• Әхбаратлар еқими
  • 27 Қаңтар, 2022

Татарстан Президенти билән учрашти

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанда иш бабидики сәпәрдә болған Татарстан Җумһурийитиниң Президенти Рустам Миннихановни қобул қилди. 
Президентлар сода-ихтисадий, санаәт вә технология саһалирида өзара һәмкарлиқни күчәйтиш истиқбали һәққидә сөһбәтләшти.
Дөләт рәһбири Рустам Миннихановқа илтипат билдүрүп, Татарстанниң Россия Федерацияси билән болған көпқирлиқ мунасивәтлиридә муһим орун егиләйдиғанлиғини қәйт қилди.
Дөләт рәһбири тәкитләп өткәндәк, Татарстан Қазақстан билән болған ихтисат, санаәт вә технология саһалиридики һәмкарлиқ дәриҗиси бойичә Россия Федерациясиниң субъектлири арисида алдинқи орунда туриду. 2021-жилниң 11 ейиниң йәкүни бойичә, өзара товар обороти 423 миллион долларни тәшкил қилди. 
«КамАЗ» вә «Татнефть» охшаш компанияләрниң қатнишиши билән машина ясаш саһасида баһаси 1,8 миллиард доллар болған лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуши әйнә шундақ һәмкарлиқниң ярқин мисали болуп һесаплиниду. Мәсилән, Қостанай вә Қариғанда вилайәтлиридә «КамАЗ» автокомпонентлирини вә «Татнефть» шинилирини ишләп чиқиридиған үч завод селиш бойичә иш қизғин жүргүзүлүватиду.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанниң буниңдин кейинму инвесторларниң, җүмлидин Татарстан инвесторлириниң қолайлиқ ишлиши зөрүр болған барлиқ шараитни яритидиғанлиғини атап көрсәтти.
Президент шундақла Рустам Миннихановни мәмликәттә миқияслиқ ихтисадий ислаһатларниң жүргүзүлүватқанлиғи вә ениқ тәрәққият программилириниң қолға елинғанлиғи, уларниң Татарстан билән бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш үчүн қошумчә имканийәтләрни ачидиғанлиғидин хәвәрдар қилди.
Татарстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевқа сәмимий қобул қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрди. Рустам Минниханов Қасым-Жомарт Тоқаевқа бирқатар инвестициялик лайиһиләрниң вә Татарстан бизнесиниң қазақстанлиқ шерикләр билән өзара һәрикәтни күчәйтиш бойичә планлириниң әмәлгә ашурулушиниң кетип бериши тоғрилиқ ейтип бәрди.
 ***
Татарстан Президенти Рустам Минниханов иш бабидики сәпири даирисидә шундақла Қазақстан Премьер-министри Әлихан Смайылов биләнму учрашти.
Рустам Минниханов деструктив күчләр һуҗуми ақивитидә һалак болғанларниң аилилиригә чоңқур тәзийә билдүрди, шундақла мәмликәт үчүн мошундақ қийин пәйттә Қазақстан хәлқини қоллап-қувәтлиди. 
Учришиш давамида сода-ихтисат, йеза егилиги, нефть-химия, санаәт кооперацияси вә башқа саһалардики һәмкарлиқ мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла Қазақстанда КамАЗ инжиниринглиқ тәтқиқат мәркизини вуҗутқа кәлтүрүш истиқбали қаралди.

337 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы