• Әхбаратлар еқими
  • 04 Мамыр, 2022

Һәрбий борчни өтәш пәриз

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Уйғур авази»

 Мәлумки, 1-мартта елимиздә һәрбий сәпкә чақиришниң әтиязлиқ мәвсүми башланди. 1-июльғичә Қазақстан һәрбий күчлири, Чегара хизмити вә Миллий гвардия 18 — 27 яш арилиғидики 17 миң һәрбий билән толуқтурулиду.
 Тәкитләш лазимки, сабиқ Кеңәш Иттипақи дәвридә «солдат болуш» алаһидә мавзу болидиған. Мәктәп программисида башланғуч һәрбий тәйярлиқ пәни (у пән һазирму бар) моҗут еди. Тоққузинчи синиптин башлапла кеңәш оқуғучилири Калашников автоматини 20 – 25 секунд ичидә парчилаш вә жиғишни үгинидиған. Шундақла һәрбий сәпни түзәп меңишниң вә башқиму һәрбий саватниң дәсләпки чүшәнчилиригә егә болатти. Әнди оғул бала 18 яшқа толғанда, һәрбий сәпкә җәзмән бериши лазим болидиған. «Солдатқа яримапту» дегән сөз оғул бала үчүн әң чоң шәрмәндичилик һесаплинатти. 
Һәрбий сәпкә узитишниң өзи алаһидә әнъәнә еди. Кәлгүси солдатниң аилиси униң ағинилиригә, жутдашлириға, қом-қериндашлириға «узитиш кечилигини» уюштуруп, дағдуғилиқ йолға салидиған. Жигит һәрбий борчини өтәп кәлгәндиму шундақ күтивалидиған. Һәтта, бәзи акилиримиз бирнәччә күн давамида һәрбий кийимини йәшмәй жүрәтти. Уларниң «армия альбомлири» болса, әң әтивалиқ «ғәзниси» еди.
 Армиягә беришниң яшлар үчүн йәнә бир иҗабий тәрипи — улар Кеңәш Иттипақиниң нурғун йәрлирини көрүш, тил үгиниш һәм һәрбий мутәхәссислик елиш имканийитигә егә болатти. Һәрбий сәпкә чақирилған йеза жигитлири Жирақ Шәриқтин башлап бу тәрипи Европиниң айрим әллиридә (Варшава шәртнамисидики әлләр) хизмәт қилатти. Икки жиллиқ һәрбий хизмәттин кейин, йәни 20 йешида жигитләр җисманий, роһий җәһәттин тавлинип қайтип келидиған. Әлвәттә, Кеңәш дәвридә һәрбий хизмәтниңму сәлбий тәрәплириму болди. «Дедовщина» вә башқиму чүшәнчиләр болған. Бу, әлвәттә, тарих.

Һазирчу, һәрбий хизмәткә болған көзқараш қандақ? Тәкитләш лазимки, мошуниңдин оттуз жил илгири, йәни 1992-жили 7-май күни Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Қазақстан Җумһурийитиниң һәрбий күчлирини қуруш тоғрилиқ» Пәрмани елан қилинди. Шуниңға мувапиқ, елимизниң армияси тәшкил қилинишқа башлиди. Бийил бу сәнәгә 30 жил толуватиду. Әлвәттә, 30 жил бир армияниң тарихи үчүн қисқа вақит. Амма, мошу жилларда бу саһада әмәлгә ашурулған ишлар турғусидин қарисақ, бир әсиргә тетиғидәк ишлар атқурулди. Дәсләпки қетим Қазақстанниң Мудапиә министрлиги қурулуп, һәрбий күчлири шәкилләнди, һәрбий доктриниси қобул қилинди. Армияни заманивий қурал-ярақ билән тәминләш, қоманданлиқ тәркипни қелиплаштуруш, миллий кадрларни тәйярлаш, уларниң кәспий дәриҗисини ашуруш, һәрбийләрниң иҗтимаий вә башқиму шариатлирини яхшилаш охшаш ишлар утуқлуқ әмәлгә ашурулди.
 Бирақ, һәқиқитини ейтқанда, мустәқилликниң дәсләпки жиллири яшлар арисида һәрбий хизмәткә болған көзқараш өзгиришкә башлиди. Өткән әсирниң 90-жиллири базар ихтисадиға қәдәм ташлиған пәйттә чоң-кичикниң һәммиси пул тепишниң ғемини қилди. «Икки жил вақтимни бош өткүзгичә, базарда жүрүп пул тапмаймәнму» дегән чүшәнчидики яшларниң вәтән алдидики муқәддәс борч, һәрбий тәйярлиқ чүшәнчилиригә ерәңму қилмас болди. Шу сәвәптин армиягә бармасниң йоллирини издиди. Бирлири ялғандин ағриқчан болувалса, йәнә бирлири  пара берип һәрбий хизмәттин қачти. Әлвәттә, дөләт тәрипидин бу көзқарашни өзгәртиш тәләп қилинди. Биринчи новәттә, һәрбийләрниң иҗтимаий шариатини яхшилаш, миллий кадрларни тәйярлаш, яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш, һәрбийләрниң мәртивисини ашуруш охшаш чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулди. Әң муһими, миллий, йеңи дәвиргә лайиқ кадрларни тәйярлаш қолға елинди. 
Шундақ қилип, 1996 — 2005-жиллар арилиғида Қазақстанда һәрбий билим бериш системисиниң асаси селинди. Елимиздә бирнәччә һәрбий билим беридиған оқуш орунлири ечилди. Улар: Миллий мудапиә университети, Қуруқлуқ әскәрлириниң һәрбий институти, Һава мудапиәси күчлириниң һәрбий институти, Радиоэлектроника вә алақә һәрбий инженерлиқ институти, һәрбий-деңиз институти, Чәт әл тиллири һәрбий институти. Униңдин ташқири елимиздики чоң алий оқуш орунлирида запастики офицерларни тәйярлаш мәхситидә һәрбий кафедралар ечилди. Кәспий сержантларни тәйярлаш үчүн Щучье шәһиридә Ч.Вәлиханов намидики Кадет корпуси қурулди. Әнди 1999-жили ечилған мустәқил Қазақстанниң дәсләпки мудапиә министри, армия генерали С.Нурмағамбетов намидики «Жас Ұлан» җумһурийәтлик мәктәп һәқиқий рәвиштики вәтәнпәрвәрләрни тәрбийиләйдиған оқуш орниға айланди. Униңдин ташқири, һазир офицерларниң чәт әлләрдә, болупму Россияниң даңлиқ һәрбий алий оқуш орунлирида билим елиш имканийитиму бар. Әйнә шу билим дәргаһлирида тәһсил көргән яшлар һазир елимизниң һәрбий күчлиридә хизмәт қиливатиду. Бүгүнки таңда Қазақстан армияси тәркивиниң сани 100 миңға йеқин. Дуниядики  әң күчлүк 100 армия қатариға кириду. 
 Һазир елимиздә армиягә чақириш жилиға икки қетим әмәлгә ашурулиду. Биринчиси –  әтиязлиқ мәвсүм. У мартта башлинип, июньда аяқлишиду. Иккинчиси, октябрьда башлинип, декабрь ейида пүтиду. Һәрбий сәпкә 18 — 27 яш арилиғидики жигитләр чиқиртилиду. Қазақстанда һәрбий хизмәт 12 ай, йәни бир жил давамлишиду. Әгәр гражданниң йеши 27 яштин ешип кәтсә яки саламәтлиги яр бәрмисә, у вақитта һәрбий сәпкә чақирилмайду. Һәрбий сәпкә чақирилған жигитниң хаһиши бойичә у өзи туруватқан җайда яки башқа регионда хизмәт қилиш имканийити бар. 
 Униңдин ташқири, һәрбий билет елишни халайдиған, амма һәрбий сәпкә барғуси кәлмәйдиған гражданлар үчүн альтернатив һәрбий хизмәт түри қараштурулған. Ундақ хизмәт қилишни халиғучиларниң һәрхил сәвәплири болуши мүмкин. Мәсилән, айлиқ мааши жуқури иш орни, аилиси вә балилири бар вә башқиму әһваллар болуши еһтимал. Булар үчүн Мудапиә министрлигиниң һәрбий-техникилиқ мәктәпләрдә һәқ төләп айлиқ курстин өтүши имканийити бар. Мәзкүр курсларда 24 — 27 яш арисидики һәрбий сәпкә саламәтлиги яр беридиған гражданлар һәрбий хизмитини өтәләйду. Мана мошундақ һәрбий хизмәт өтәвәтқанларниң иш орни сақлиниду. Мошундақ хизмәт қилишни халиғучилар «Гражданлар үчүн һөкүмәт» дөләт корпорацияси арқилиқ әризә йезиши шәрт. Бу әризә икки күн ичидә қарилип, қарар қобул қилиниду. Оқуш һәққи 263 318 тәңгини тәшкил қилиду һәм таллавалған һәрбий мутәхәссислигигә қарап, 30 — 40 күнгә созулуши мүмкин. Мәзкүр курсларда яшлар һәрхил һәрбий кәсиплирини егиләп чиқиду. Оқуш давамида курсантлар һәрбий кийим-кечәк, үчвақлиқ тамақ билән тәминлиниду. Казармиларда туриду. Курсларни тамамлиғанда курсантлар мутәхәссислиги бойичә емтиһан тапшуриду. Бу емтиһанларни утуқлуқ тапшурғанларға мәхсус сертификатлар берилиду. 
Бүгүнки таңда, елимиздә яшлар арисида һәрбий хизмәткә болған қизиқиш ашмақта. Илгири, жуқурида ейтқинимиздәк, яшлар һәрхил банә-сәвәпләр тепип армиягә бериштин қачса, һазир, әксичә, армиягә беришни халиғучилар сани өсмәктә. Буниң бир сәвәви, һазир һәрбий билетсиз яхши иш бу яқта турсун, һәтта, аддий күзәтчи болупму ишқа кирәлмәйсиз.
 Һазир заман тәливигә лайиқ, Қазақстандиму шәртнамә билән һәрбий хизмәт өтәш аммибаплиққа айланмақта. Бу мәҗбурий һәрбий хизмәттин кейин шәртнамә билән һәрбий хизмитини давамлаштуруш имканийити. Шу арқилиқ Қазақстан пәйдин-пәй һәрбий хизмәттә пәқәт кәспий һәрбийләрниң болушини мәхсәт қилиду. Бу дунияда кәң таралған. Бүгүнки таңда мошундақ ишләватқан яшлар сани ашмақта. Өткәндә әйнә шундақ хизмәт қиливатқан тонушумниң балисини учритип, сөһбәтләшкән едим.
— Он сәккиз яшқа толғанда һәрбий сәпкә чақиртилдим, — дәйду у. — Хизмитимни чегарида атқурдум. Армиягә дәсләп кәлгинимиздә қийин болди. Қаттиқ һәрбий интизам, күндилик җисманий мәшғулатларға үгәнгичә бираз қийналдим. Амма, көп вақит өтмәйла, һәрбий һаят маңа йеқип қалди. Униңдин ташқири, чегара хизмитиниң өз алаһидиликлири бар. Дайим һошияр, еһтиятчан болушни тәләп қилиду. Армиядә көп нәрсиләрни үгәндим һәм чүшәндим. Сәпдашлириң билән муамилә қилиш, хизмитиңгә болған җавапкәрлик, умумән, вәтән алдидики борчниң қәдригә йәттим. Шундақ қилип, бир жилниң қандақ өтүп кәткәнлигини сәзмәй қалдим. Командирлирим маңа шәртнамә билән һәрбий хизмәттә қелиш тәкливини бәрди. Мән дәрһал келиштим. Ишләватқинимға, мана, үч жил болди. Айлиғимиз яхши. Дөләт иҗарә һәққини төләп бериду, әмгәк стажим бар, дәм елишқа чиққанда маддий ярдәм берилиду. Умумән, һазир елимиздә һәрбийләрниң иҗтимаий шараити яхши. Әнди алий билим елип, офицер болушни мәхсәт қиливатимән. 
 Әнди йәнә бир тонушумниң балиси мана өткән һәптидә һәрбий сәпкә чақиртилди. Уму телефон қилип, хошаллиғи билән бөлүшти. Ейтишичә, уму чегариға хизмәткә атлинипту. Демәк, яшлар арисида һәрбий хизмәткә, муқәддәс борчқа болған көзқараш өзгәрмәктә.
 Хуласиләп ейтсақ, Қазақстан Җумһурийитиниң һәрбий күчлири Мәркизий Азия регионидики җәңгивар, яхши қуралланған, күчлүк армияниң бири болуп һесаплиниду. 

2727 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы