• Улуқ Ғалибийәткә – 77 жил
  • 11 Мамыр, 2022

Атилар роһиға тазим қилди

Улуқ Ғалибийәт күни Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң мәркизи Ишиктә шәһиридә Улуқ Вәтән урушида қаза болған жутдашлар хатирисигә орнитилған ядикарлиққа гүлчәмбәрләр қоюлуп, Вәтән азатлиғи үчүн җенини қурван қилған от жүрәк җәңчиләр роһиға тазим қилинди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА, 
«Уйғур авази»

Униңға наһийәдә истиқамәт қиливатқан Улуқ Вәтән урушиниң арқа сәп ветеранлири, бәйнәлмиләл-җәңчиләр вә шәһәр турғунлири қатнашти. Нурғунлиған ветеранларниң әвлатлири Ғалибийәткә төһпә қошқан ата-бовилириниң портретлирини елип кәлди. Улуқ Вәтән урушида қурван болғанлар бир минутлиқ сүкүнат сақлап әскә елинди. Андин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Қуат Султанғазиев жиғилғанларни Ғалибийәт мәйрими билән тәбрикләп, наһийәдин 5881 адәм фронтқа атлинип, уларниң ичидә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани унваниға егә болған 13 вә “Шөһрәт” ордениниң толуқ саһиби аталған икки әмгәкчиқазақлиқниң қәһриманлиғини алаһидә тилға алди вә миллионлиған кеңәш солдатлири батурлуғиниң яш әвлат үчүн үлгә вә ибрәт екәнлигини атап өтти. 
Мәрасим наһийә сәнъәткарлири тәрипидин тәйярланған уруш жиллири вә вәтәнпәрвәрлик нахшилири һәм уссуллирини өз ичигә алған концерт программиси билән давамлашти. Мәйрәмниң тәнтәнилик қисмидин кейин Қуат Елеусизулы әвладиға течлиқ турмуш һәдийә қилған Солтанбай Жарықбасов билән Жылқыбай Тәжиқулов атиларниң өйлиригә берип, уларни Улуқ Ғалибийәт билән тәбриклигәч, мәйрәмлик соғилирини тапшурди. Атап кетиш керәкки, булту Улуқ Ғалибийәт күнини төрт уруш ветерани қарши алған еди. Әпсус, наһийәдики ветеранларниң әң кәнҗиси тәшкәнсазлиқ Музәппәр Шәрипов өткән жили июнь ейида Николай Савраев бийил 4-май күни аләмдин өтти.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

510 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы