• Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә Мәктүби
  • 21 Сәуір, 2022

Төрт партия пәйда болуши мүмкин

Җумһурийәт әдлийә министри Қанат Мусинниң тәкитлишичә, Қазақстанда йеңи төрт сәясий партия пәйда болуши мүмкин. 
Министрниң мәлум қилишичә, һазир төрт партияниң һөҗҗәтлири қариливатиду. Мәсилән, «Ел Тіреги», «Халық Дербестігі», «Намыс» вә «Байтерек» партиялири шулар җүмлисидиндур. «Халық Дербестігі» партияси иккинчи басқучқа өтти, тәстиқлинип, өз қурултийини өткүзди. Партия тәсис қурултийини өткүзгәндин кейин у өзиниң 20 миң намзитиниң тизимини бериши керәк. Һазир қанун бойичә уларни ройхәткә елиш тохтитилди, партия әзалириниң қанунға мувапиқлиғини тәкшүрүш жүргүзүлүватиду. 
 Қалған партияләр – «Ел Тіреги», «Намыс» вә «Байтерек» – ­­һазирчә биринчи басқучта. Министрниң сөзичә, тәшәббускарлар топи әзалириниң арисида шәхсий мувапиқлаштуруш номери тоғра әмәс яки шәхсий мувапиқлаштуруш номери исим-шәрипигә мас кәлмәйдиған шәхсләр ениқланди. 
 – Әпсуски, өлүп кәткән гражданларниң, шундақла башқа партияләрниң әзалириниң бар екәнлиги ениқланди. Қанун бойичә Қазақстан граждини пәқәт бирла партияниң әзаси болалайду. Шуңлашқа башқа партияни қурушқа қатнишалмайду. Бирақ мундақ хилаплиқларни түзитиветишкә болиду, барлиқ камчилиқлар түзитилгәндин кейин партияләр яңливаштин һөҗҗәтлирини тапшуруп, кейинки басқучлардин өтүши мүмкин, – дәп қошумчә қилди Қанат Мусин. 
 Әдлийә министри 2019-жилдин тартип 10 тәшәббускар топиниң сәясий партияни ройхәттин өткүзүшкә һөҗҗәтләрни тапшурғанлиғини тәкитлиди. Уларниң үчи биринчи басқучтин өтти, улардин билдүрүш хети елинди вә билдүрүш хәтлириниң қобул қилинғанлиғи тәстиқләнди. 
 Әслитип өтүмизки, Дөләт рәһбири өз Мәктүбидә Қазақстанда партияләрни ройхәткә елиш җәрияниниң хелә аддийлаштурулидиғанлиғини билдүрди. Президент ройхәткә елиш чекини 20 миң адәмдин 5 миң адәмгичә төвәнлитишни тапшурди.
 

129 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы