• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 02 Ақпан, 2022

Жигитбашлири мукапатланди

Йеқинда Алмута шәһиридики «Интизар» кафесида Шапағат микрорайониниң (Заря Востока мәһәллиси) коча жигитбашлириниң баш қошуши болуп өтти. 
Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази» 

Униңда жутниң баш жигитбеши Йүсүпҗан Бәраев сөзгә чиқип, бүгүнки чарә-тәдбирниң елимиз Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға даир өткүзүлүватқанлиғини тәкитләп, һазир пүткүл дуния әһлини һәләйкүмгә селиватқан таҗсиман вирус пандемиясигә бола, ушбу паалийәтниң өз вақтида уюштурулмиғанлиғини ейтти. 
Мәһәллидә уйғурлар зич җайлашқанлиқтин, у йәрдә жигирмидин ошуқ жигитбеши жут хизмитини ада қиливатиду. Бу күни баш жигитбеши уларниң шиҗаәтлик әҗригә шәхсән өзиниң вә жут намидин рәхмитини ейтқач, уларға җумһурийәтлик һәрбий разведка ветеранлири иттипақиниң «Қазақстан патриоты» бәлгүсини вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Жигитбашлири кеңишиниң пәхрий ярлиқлирини тапшурди. Мукапатланғанлар арисидин Йолдаш Зулияров көпни көргән тәҗрибилик жигитбеши сүпитидә яшларға бираз мәслиһитини бәрди. Мәсилән, у өз сөзидә, жигитбашлириниң жутдарчилиқ ишлардин ташқири, бүгүнкидәк елимиздә пәвқуладдә әһваллар йүз бериватқан бир пәйттә хәлиқни тоғра йолға башлашқа, җүмлидин Интернеттики испатсиз әхбаратлардин еһтият қилишқа, яшлиримизни иғвагәрләр чаңгилиға чүшүп қелиштин сақлашқа җиддий көңүл бөлүши лазимлиғини әскәртти. 
Бу күни ушбу учришишқа иштрак қилған Алатав наһийәлик йәрлик өзини өзи башқуруш комитетиниң рәиси Таһир Тохтаев сөзгә чиқип, жигитбашлириниң миннәтсиз әмгигигә жуқури баһа бәрди. Болупму, у жигитбашлириниң аһали арисида тәшвиқат-тәрғибат ишлирини тоғра йолға селиши түпәйли, мәһәллидә милләтләрара достлуқ вә инақлиқ моҗут екәнлигини ейтип, уларниң ишиға утуқ тилиди. Өз новитидә учришишқа алаһидә тәклип қилинған җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовму уйғур җамаәтчилигидики жигитбашлириниң ролини вә уларниң гезит муштирилириниң санини көпәйтишкә қошуватқан үлүшини алаһидә тилға елип, миннәтсиз меһнити үчүн уларға тәһрират коллективи намидин миннәтдарлиқ билдүрди. 
Үсүпҗан Бәраев баш қошушни йәкүнлигәндин кейин, жигитбашлири жутдарчилиқ ишлириниң новәттики иш-реҗилири һәққидә пикирләшти.
 

6231 рет

көрсетілді

249

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы