• Хәйрихаһлиқ
  • 27 Сәуір, 2022

Бу қетим Яркәнттин башланди

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Җаһангир һаҗим Муратова һәр жилқи адити бойичә Роза-Рамзан ейида муһтаҗ җанларни қоллап-қувәтләш мәхситидә йеза-йезиларни  арилап йолға чиқиду. Тәкитләш керәкки, һаҗим ана бала-чақилири билән тапқан тапавитиниң мәлум бир қисмини мошундақ хәйрихаһлиқ ишқа сәрип қиливатқиниға 30 жилдин ошуқ вақит болди. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

 
Җаһангир һаҗим бу қетим Яркәнттә 350 аилигә халисанә ярдимини ианә қилидекән дегәнни аңлап, бизму йетип бардуқ. Кәң, азадә һойлида жиғилғанларниң һәммисила тонуш. Жут атилири, миллий мәдәний ишларниң җанкөйәрлири. Уларниң алдида сөзгә чиққан Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова Җ.Муратованиң хәйри-еһсанлиқ ишлиридин вақип қилди. Яркәнт шәһиридики Веливай Йолдашев мәһәллисиниң жигитбеши пешқәдәм устаз, Алимҗан Ташмәтов болса: «Һәр жили мошундақ тапавити төвән аилиләргә қол учини бериватқан һаҗим анимиз бу жилиму «Біз біргеміз» акцияси даирисидә йәнә келип, хасийәтлик Роза-Рамзан ейида бу хилдики алийҗанап ишни әмәлгә ашурушни нийәт қипту. Җаһангир анимизниң буниңдин ташқири һаҗәтмәнләргә өй селип бериватқанлиғидинму көпчилигиңлар яхши хәвәрдар. Өткән жилниң өзидила төрт жутдишимизни баш-паналиқ қилди. Җаһангир һаҗим пәқәт Яркәнт тәвәсиниңла әмәс, бәлки җумһурийәттики көпбалилиқ аилиләр, ялғуз анилар билән житим-йесирларниң бешини сийпаватқан мәрт-мәрданә инсан. Җай-җайларда бу хилдики акцияләр йәниму давамлишиватиду. Һаҗим ана Яркәнттин кейин Уйғур наһийәсидики қериндашлиримизғиму қол учини бериду. Анимизға мустәһкәм саламәтлик, иш-оқитигә бәрикәт тиләймиз. Җаһангир һаҗим Муратова һазир Алмутида яшаватсиму, барлиқ аңлиқ һаятини Яркәнт тәвәсигә сәрип қилди. Оттуз жилдин ошуқ вақит наһийәлик билим бөлүмидә һесапчи болуп ишлиди. Пәрзәнтләрниң чоңи Яркәнттә туриду. Уларму аниси охшаш хәйри-еһсанлиқ ишларниң бешида болуватиду. Мана бүгүнму биз чоң пәрзәнди Алимҗан вә Дилмираниң һойлисида туруптимиз. Көрүп турисиләр, улар, нәвриләр билән һәрқайсиңларниң хизмитиңларда болуватиду. Һаҗим ана балилири билән аиләвий тиҗарәтни кәң қанат яйдуруп, туғулған елигә, жутиға болған ғәмхорлуғини дәлилләп кәлмәктә», деди. 
Шуниңдин кейин наһийәдики барлиқ мәһәллиләрниң жигитбашлири, билән ханим-қизлири һаҗәтмәнләргә атиған озуқ-түлүк севитини елип, тарқитип беришкә киришти. 
Җаһангир һаҗим Муратова бу қетим Яркәнт тәвәсидики 350 аилигә халисанә ярдимини көрситип, киндик қени төкүлгән Уйғур наһийәсигә атланди. Уйғур наһийәсидә 200 аилигә атиған соғисини тапшуруп, андин Қайрат мәһәллисидики — 60, Гүлдалада — 50, Алмутидики 90 аилиниң көңлини елишқа нийәт билдүрди. Җаһангир һаҗим Муратова бу қетим җәми 750 аилиниң көңлини алмақчи. Бу күни жиғилған көпчилик һажим ана вә униң бала-чақилириниң ишиға бәрикәт, тенигә саламәтлик тиләп, дуа бәрди. 

Панфилов наһийәси. 

Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт. 

7359 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы