• Улуқ Ғалибийәткә – 77 жил
  • 11 Мамыр, 2022

Берлинғичә барған җәңчи

1965-жили еди. Челәктә қаттиқ чиқидиған шамалниң тәсиридин электр чириғи пат-патла өчүп қалатти. Мошундақ пәйттә апам Җимиләм дәрру керосин ламписини йеқип, җозиға қойидиған. Бизгә бу кечиләр бәкму узаққа созулуп кәткәндәк сезиләтти. Җозиниң чөрисидә ини-сиңиллирим олтарғанда, дадам Мираждин өзиниң бешидин өткүзгән кәчмишлири тоғрилиқ сөзләп берәтти. Биз аиләвий шәхсий архивта дадамниң һаяти-нәпәсигә даир хелә материалларни, фотосүрәтләрни көздин кәчүрүп чиқаттуқ. Һәр жили мән 9-май —Ғалибийәт күни дадам рәмитиниң костюмини қолумға елип, тақалған медаль, орденларни көздин кәчүрүп, мәрһумни әсләймән. 
Дадам Мираждин Һасаноғли 1924-жили Маливай йезисида туғулған. Башланғуч синипни Маливайда оқуп, андин Челәктә оттура мәктәпни тамамлайду. У он үч яшқа киргәндә дадиси Һасан дуниядин өтиду. Еғир дәвирниң қийинчилиқлири әнди мәзлуми Розиханниң зиммисигә чүшиду. Момимиз бәш балини бағриға бесип, мәшәқәтлик турмуш вә көйүк оти зәрдавини жутдашлири қатарида тартишқа мәҗбур болиду. Кичикләрни өйигә қоюп, қизи Сираҗәм, оғли Мираждинни елип, совхозниң егилик ишлирини атқурушқа киришип кетиду. Момам көпбалилиқ ана болушиға қаримай, өз аилисиниң ғеми биләнла чәкләнгән әмәс, бәлки у дайим жутдашлириниң ғәм-тәшвишлири, истәк-тиләклири билән яшиған мәрданә, инавәтлик ана болған. 
Маливай йезисиниң мунбәт йәрлиридә у жиллири йеза егилигигә муһим болған барлиқ зираәтләр дегидәк өстүрүлүп, деханлар һосулни яхши алидиған. Дадам Мираждин момамниң йенида жүрүп, әмгәктә тавланди. У қолиға кәтмән тутуп, ялаңғидақ йәрни оса қилип, ашлиқ суғарди, соқа салди, һарву һайдиди, хаманда тулуқ тәпти. Қиш күнлири амбарларда ашлиқ тазилиди. Дадамниң идрәклигини, тиришчанлиғини байқиған совхоз рәһбәрлиги уни егиликниң һесапчиси қилип бәкитти. Бу хизмәт у пәйттики әң җавапкәр вәзипиләрниң бири еди. Әмгәкчиларниң әмгәк күнини вақтида бәлгүләп, айлиғини тез арида, дурус һесаплап чиқириш тәләп қилинатти. Уларниң күндилик тапавити, әмгәктики үлгиси шу чиқирилған йәкүнгә бағлиқ еди. Он йәттә яшқа әндила толған дадам бу ишни чапсан өзләштүрүп, униң һөддисидин шәрәп билән чиқишни билди. 
Хәлиқ бешидики балаю-апәт, еғирчилиқлар әнди бесилай дегән бир чағда, йәни 1941-жилиниң ома орушқа тәйярлиқ қиливатқан июнь ейида Улуқ Вәтән уруши башлинип, у һәммигә еғир күлпәтләрни елип кәлди. Әрләрниң барлиғи дегидәк җәң мәйданиға атланди. Атиларниң ишлири анилар, қерилар вә техи сүйиги қатмиған балиларниң зиммисигә чүшти.
Дадам уруш башланғанда техи он сәккизгә толмиғанлиқтин, бир жил өтүп, йәни 1942-жили ноябрь ейида бир топ қурдашлири билән армия сепигә чақиртилиду. У дәсләп Красноярск шәһиридики сержантларни тәйярлайдиған курсни түгитип, андин Тамбов шәһиридә һәрбий тәйярлиқтин өтиду вә мунтәзим армиягә әвәтилиду. Оқ-дориниң пуриғини техи һис қилмай туруп, бирдин җәң мәйданиға кирип кетиду. У Венгрияниң пайтәхти Будапешт, Австрияниң пайтәхти Вена шәһәрлирини һәм униң әтрапидики бирқанчә аһалилиқ пунктларни азат қилиш җәңлиригә қатнишиду. Җәң мәйданлирида көрсәткән җасарити үчүн бирқанчә орден вә медальлар билән мукапатлиниду. Арилиқта яридар болуп, госпитальларда давалиниду. Дадам иккинчи җаһан урушиниң ахириғичә қатнишип, та Берлинғичә бариду.
Кеңәш әскәрлири 1945-жилиниң баһарида интизарлиқ билән күткән Ғалибийәткиму қол йәткүзди. У җәңчилиримизниң қайтмас җасарити, арқа сәптики ишчи-колхозчиларниң шиҗаәтлик әмгиги түпәйли қолға кәлди. Уруш аяқлишиши билән җәңчиләр ана жутлириға қайтишқа башлиди. Лекин дадам үчүн уруш техи түгимигән еди. У Шәриқ фронт қошунлири тәркивидә япон миллитаризмини ишғал қилиш урушиға қатнишиду. Пәқәт 1950-жилниң башлирида һәрбий хизмитини тамамлайду...
Ғалибийәттин кейинму йезидики әһвал йеник болмиди, һәммә қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләш вә уни риваҗландурушқа сәпәрвәр қилинди. Ишбиләрмән, тәҗрибилик  кадрлар таллинип, җавапкәр участкиларға әвәтилди. У жиллири йеза кеңәшлиригә тәәллуқ ишлар йетип-ашатти. Дәсләп наһийә рәһбәрлири дадамни Маливайдики «Бирлик» совхозиға һесапчи қилип бәкитти. У йәрдә үч жил ишлигәндин кейин, пивозаводи билән «Райпотребсоюзда» узақ жиллар давамида амбар башлиғиниң орунбасари вәзиписини атқурди. 1980 — 1984-жиллири Авангард тамака совхозиниң һесапчиси болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. У пенсиядә жүргәндиму қол қоштуруп олтарғини йоқ: наһийәлик уруш һәм әмгәк ветеранлири кеңишиниң һәм мәдәнийәт вә җамаәтчилик ишлириға паал арилишип кәлди. 
«...Шу бир еғир жилларда барлиқ қийинчилиқ  биз демәтлик яшларниң зиммисигә чүшти, — дәп сөз башлайдиған дадам мениң билән муңдашқан пәйтлиридә. — Һазир ойлисам, у замандики адәмләр, болупму яшлар әҗайип яралғандәк билиниду маңа. Намратчилиқ һөкүм сүрсиму, лекин адәмләрниң қәлбидә парлақ һаятқа, паравәнликкә йетиләйдиған қандақту-бир үмүт отлири моҗут еди. Болупму, биз, яшлар, роһий чүшкүнлүктин жирақ едуқ. Оюн-күлкимиз, һәзил-чақчақлиримиз үзүлмәйдиған. Һазирқи яшларға қарисаң, һечнемә билән кари йоқ. Қосиғи тоқ, кийими пүтүн болсила купайә. Бу һаләт мени һәйран қалдуриду...». 
Дадам мәйрәмләрдә, болупму 9-май — Ғалибийәт күни мәйдисигә медаль, орденлирини тақап, кочида маңғанда, уни көргән адәмләрниң амрақлиғи келип, һәвәси ашидиған. Биз дадимизниң жүрүш-турушлириға һәм башқиларға үлгә-ибрәт болғидәк алий инсаний пәзиләтлиригә қарап пәхирлинәттуқ.
Ата-анимиз биз, бәш балини, беқип, қатарға қошуп өстүрди. 2008-жили дадимизниң 85 яшлиқ тәвәллудини тәнтәнилик өткүзимиз, дәп арзу қиливатқан чеғимизда, у туюқсиз дуниядин өтти. Һазир қәдирданлиримизниң йоқлуғи аилимизгила әмәс, уларниң тонуш-билишлири, жутдашлири үчүнму алаһидә билинмәктә. Тәғдиргә тән бериштин башқа амалимиз йоқ...

Халидәм ҺАСАНОВА.
Челәк йезиси.

131 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы