• Әхбаратлар еқими
  • 26 Мамыр, 2022

Ихтисадий форумда сөзгә чиқти

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Астана» Хәлиқара малийә мәркизи бу күнләрдә Давоста өтүватқан Дуниявий ихтисадий форум даирисидә уюштурған «дүгләк үстәл» қатнашқучилириға видеомураҗиәт қилди. 
Дөләт рәһбири өз мураҗиитидә дуниявий күн тәртивиниң муһим мәсилилиригә диққәтни җәлип қилди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң пикричә, COVID-19 инфекциясигә бағлиқ вәзийәт вә Украинидики вақиәләр Евразия қитъәсидики йеңи геосәясий синаққа дуч кәлгән дуниявий ихтисатниң бөлүнүшигә сәвәп болди.
Президент пандемиягә қарши күришиш даирисидә саламәтликни сақлаш системисини мукәммәлләштүрүш, кичик вә оттура тиҗарәтни һәм инфрақурулумлуқ лайиһиләрни қоллап-қувәтләш бойичә дөләт тәрипидин көрүлүватқан чариләр тоғрилиқ тохтилип өтти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев униңдин ташқири форум қатнашқучилирини мәмликәттә жүргүзүлүватқан миқияслиқ сәясий һәм ихтисадий ислаһатлар вә Конституциягә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш бойичә өтидиған җумһурийәтлик референдум тоғрилиқ хәвәрдар қилди. 
Дөләт рәһбири Қазақстанниң әтрап муһитни қоғдаш, иҗтимаий саһа вә корпоративлиқ башқуруш (ESG) саһалиридики мәхсәтләрни әмәлгә ашуруш тәрәпдари екәнлигини тәкитлиди. Президент мәмликитимизниң товарларниң, хам әшия вә йеза егилиги мәһсулатиниң дуниявий базарға тохталсиз йәткүзүлүшини тәминләш ишида ишәшлик шерик болуп қалидиғанлиғини билдүрди. 
– Йешил ихтисатни тәрәққий әткүзүш, энергия нәтиҗидарлиғини ашуруш вә тәбиий энергия мәнбәлири секторини тәрәққий әткүзүш бизниң төвән углеродлуқ тәрәққият стратегиямиздә муһим роль ойнайду, у 2060-жилға қәдәр зиянлиқ маддиларниң чиқирилишиниң азийишиға болған қисқа йол тәминләйду, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев сөзиниң ахирида Қазақстанниң инсан һоқуқи вә қанунниң үстүнлүги саһасида хәлиқара мәҗбурийәтләр һәм надир принциплар тәрәпдари екәнлигини атап көрсәтти. 

3557 рет

көрсетілді

544

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы