• Әхбаратлар еқими
  • 10 Наурыз, 2022

Пухта тәргәв қилишни тапшурди

Қасым-Жомарт Тоқаев видеоконференция тәртивидә Баш прокуратура рәһбәрлиги билән кеңәшмә өткүзүп, униңда назарәт идарисиниң йеңи рәһбири Берик Асыловни тонуштурди.
 Президент сабиқ Баш прокурор Ғизат Нурдәулетовқа әмәлгә ашурған ишлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, униңға йеңи иш орнида утуқ тилиди. 
 Дөләт рәһбири қанунға еғишмай әмәл қилишниң җәмийәтниң әң асасий тәләплириниң бири екәнлигини тәкитләп, прокуратура алдиға алдиға январь вақиәлирини пухта һәм һәртәрәплимә тәргәв қилиш вәзиписини қойди. 
 Қасым-Жомарт Тоқаев кеңәшмидә тәргәв ишлирини жүргүзгәндә қанунийлиқни тәминләшниң вә гражданларниң һоқуқлириға әмәл қилишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Президент әйипкарларни җавапкәрликкә тартиш чарилириниң өз вақтида көрүлүшини, келип чүшүватқан хәвәрләргә дәрһал инкас қилишни, шундақла аһалини тәргәв ишлириниң кетип бериши тоғрилиқ хәвәрдар қилишни тапшурди. 
 Президент уруп-қийнаш вә рәһимсиз мураҗиәт қилиш охшаш оттура әсирлик һадисиләрни түп-асасидин йоқитишниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. Баш прокуратуриға тәргәв астидикиләргә вә қамақтикиләргә рәһимсиз мунасивәт қилғанлиғи үчүн җавапкәрликни күчәйтишкә қаритилған тәклипләрни ишләп чиқиш тапшурулди. 
 Дөләт рәһбириниң сөзичә, иҗтимаий-сәясий турақлиққа болған ховупни йоқитиш вә иҗтимаий тоқунушларни биртәрәп қилиш үчүн җәмийәттә қоллап-қувәтләшкә егә болидиған йеңи идеяләр билән яндишишлар, шундақла йеңичә тәпәккүрдики йеңи кадрлар керәк. 

2498 рет

көрсетілді

544

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы