• Улуқ Ғалибийәткә – 77 жил
  • 11 Мамыр, 2022

Әскә елиш мәрасими өтти

Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 77 жиллиғи һарписида елимизниң җай-җайлирида хатириләш мәрасимлири өтти. 
Әйнә шундақ чарә-тәдбирләрниң бири Ғәрбий Қазақстан вилайити бойичә җинаий-атқуруш департаменти Орал шәһиридики колониядә уюштурулди. Бу күни җинаий-атқуруш системисида дәсләпки қетим Ғалибийәт күнигә беғишланған мемориаллиқ комплексниң ечилиш тәнтәниси өтти. Мемориаллиқ комплекста «Мәңгүлүк от» йеқилди. 
 Мәзкүр чарә-тәдбиргә Ғәрбий Қазақстан вилайәтлик җинаий-атқуруш департементиниң рәһбәрлири, мошу мәһкиминиң ветеранлири, Миллий гвардияниң хадимлири қатнашти. Жиғилғанлар дәсләп мемориалға гүлчәмбәрләр қойди һәм урушта вапат болғанларни бир минутлуқ сүкүнат сақлап әскә алди. 
«Мемориаллиқ комплекс Улуқ Вәтән уруши жиллири қәһриманлиқ көрсәткән ички ишлар органлири хадимлириниң хатирисигә қоюлди. Бу биз үчүн муһим вақиә. Яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә, вәтинимизни сақлап қалған, яш әвлатқа течлиқ һаятни һәдийә қилған әҗдатлиримизни әскә елип туруш үчүн әһмийити чоң болиду. Әлвәттә, жиллар өтиду, амма Вәтән үчүн қанлиқ урушта Ғалибийәт қазанған ата-бовилиримизниң қәһриманлиғи һечқачан унтулмайду. Әйнә шу қәһриман әҗдатлиримизниң әрлиги әвлатлириниң ядида мәңгү сақлиниду, китапларда йезилиду, мемориалларда, мирасгаһларда сақлиниду, кочиларға исимлири берилиду», деди мәһкимә рәһбири Магнис Сабиров мәрасимниң тәнтәнилик қисмида.

533 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы