларниң иңәк-үз хирургиясиниң клиникилиқ паалийитини җанландуруш ишини қолға алиду. Шундақ қилип, 1991-жили Турған Қурваноғлиниң рәһбәрлигидики бир топ алимларниң тәшәббуси билән Алмутидики 5-шәһәрлик клиникилиқ ағриқханида 60 орунлуқ балиларниң мустәқил иңәк-үз хирургияси бөлүми ечилиду. Кейинирәк бу йеңилиқ җәнубий пайтәхттики җумһурийәтлик «Ақсай» балилар клиникилиқ ағриқханисидиму өз ипадисини тапиду.
Турған Қурваноғли институтни тамамлиғандин кейин оқуш-үгинишини тохтатмай, илим-пән дуниясиға шуңғупла кирип кетиду. Һәртәрәплимә издиниши түпәйли, клиника ишлирини толуқ өзләштүриду, педагоглуқ маһаритини ашуриду, әң муһими, илмий паалийитигә йол ачиду. Бу җәһәттин униңға профессорлар Е.Чернов, К.Макиров, М.Саулабекова, С.Қарабаева, доцентлар К.Шәкенов, А.Фокина қатарлиқ устазлири наһайити чоң ярдәм қилиду. Истедатлиқ алим иш җәриянида Өзбәкстан, Қирғизстан, Таҗикстан, Түркмәнстан, Россия, Украина, Латвия, Германия, Швеция, Бирләшкән Әрәп Әмирликлири, Канада, Австралия қатарлиқ нурғунлиған әлләрдә болуп, һәрхил хәлиқара вә дуниявий әнҗуман-форумларға қатнишиду. Униң кәспий һәм илмий җәһәттин өсүп, кәспий мукәммәллишишидә әйнә шу хилдики чарә-тәдбирләрниң әһмийити наһайити зор болиду.
Академик Турған Сопиев өзиниң устазлиқ паалийитидә 60 шагиртни, шуниң ичидә 16 пән  докторини, 39 пән намзитини, 8 магистрантни йетилдүрүп чиқти. Униңдин ташқири Алмута, Бишкек, Ташкәнт, Дүшәнбә шәһәрлиридики алий оқуш орунлирида  40 диссертациялик ишқа оппонент болди. Алий дәриҗилик иңәк-үз хирурги сүпитидә 100 мурәккәп операцияни әмәлгә ашурди. 400гә йеқин илмий мақалиниң, 30дин ошуқ рационализаторлуқ тәклипниң муәллипи болди. Стоматология һәм иңәк-үз хирургияси бойичә 12 йеңилиғи СССР вә Қазақстан Җумһурийитиниң патентлири билән тәстиқләнгән.
Т.Сопиев шагиртлириға өз саһасиниң қир-сирлирини үгитиш биләнла чәкләнмәй, шуниң билән биллә илмий-педагогикилиқ мутәхәссисләрни тәйярлашқиму җиддий көңүл бөлиду. Бүгүнки күнгә қәдәр униң қолидин атмишқа йеқин медицина пәнлириниң доктори учум болди. Бүгүнки күндә  елимизгә тонулған Серик Нурмағанов, Алтай Байшолақов кәби алимлар шулар җүмлисидиндур.  
– Мән шагиртлиримниң балилар стоматологиясигә садиқ болуп келиватқанлиғи билән пәхирлинимән, – дәйду Турған Қурваноғли өз кәспидин мәғрурланған һалда. – Мәсилән, мениң қолумдин чиққан атмишқа йеқин алимниң пәқәт төрт-бәшила башқа саһаларға кәтти. Қалғанлири балилар стоматологияси бойичә һәрхил хизмәтләрни атқуруп, хелә чоң пәллиләрдин көрүнмәктә. Шәхсән өзәм бәзи кәсипдашлиримниң «Балилар стомотологисидин кәтмәй, мәнсәптә өсүш мүмкин әмәс» дегән пикригә задила қошулалмаймән. Әгәр дохтур өз кәспини чин дилидин сөйсә, униң маһири болса, өз саһаси бойичә һәрқандақ чоққини беқиндуралайду. Буниң үчүн, әлвәттә, көп тәр төкүп, тинмай издиниш керәк.
1988-жили Т.Сопиев рәһбәрлигидә Қазақстанда дәсләпки қетим җумһурийәтлик «Проблемы стоматологии» журнали вә  «Стоматология – Казахстан», «Ауырма» гезитлири нәшир қилинишқа башлиди. 2013-жилдин башлап у «Concept  стоматология» кәспий журналниң тәсисчиси болди. Турған Қурваноғли шундақла «Стоматология детского возраста и профилактика» (Россия), «Стоматологический журнал» (Белоруссия) журналлири тәһрират һәйъитиниң әзасидур. 
Тәкитләш лазимки, Турған Қурваноғли һәрхил жилларда ҚҖ Саламәтликни сақлаш министрлигиниң баш балилар стоматологи, Қазақ миллий медицина  университети стоматология факультетиниң деканиниң орунбасари вә декани, җумһурийәтлик «Стоматология» илмий мәркизи мудириниң орунбасари, Қазақ дөләт университетиниң «Стоматология» мутәхәссилиги бойичә диссертациялик кеңәш рәисиниң орунбасари вә башқиму вәзипиләрни атқурди. 
Һазир  Т.Сопиев С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң вә Ташкәнт стоматология институтиниң Пәхрий профессори. Униң Қазақстан медицинисиниң тәрәққиятиға қошқан үлүши мунасип баһалинип, бебаһа әмгәклири өзи пүткүл аңлиқ һаятини беғишлиған университетниң «Шөһрәт залидин» орун алған. Шундақла хәлқиниң һәм жутдашлириниң һөрмитигә бөлинип, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, Қазақстан Уйғур меценатлири клуби тәсис қилған «Илһам» мукапитиниң  саһиби аталди.
Әлвәттә, Турған ака билән Меһринисәм һәдиниң әң чоң пәхри, байлиғи – пәрзәнтлири билән нәврилири. Атисиниң изи билән маңған чоң қизи Эльмира 1984-жили мәктәпни «Алтун медаль» билән тамамлап, Алмута дөләт  медицина институтиниң стоматология факультетиға оқушқа чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһини 1989-жили әла баһалар билән түгитип,  әмгәк паалийитини Алмута балилар стоматологияси шипаханисида врач болуп башлайду. 1991-жили өзи тәһсил көргән билим дәргаһиниң ортопедиялик стоматология кафедрисида ассистент болуп хизмәт қилиду. Ейтмақчи, ортопедиялик стоматология – стоматологияниң протезлаш яки рәтлигүчи аппаратларни орнитиш арқилиқ чиш-иңәк системисиниң биртуташлиғи билән функциясиниң бузулушини диагностика қилиш вә давалаш билән шуғуллинидиған бөлүми. Бу йөнилиштә иш елип баридиған мутәхәссисләр чайнаш аппаратиниң тәркиви билән хизмитиниң асаслирини, стоматологиялик ағриқларниң қир-сирлирини, клиникилиқ басқучларниң принциплирини һәм стоматологиялик, ортопедиялик вә ортодонтиялик конструкцияләр билән аппаратларни тәйярлаш технологиясини чоңқур егилиши лазим. Эльмира Турғанқизи әйнә шундақ жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған вәзипиниң һөддисидин чиқипла қалмай, 1996-жили намзатлиқ диссертация яқлайду. 2001 – 2004-жиллар арилиғида докторантурида билим елип, 2005-жили  докторлуқ диссертациясини һимайә қилди. Шу жили униңға доцент илмий унвани берилип, Алмута дипломдин кейин билим елиш стоматология институтиниң балилар стоматологияси  кафедрисиға рәһбәрликкә тәклип қилиниду. Бу йәрдә стоматологиялик ағриқларниң вә ортодонтияниң (чишларниң вә иңәк-үз қисминиң тәрәққий әтмәслиги) алдини елиш бойичә лекцияләр оқуйду. 2009-жили Эльмира Сопиеваға профессор илмий унвани берилиду. У 100дин ошуқ илмий әмгәкниң, шуларниң ичидә, икки дәрислик билән икки оқуш қуралиниң муәллипи вә һәммуәллипи. Шагиртлиридин икки пән намзитини тәйярлап чиқти. Һазир «Concept Стоматология» кәспий журналиниң баш муһәррири. Илмий вә оқутқучилиқ паалийитидин ташқири Эльмира «Concept» Т.Сопиевниң стоматологиялик клиникиси» ҖЧЙниң мудири болуп хизмәт қилмақта. 
Жулунған чишниң орниға йеңисиниң өсүп чиқмайдиғанлиғи һәммимизгә мәлум. Буниңдин 15 — 20 жил илгири бу биз үчүн һечқандақ йешими йоқ мәсилә болса, бүгүнки күндә заманивий медицина бу туюқлуқтин чиқишниң йолини тапти. Йәни мутәхәссисләр ахирқи үлгидики әсвап-үскүниләрниң ярдими билән надир материаллардин шундақ ясалма чишларни (имплант) орнитидуки, уларни һәқиқий чишлардин пәриқ қилиш әсла мүмкин әмәс. Шуңлашқиму бүгүнки күндә стоматология саһасида чишларни имплантацияләш бөләкчә аммибаплиққа егә болмақта. Заманивий клиникилар бу йөнилишниң түрлүк-түмән усуллиридин пайдиланмақта. Ейтиш керәкки, мәзкүр йеңилиқниң өзигә чушлуқ мурәккәплиги һәм еғирчилиғи бар. Йәни бу – наһайити узун вақитни вә жуқури җавапкәрликни тәләп қилиду. Мәсилән, бир имплантни қоюш үчүн тәхминән 30 минут лазим болиду. Һә, униң өзлишип кетиши үчүн кам дегәндә 3 – 5 ай керәк. Һә, умумий давалаш җәрияни бир жилға созулуши мүмкин.
Турған Сопиевниң күйоғли Бахит Ботабаев, биз жуқурида тәкитлигән мурәккәп йөнилиштә, йәни дентальлиқ имплантология саһасида хизмәт қиливатқан  йетәкчи мутәхәссисләрниң бири.  У 1989-жили Алмута дөләт медицина институтини (һазирқи С.Асфендияров намидики Қазақ миллий  медицина университети) тамамлиған. 1990 – 1996-жиллар арилиғида Алмутидики 3- вә 4-стоматологиялик шипаханиларда врач-стоматолог болуп ишләйду.  2002 – 2006-жиллар арилиғида «Стоматология» илмий мәркизиниң «Илим» бөлүмидә үз вә боюн хирургияси, дентальлиқ имплантология мәркизидә хизмәт қилди. Арилиқта мәзкүр мәркәзни башқурди. Шуниң билән биллә мошу жилларда С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң хирургиялик стоматология кафедрисида ассистент болуп ишлиди. 
Өзиниң 30 жиллиқ паалийитидә Бахит стоматология саһасида мол тәҗрибә топлиди. У Қазақстанда дәсләпки қетим туғулушидин чиши чиқмиған балиға дентальлиқ имплантация операциясини әмәлгә ашурди. Шундақла яшанғанларниму заманивий технологияләр билән давалашни йолға қойди. Бүгүнки күндә униң исми елимизгила әмәс, бәлки жирақ вә йеқин чәт әлләргиму яхши тонуш. 
Бахит Ботабаев 2002-жили намзатлиқ диссертациясини һимайә қилди. 2010-жили болса, Санкт-Петербургтики биорегуляция вә геронтология институтида докторлуқ диссертацияни утуқлуқ яқлиди. Елимиздә дәсләпкиләрдин болуп дентальлиқ имплантлар вә Radix васитисини ( Минск шәһири, Беларусь), илмий җәһәттин дәлилләп, әмәлиятқа киргүзди. Шуниң нәтиҗисидә бу технологияләр Қазақстанда тиркилип, уларниң медицина тәҗрибисидә қоллинишқа рухсәт берилди. Мошу йәрдә алимниң 57 илмий әмгәк билән дәрисликниң муәллипи екәнлигини тәкитләп өтүш орунлуқтур. 
Бахыт Ботабаев Қазақстанниң саламәтликни сақлаш саһасидики пидакаранә әмгиги үчүн «Саламәтликни сақлаш саһасиниң әлачиси» бәлгүси билән тәғдирләнгән. Бахит Эльмира билән студент вақтида аилә қурған. Һазир улар үч қиз тепип, қатарға қошти.
Турған ака билән Меһринисәм һәдиниң оғли Адил Сопиев оттура мәктәпни пүтәргәндин кейин С.Асфендияров намидики Қазақ дөләт медицина университетиниң давалаш факультетиға оқушқа чүшиду. Икки  жилдин кейин у Санкт-Петербугтики И.Павлов намидики медицина университетиға оқушқа йөткилиду. Университетни вә интернатурини тамамлиғандин кейин Санкт-Петербург Геронтология вә гериатрия институтиниң аспирантурисиға чүшиду. Бу йәрдә 2005-жили намзатлиқ диссертациясини яқлап,  ҚҖ Саламәтликни сақлаш министрлигидә хизмәт қилди. Шуниңдин кейин чәт әлдә билим елиш грантини утувелип, АҚШниң Атланта шәһиридики «Эмори» университетида билим алди. Лондонда докторантурини тамамлап, шу йәрдә докторлуқ диссертацияни һимайә қилди. Тәкитләш лазимки, Адил Турғаноғли – Сопиевлар әвладидики бәшинчи пән докторидур. Қазақстанға қайтип келип, пайтәхтимиздики университетта илмий хадим вә бөлүм башлиғи болуп ишләватиду. 
Адилниң рәпиқиси Анар Жумадилова  Шәмәй дөләт медицина академиясиниң стоматология факультетини тамамлиған. 2001 – 2005-жиллар арилиғида Япониядики Хиросима университетиниң  PhD докторантурисида оқуп, докторлуқ диссертациясини һимайә қилди. Андин Астана медицина университетиниң хирургиялик стоматология вә терапия кафедрисиниң башлиғи хизмитини атқурди. 2011-жили болса, Nazarbayev University Тәбиий вә гуманитарлиқ пәнләр мәктивиниң профессори болди һәм бу күнгә қәдәр ушбу билим дәргаһида ишләп кәлмәктә. Адил билән Анар иккиси 2011-жили аилә қурған, һазир икки пәрзәнт тәрбийиләватиду. 

 

Хәлқимизниң пәхри 

Турған Сопиевни билмәйдиған қазақстанлиқ уйғур йоқ десәм, мубалиғә болмас. Мәлумки, һәрқандақ милләтниң пәхри әмәлдарлар яки тиҗарәтчиләр әмәс, бәлки алимлар, сәнъәткарлар, қисқиси,  зиялилар болуп һесаплиниду. Медицина саһасида, шуниң ичидә, балилар стоматологияси, үз-иңәк хирургиясидә чоң мутәхәссис, профессор Турған Сопиевниң исми пәқәт Қазақстандила әмәс, шундақла чәт әлләрдиму яхши тонуш. Турған ака билән мән кичигимдинла дайим пәхирлинәттим. Биз шундақла қериндаш. Учришип қалған пәйтлиримиздә иккимиз әвлатлиримиз һәққидә нурғун параң қилаттуқ. Әвладимизниң тарихиға нәзәр ташлисақ, 1880-жили Или тәвәсидин Йәттисуға икки ака-ука, Надир қази билән Сидиқ һаҗим көчүп чиққанлиғидин хәвәр тапимиз. Улар һазирқи Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисиға орунлишипту. Қериндашлар бир-бирини наһайити һөрмәт қилаттекән. Бирақ мүҗәз-хулқи җәһәттин бир-биригә тамамән охшиматтекән. Надир қази җәмийәт әрбаби, бирнәччә қетим Ақсу-Чарин болуслуғиниң қазиси болуп сайланған. 1918-жили Мураевниң җаллатлири бесип киргәндә, Надир қази жутдашлирини таққа қачуруп, аман елип қалған. Ақсулуқлар та мошу күнгичә уни пәқәт миннәтдарлиқ билән әсләйду. Сидиқ һаҗим болса, тәқвадар инсан болуп, кичигидә һәҗгә берип кәлгән екән. Диний савати яхши болған. Өзи тәрәққийпәрвәр болғачқа, жутида мәктәпләр ечип, яшларниң билим елишиға зәмин яратқан. Ана җәмити тәрәптин Турған ака иккимиз мана мошу икки кишиниң әвлади. Турған ака – Сидиқ һаҗиниң нәвриси, мән болсам, Надир қазиниң чәвриси болимиз. 
 Турған Сопиев Яркәнт тәвәсидә дунияға кәлгән. Униң балилиқ чағлири қийинчилиқларға толуп-ташти.  Дадиси фронтта вапат болғандин кейин аписи балилирини беқип чоң қилди. Турған ака мәктәптә әла оқуди. Кичигидинла уйғур, рус, қазақ тилидики китапларни оқушни бәк яқтуратти. Шуңлашқа болса керәк, рус вә классик әдәбиятқа алаһидә муһәббәт бағлиған. 
 Мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Алмута медицина институти стоматология факультетиға оқушқа чүшиду. Мәзкүр билим дәргаһиниму әла баһаларға тамамлап, өзиниң институтида оқутқучилиқ вә илмий-тәтқиқат ишлири билән шуғуллинишқа башлайду. 1972-жили Алмутида намзатлиқ, 1984-жили Ленинрадта докторлуқ диссертациясини яқлайду. Турған ака тәбиитидин маһир тәшкилатчи. У һәрхил жилларда рәһбирий хизмәтләрдә болди. Деканниң орунбасари, кафедра башлиғи, ҚҖ Саламәтликни сақлаш министрлигиниң баш балилар стоматологи вә башқиму хизмәтләрдә ишлиди. 
 Турған Сопиев – стоматологиягә вә иңәк-үз хирургиясигә беғишланған бирнәччә монографияниң, йүзлигән илмий мақалиларниң муәллипи. Униң илмий әмгәклири чәт әл тиллириға тәрҗимә қилинған, дунияниң нурғун китапханилирида, шуниң ичидә Мисирдики даңлиқ Александрия китапханисида сақлиниватиду.
 Турған ака шундақла яхши публицист. Униң «Уйғур авази» гезитида медицина мәсилилиригә беғишланған, достлири, кәсипдашлири һәққидә йезилған мақалирини оқурмәнләр яхши билиду. 
Шәхсән өзәм әллик яшқа киргәндә иҗат билән җиддий шуғуллинишқа башлидим. Буни дәсдәпкиләрдин болуп Турған ака байқиди. У мениң китаплиримни тонуштуруш чарилириниң һәммисигә иштрак қилди. Шундақла өзиниң мәслиһити, сәмимий пикри билән мени дайим қоллап турди. 
 Турған акиниң йәнә бир есил хислити – у достлуқниң қәдрини билиду. У мениң рәпиқәмниң туққини, тонулған дохтур Султан Мөрдинов билән узун жиллар бойи қәдинас достлардин болуп өтти. Униң вапатидин кейинму аилисини қоллап келиватиду, мәрһум һәққидә бирнәччә қетим әслимиләрниму язди. У мақалиларни «Уйғур авази» гезитиниң оқурмәнлири яхши билиду дәп ойлаймән. 
 Бүгүн, пурсәттин пайдилинип, қиммәтлик акамни шанлиқ 80 яшлиғи билән чин қәлбимдин тәбрикләймән. Униңға мустәһкәм саламәтлик, талмас күч-қувәт һәм ирадә, иҗадий утуқ тиләймән.

  Исмайилҗан ИМИНОВ, 
язғучи.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы