• Хәйрихаһлиқ
  • 17 Ақпан, 2022

Хәйрихаһлиқ топ концерт уюштурди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Амангелди йезисидики «Таштиқара» кафесида «Ладонь Фатимы» хәйрихаһлиқ топи хәйрихаһлиқ концерт уюштурди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

  Мәзкүр чарә-тәдбир еғир бөрәк ағриғиға муптила болған тәшкәнсазлиқ Амут Үсәновниң давалиниши үчүн мәбләғ топлаш, шу арқилиқ бемарға маддий ярдәм бериш нийитидә уюштурулди.
Тәкитләш керәкки, идрәклик, башқиларниң муң-зариға бепәрва қаралмайдиған ханим-қизларниң бешини қошқан «Ладони Фатимы» топи наһийәниң Ават вә Тәшкәнсаз йезилирида қурулған мошундақ икки топниң асасида вуҗутқа кәлди. Ават йезисидики Яна Мадалиеваниң рәһбәрлигидики топ 2013-жили қурулған еди. Тәшкәнсаздики топ буниңдин төрт жил илгири Гүлнисәм Қасимниң уюштуруши билән тәшкил қилинип, «Тәшкәнсазниң сехи жүриги» дәп аталған. Дәсләп униң тәркивидә  хелә нурғун адәм бар еди, бирақ бәлгүлүк сәвәпләр билән топ әзалириниң нурғуни бу паалийәтни давамлаштуруш имканийидин айрилип, ахирида Гүлнисәмниң йенида Динара Норузова, Руфина Бақиева вә Алийәм Турдиева қатарлиқ қизлар қалди. Һазир Гүлнисәм билән Янаниң әтрапиға 30дин ошуқ ханим-қиз топланди. Улар уюштуруш қабилийитидин пайдилинип, һаллиқ,  қәлби сехи адәмләрдин мәбләғ топлап, хәйрихаһлиқ чарә-тәдбирләрни уюштуруш арқилиқ ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә вә һәрхил ағриқларға муптила болған инсанларға ярдәм қиливатиду. Шуниң билән биллә башқиму көпкә үлгә боларлиқ ишларниң һөддисидин чиқиватиду. 
– Һазир җәмийитимиздә ярдәмгә муһтаҗ кишиләр нурғун. Бизгә ярдәм сорап мураҗиәт қиливатқанларму йоқ әмәс. Уларниң арисида еғир ағриққа дучар болғанлар, көпбалилиқ, турмуш-шараити төвән аилиләр вә бешиға башқиму еғирчилиқ чүшкәнләр бар. Һәқиқитини ейтсақ, барлиғиға ярдәм қилғумиз келиду. Әпсус, һәрдайим әһвал биз халиғинимиздәк боливәрмәйду. Шундиму қолида бар сахавәтлик инсанларға мураҗиәт қилип, һәрхил чарә-тәдбирләрни уюштуруп, бираз ишларни әмәлгә ашурушқа тиришиватимиз. Пурсәттин пайдилинип, бизни қоллап-қувәтләп келиватқан замандашлиримизға рәхмәт ейтқумиз келиду, – дәйду Гүлнисәм биз билән болған  сөһбәттә.
Амут Үсәнов – 56 яшта. Униң бәш пәрзәнди бар. Көпчиликниң ейтишичә, бешиға күн чүшкән һәрқандақ адәмгә ярдәм қолини сунушқа алдирайдиған мәрт-мәрданә, меһир-шәпқәтлик инсан. Униң ата-анисидин әтигән айрилип, ини-сиңиллирини өз ғәмхорлуғиға елип, қатарға қошқанлиғи жутдашлириға яхши мәлум. 
Шуниң билән Амут акиниң уруқ-туққан, қом-қериндашлири «Таштиқара» кафесиниң мудири Мурат Зубаршаевниң ярдими билән кәлгән меһманларға дәстихан һазирлиди. Тәкитләш лазимки, бу күни кафе бемарниң дәрдигә, муң-муһтаҗиға һисдаш болуш, шундақла заманивий уйғур эстрада юлтузлириниң концертини көрүш нийитидә кәлгән адәмләргә лиқ толди. Амут акиға саламәтлик тиләп, жиғилған тамашибинларниң көңлидин чиқиш үчүн кәлгән сәнъәткарларму көп болди. Камунар Турсунов, Бәхитҗан Савурҗанов, «Гүлияр» дуэти (Һасанҗан вә Гүлмира), Молутҗан Тохтахунов, Адилҗан Мунаров, Пәрһат Мәсим, Рәйһан Норузова, «Дилназ» уссул ансамбли, «Фиеста» шоу-балети, Ялқунҗан Тайиров, Вильдан Вәлиев, Абдрим Низиров вә Зулпиқар Зайитов қатарлиқ талантлиқ яшлар шулар җүмлисидиндур. 
Концерт давамида Амангелди вә Тәшкәнсаз йезилириниң жигитбашлири, уларниң орунбасарлири, ханим-қизлар кеңәшлириниң рәислири вә башқилар көпчилик намидин меһманлар билән сәнъәтчиләргә чәксиз миннәтдарлиқ билдүрүп, алий изгү тиләклирини изһар қилди. 

СҮРӘТТӘ: «Ладонь Фатимы» топиниң әзалири.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

8150 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы