• Хәйрихаһлиқ
  • 21 Сәуір, 2022

Иптарлиқ севитини тарқатти

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

Хасийәтлик Рамзан ейиниң кириши билән Яркәнт тәвәсидиму хәйри-еһсанлиқ ишлар қолға елиниватиду. Көпбалилиқ, анилар билән атиларниң йенидин тепилип, уларға ғәмхорлуқ қиливатқанлар саниниң өсүватқанлиғи кишини хошал қилиду. Шуларниң қатарида, жилдики әнъәнә бойичә, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова рәһбәрлигидики бир топ ханимлар әйнә шундақ хәйирлик ишни әмәлгә ашуруп, Яркәнт шәһиридики житим-йесир, баққучисидин айрилған, яшанған, бемарларға иптарлиқ тарқатти. 
Мәдәнийәт мәркизидики новәттики баш қошушта Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, тәдбирчан Маһинур Аюпова җанкөйәрләрниң бешини қошуп, пат-йеқинда наһийәдә муһтаҗ аилиләргә иптарлиқ бериш тәкливини бәрди. Тәшәббускар ханим бу қетимму ярдәмгә муһтаҗ, тәминати начар, көпбалилиқ аилиләргә иптарлиқ ғоҗунини аилисигә апирип бериш мәхситиниң барлиғини ейтиведи, уни қоллиғучилар бирдинла әтрапиға топлашти. Шундақ қилип, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири Илияс Сақиев билән Реһимәм Әйнудинованиң кәң һойлисиға җәм болушқан ханимлар Турағча Самсақова, Пәридәм Иминова, Аминәм Әхмәтованиң ярдими билән 80 аилигә  озуқ-түлүк севитини тарқитип беришкә келишти. Анилар билән ханим-қизлар алдида сөзгә чиққан Маһинур Садиқ қизи:
— Әслидә «оң қолуң бәргәнни сол қолуң билмисун» дейилиду. Лекин биз бу қетим қол учимизнии созуп, хасийәтлик Роза-рамзан ейида йоқсулларниң көңлини елиш нийитидә жиғилдуқ. Мундақ ишта бизни қоллап-қувәтләватқан, һамийлиқ қилған анилар билән ханимларға апирин дейиштин башқа сөзүмиз йоқ, — деди жутдашлириға миннәтдарлиғини изһар қилған Маһинур Садиққизи.
Шуниңдин кейин ханим-қизлар һәрқайсиси өз мәһәллисидики муһтаҗ аилиләргә иптарлиқ ғоҗунини тарқатти. 

Панфилов наһийәси. 

Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт. 

7407 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы