• Иҗадий кәч
  • 01 Маусым, 2022

Өсәктә яңриған нахшилар

Яркәнт тәвәсидә талантлиқ сазәндә, нахшичи-һапизлар, уссул шәйдалири аз әмәс. Шуларниң бири – Садиқҗан Юнусов. Чүнки у аңлиқ һаятини йеза егилиги саһасиға беғишлап, миллий сәнъәткә болған иштияқиниң үстүнлүгидин сәнъәтхумар колхозчиларни бешини қошуп, «Өсәк садаси» ансамблини тәшкил қилған адәм. Садиқҗан ака саз челип, нахша ейтиш билән биллә онлиған нахшиларниң муәллипи. Шундақ екән, яркәнтликләр йеқинда бәстикар сазәндә С.Юнусовниң иҗадий кечидә баш қошуп, көпқирлиқ паалийити билән йеқиндин тонушуш пурситигә егә болди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Уйғур авази»

  Панфилов наһийәлик Мәдәнийәт өйидә униң мухлислири һәм шагиртлири җәм болушти. Тәвәдә униң билән бир сәптә ишлигән, чечи ақарған ата-бовилар, нураний анилар, жут мөтивәрлири, аилә шараитиға бола, жигирмә жилдин буян Алмутида истиқамәт қиливатқан жутдишини қучақ йейип қарши алди.
Иҗадий кәчкә риясәтчилик қилған Әркин Давутов көпчиликкә Садиқҗан Юнусовниң иҗадий паалийити тоғрилиқ тәпсилий ейтип бәрди. Андин униң иҗадий паалийитидә алаһидә орун егиләйдиған уйғур хәлқиниң тарихи, урпи-адәт вә рәсим-қаидилиригә, диний мәсилиләргә аит әсәрләрни әрәп йезиғидин кирилл йезиғиға көчирип, нәшир қилинғанлиғи һәққидә чүширилгән видеоролик намайиш қилинди. Шуниңдин кейин Яркәнт тәвәсигила әмәс, бәлки униң сиртидики сәнъәтхумар хәлқимизгә тонулған талантлиқ нахшичи Абдурешит Һошуровниң рәһбәрлигидә йеңидин тәшкил қилинған «Яркәнт садаси» чалғу әсваплар ансамблиниң концерти болди. Хәлиқ талантлири Мәхсүм Әзизов, Рабигүл Палтиева, Адилҗан Ниязов, Илияс Сақиев, Имәрҗан Йүсүпов, Бәхтияр Һошуров, Молутҗан Тохтахунов қатарлиқ нахшичилар «Әл ишқида», «Мениң өлкәм», «Яркитим», «Дуния» вә башқиму нахшиларни бабиға йәткүзүп иҗра қилип, көпчилик көңлидин чиқти. 
Концертлиқ программа ахирида Садиқҗан ака сәһнигә тәклип қилинип, у 1972-жили иҗат қилған, һели аммибаплиғини йоқатмай, Яркәнтниң рәмзлик нахшиси сүпитидә ейтилип келиватқан «Өсәк садаси» нахшисини шагиртлири билән бирликтә иҗра қилди. Һаятиниң 85-даваниға көтирилгән сәнъәткар-устаз С.Юнусов бу нахшини, худди дәсләпки қетим иҗра қиливатқандәк, бар иҗтиһати, маһарити билән орунлап, жутдашлириға болған һөрмитини билдүрди. Өз новитидә сәһнигә көтирилгән Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Реһимҗан Тохтахунов сәнъәткар билән биллә ишлигән жилларни әсләп, у иҗат қилған нахшиларниң әвтаттин-әвлатқа сақлинип келиватқанлиғини тәкитләп мундақ деди:
— Биз, жутдашлар, 1965 — 1985-жиллар арисида наһийәдила әмәс, бәлки вилайәт, җумһурийәт даирисидә тонулуп, бирнәччә конкурс-февтивальларниң лауреати болған «Өсәк садаси» ансамбли бүгүн қайта туғулғандәк һис қиливатимиз өзимизни. Чүнки сиз тәрбийилигән шагиртлар бар, сиз язған нахшилар бар. Шундақла биз Сиздин қедимий Яркәнт тәвәсини, униң әмгәкчан адәмлирини, гөзәл тәбиитини күйләйдиған нахшиларни күтимиз. Чүнки сиз буниңдин әллик жил бурун иҗат қилған «Өсәк наваси» –  шундақ чоң-кичик яркәнтликниң сөйүп тиңшайдиған вә иҗра қилишқа хуштар нахшиси. Яркәнттики һәрқандақ бәзмә, сорун мәшрәп нәқ мошу «Өсәк наваси» нахшиси билән башлиниду.  
— У жиллири  мәдәний һаятимизда чоң өзгиришләр болди, – деди кәч ахирида сөз алған Садиқҗан ака. Рәис Николай Никитич Голвацкийниң қоллап-қувәтлиши билән миллий ансамбльлар тәшкил қилинди. Дәсләпки әзалирини тилға алимизкән, Иврайим Әзизов, Садиқҗан Норузов, Қурван Садиров, Һүсән Сохратов билән һазир сәһнидә биз билән бирликтә турған Мурат Буқабаев, Адилҗан Ниязов, Илияс Сақиев вә башқилар маһир сазәндиләр еди. У жиллири бу сәнъәткарларға колхоз һесавидин мааш төләнди. Миллий чалғу әсваплар билән миллий кийим-кечәкләр Ташкәнттин кәлтүрүлди. Мәхсус буйрутмилар билән тикилди. Һә, ансамбль әзалири бармиған йеза-авул, шәһәр қалмиди десәм, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Иштин һерип-ечип келип, саз әсваплиримизни қолумизға алсақ, һадуғимиз чиқатти. Һәр күни кәчки саат йәттидин, та саат онғичә тинмай мишиқлинәттуқ. Бир күнимизму бошқа өтмәйдиған. Ақивәттә, биз қәдимкидәкла сәнъәткарлар болуп йетилдуқ. Һә, жутумизда нәврә сәнъәткарларму өсүп йетиливетипту. Мән уларға қарап зоқлиниватимән. Мән шагиртим Абдурешит Һошуров башлиған йеңи «Яркәнт садаси» ансамблиға узақ өмүр тиләймән. Чүнки Яркәнт тәвәси – мана шундақ сәнъәткарлар маканидур.

Панфилов наһийәси.
Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт. 
 

330 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы