• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 01 Маусым, 2022

Рәис йәнә бәш жилға сайланди

28-май күни Алмутидики «Достлуқ өйидә» җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һесават-сайлам жиғини болуп өтти. Униңға мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң башқарма әзалири, регионлардики шөбилириниң вәкиллири вә башқа меһманлар иштрак қилди. 

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Баш қошушни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров киришмә сөз билән ечип, риясәтчилик қилди. 
Жиғинниң күн тәртиви бәкитилип, байқиғучилар, сайлам комиссиясиниң әзалири тонуштурулғандин кейин, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов сөзгә чиқип, бәш жил давамида мәркәз тәрипидин атқурулған ишларға қисқичә тохталди. 
— Һөрмәтлик қериндашлар, һәммиңларға қиммәт вақтиңларни бөлүп, бүгүнки муһим жиғинға кәлгиниңлар үчүн миннәтдарлиғимни билдүримән, — деди у көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилип. – Мошу чоң тәвәррүк җайда олтарған һәммимизниң орни өчмәй, яхшилиқларни, хошаллиқ сәнәләрни бүгүнкидәк өмлүктә, бирликтә, хошал-хорам вә жуқури дәриҗидә қарши алайли. Өзәңлар яхши билисиләр, вәтинимиздә һазир көплигән иҗабий өзгиришләр йүз бериватиду. Әйнә шу өзгиришләрни һәл қилиш, хәлиққә тоғра йәткүзүш, башқа тәшкилатлар билән биллә, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниңму иши. Чүнки биз, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи – Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тәркивидики тәшкилат.
Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң бийил қазақстанлиқларға йоллиған «Йеңи Қазақстан: йеңилаш вә йеңилиниш йоли» Мәктүбидә елимизни түп-асаслиқ йеңилаш, йеңи Қазақстан қуруш зөрүрлүгини алаһидә тәкитлиди. Елимиз Президентиниң йеңи Қазақстан қуруш, йәни барлиқ саһаларда ислаһатлар жүргүзүш тәшәббусиниму җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи толуқ қоллап-қувәтләп, әмәлий ишлар билән җавап бериватиду. Умумән, мәркәзниң елимизниң тәрәққиятиға, милләтләрара достлуқ билән җәмийәтлик разимәнликкә, җүмлидин миллий тәрәққиятимизға муһим һәссә қошуватқанлиғини пәхирлиниш илкидә атап өткүм келиду. Шундақла тәшкилатимизниң өз паалийитидә турақлиқ Президентимиз сәяситини тәрғип қилишқа алаһидә көңүл бөлүп келиватқанлиғини, мошундақ миллий этномәдәний бирләшмиләр арисида көч бешида болуватқанлиғини һәмминиң бир еғиздин етирап қиливатқанлиғи – хошал боларлиқ әһвал. Бу, әлвәттә, силәр, башқарма әзалириниң һәм ҖУЭМниң наһийәләрдики, вилайәтләрдики шөбилириниң, актив паалийәт елип бериши нәтиҗисидә қолға кәлтүрүлди. Бүгүн мән силәрни мошу қол йәткүзгән утуқлиримиз билән тәбрикләймән вә өзәмниң чәксиз миннәтдарлиғимни изһар қилимән. 
ҖУЭМ наһайити нурғун изгү ишларни әмәлгә ашурди. Уларниң һәммиси “Уйғур авази” гезити сәһипилиридә өз вақтида, әтраплиқ йорутулуп кәлди. Шундиму бүгүнки күнгә қәдәр әмәлгә ашурулған төвәндики ишларни атап өтүшкә әрзийду. 
Өзәңларға мәлумки, қазақ тилиниң латин йезиғиға көчүш мәсилиси дөләт даирисидә көтирилгәндә, қазақ хәлқи билән бирқатарда бизму униң йоллирини, өтүш усуллирини, елипбәсини ишләп чиқтуқ. Бу җәһәттин икки уйғур алиминиң дөләт комиссияси тәркивигә киргәнлигиму алаһидә диққәткә сазавәрдур.
Тәкитләш лазимки, Қазақстанниң айрим регионлирида, җүмлидин Арыс тәвәсидә вә Мақтааралда йүз бәргән паҗиәлик вақиәләрдә зәрдап чәккәнләргә миллионлиған тәңгилик ярдәм әвәтилди. Шуниң билән биллә, айрим шәхсләрниң өйлиригә от кәткәндә, миллитигә қаримай, уларға маддий ярдәм көрситилди.
Әнди, өзәңларға мәлумки, Алмута аэропорти әтрапида самолет апити йүз бәргәндә, гүлдалалалиқ қериндашлиримиз қутулдурғучиларни иссиқ тамақ билән тәминләп, өз һисдашлиғини билдүрди. Мошуниңға мунасивәтлик Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң уларға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилғанлиғи ядиңларда болса керәк.
ҖУЭМниң тәшәббуси билән улуқ намайәндиләр Махмут Қәшқәрийниң, Йүсүп Хас Һаҗипниң, Абайниң, әл-Фарабиниң тәвәллудлири жуқури дәриҗидә атап өтүлди. Шундақла Уйғур театрида хәлқимизниң даңлиқ пәрзәнди Әхмәтҗан Қасимийниң 100 жиллиқ тәвәллуди нишанланди. Хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдиниң 100 жиллиғиға, дөләт вә җәмийәт әрбаби, бүйүк намайәндә Абдулла Розибақиевниң 120 жиллиғиға беғишланған хатирә кәчләр жуқури дәриҗидә өткүзүлди. Уларға чәт әлләрдин язғучи вә алимлар, шаирлар қатнашти. Атақлиқ дипломат Роберт Турдиевниң – 75, атақлиқ алим Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң 80 жиллиғиға беғишланған хатирә кәчләрму мувапәққийәтлик өтти. Бу чарә-тәдбирләр яшлиримизниң қәлбигә қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик туйғусини сиңдүрүштә, уларниң  миллий роһини көтириштә чоң роль ойниди дәп ойлаймән. 
Шундақла ҖУЭМниң уюштуруши билән ШУАРниң І дәриҗилик нахшичиси Абдулла Абдуреһимниң 100 адәмдин тәркип тапқан «Абдулла» ансамблиниң чоң концерти хәлиқниң қәлбидә чоң тәвриниш һасил қилди. Әнди «Қазақ география» җәмийити билән бирликтә өткүзүлгән Ләңмән мәйримидә тәйярланған бу таамниң Гиннессниң Рекордлар китавиға киргәнлигини пүткүл дуния әһлигә мәлум болди, десәм мубалиғә әмәс.
Шундақла “Рухани жаңғыру” программиси даирисидә унтулуватқан миллий әнъәнилиримизни қайта җанландуруш мәхситидә, Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң қалиғичи болған “Садаи таранчи” гезитиниң нәшир қилинишиниң 100 жиллиғиға беғишланған чарә-тәдбирләр түркүми, Әмгәкчиқазақ наһийәсидә “Ату” паҗиәси қурванлириниң хатирисигә ядикарлиқниң орнитилиши вә һаказилар нәқ ҖУЭМниң паалийити билән чәмбәрчас бағлиқтур. Мошу йәрдә хәлқимиз тарихида дәсләпки қетим “Көк чөшүрә”, “Әткәнчай” мәйрәмлириниң ҖУЭМ тәрипидин җарий қилинғанлиғини тәкитләп өтүш орунлуқтур.
Шуниму алаһидә қәйт қилғум келидуки, Алимлар кеңишиниң, башқа паалийитини ейтмиғанниң өзидә, пандемия вақтидики өткүзгән онлайн-конференциялири наһайити жуқури әһмийәткә егә болди, һәтта хәлиқара дәриҗигә йәтти десәм, мубалиғә болмас. 
Мәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалириму тилға аларлиқ хәйрихаһлиқ ишларниң тәшәббускарлиридин болуп, көпчиликниң алқиш-һөрмитигә бөләнди. Мошу хилдики паалийәтләрдә жигитбашлири, ханим-қизлар, яшлар кеңәшлири билән фондлар паалийәтчанлиқ көрситишни билди. 
ҖУЭМ йенидики Аталғушунаслиқ кеңиши қисқа қәрәл ичидә бәш йүздин ошуқ аталғуни тәйярлиди. У аталғуларниң бесим көпчилиги тилимизға сиңишип кәтти вә бүгүн миллий мәтбуатимизда өз орнида ишлитиливатиду. Мәзкүр кеңәш миллий таамлиримизға мунасивәтлик мәсилиләр биләнму шуғулланди. Бүгүнгә қәдәр йеңи намға егә болған миллий таамлиримиз вә уларниң келип чиқиши тоғрилиқ баян қилинидиған “Миллий таамлар” китави нәшир қилинип, ашхана-кафеларға тарқитилди.  Кәлгүсидә бу китапниң давамини тапидиғанлиғини ядиңларға селип өткүм келиду.
Көпчиликкә яхши мәлумки, өткән жили ҖУЭМ йенида “Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш” аналитикилиқ мәркизи қурулди. Униң  әзалири онға йеқин алий оқуш орунлириниң оқутқучи-алимлири билән һәмкарлиқта уйғур мәктәплириниң учумкарлириға кәсип таллаш бойичә йөнилиш бериш, шундақла яш әвлатни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш, оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң мәктәпалди тәйярлиқ топиға вә 1-синипқа бала топлаш йолида қизғин иш елип бериватиду.
Мошу йәрдә мону бир мәсилигә қисқичә тохтилип өтүшни тоғра көрүватимән. Биз ҖУЭМниң мәхсус медалини тәсис қилиш лазимлиғини һис қилдуқ. Йезидин шәһәргичә арилиқта яшаватқан хәлиқниң арисидики дехан, муәллим, дохтур, ишчи вә башқиму саһалар хадимлириниң ишини баһалиғанда, биз пәқәт пәхрий ярлиқ биләнла чәклинип кәлгән едуқ. Әгәр медаль тәсис қилсақ, у мәдәнийәт мәркизи тәрипидин хәлиқниң әмгигини баһалиған һәм мәдһийилигән әң жуқури мукапат болған болар еди, дегән тәшәббусни көтәргән едим. Мәркәзниң барлиқ шөбилири бу тәшәббусни қоллап-қувәтлиди. Шундақ қилип, ҖУЭМниң әң инавәтлик алий мукапити – “Сахавәт” медали барлиққа кәлди. 
Мошу йәрдә ЖУЭМ йенидики Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиму сезиләрлик дәрижидә паалийәтчанлиқ көрситип келиватиду. Униң рәһбәрлигидә қазақстанлиқ уйғур яшлири 300дин ошуқ һәрхил чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурди. Бу ишларға 250 миңдин ошуқ яшлар җәлип қилинди, 800 жигит-қиз һәрхил саһалар бойичә ишқа орунлаштурулди. ҚУЯБ уюштурған хәйрихаһлиқ акцияләр вә йәрмәңкиләр һесавиға онкология билән ағриватқан 14 бала чәтәл ағриқханилириға давалинишқа әвәтилди. Он жил ичидә ҖУЭМ яшлириниң пидаийлири 6000 аилигә, 300 Улуқ Вәтән уруши вә арқа сәп ветеранлириға ярдәм көрсәтти. Қазақстанлиқ уйғур яшлириниң паалийәтчанлиғи болупму үч жил мабайнида һәммимизни һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус пандемияси вақтида алаһидә байқалди.
Мән жуқурида ҖУЭМ тәрипидин әмәлгә ашурулған ишларниң азла қисмиға тохтилип өттүм. Әгәр һәммисини бир-бирләп тизип чиқидиған болсам, ишәнчим камилки, гезит сәһипилири азлиқ қилған болар еди.
Йеқинда Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң болуп өткән ХХХ1 сессиясигә барлиқ этномәдәнийәт бирләшмилириниң делегациялири қатнашқан болса, уларниң арисида ҖУЭМ тәрипидин барған делегация әзалириниң сани әң көп болғанлиғи билән пәриқләнди. Мошу мисалниң өзила бизниң паалийитимизниң һәртәрәплимә кәң екәнлигиниң ярқин испати дәп ойлаймән. Шундақла тилимиз билән маарипимизни, сәнъитимиз билән әдәбиятимизни техиму риваҗландурушни кәлгүси әвладимиз қәлбигә сиңдүрүш көпқирлиқ паалийитимиздә алаһидә муһим орунни егиләватиду. Кәлгүсидиму шундақ болидиғанлиғиға ишәнчим камил.
Қазақстан — һәммимизниң ортақ Вәтини, иссиқ угимиз. Шундақ екән, бизму әйнә шу өз угимизда қелиплашқан течлиқ билән разимәнликниң, иттипақлиқ билән достлуғимизниң бузулмаслиғи үчүн җавапкәр екәнлигимизни һечқачан ядимиздин чиқармаслиғимиз лазим. Мустәқил Қазақстанниң хатирҗәмлигини сақлаш вә тәминләш, һалал әмгигимиз билән униңға хизмәт қилиш – һәрқайсимизниң алий пәрзи һәм қәрзидур.
Буниңдин хелә жил илгири мән «Уйғур авази» гезитиға «Әң бәхитлик уйғурлар Қазақстанда яшайду» дәп язғинимда, бу пикримгә бәзиләр гуман билән қариған еди. «Бир-биримизни қәдирләп, алға қарап илгириләйли», дегән мәхсәттә йезилған мақала еди бу. Бу тоғрисида чәт әлләрдә яшайдиған қандашлиримиз биләнму муңдаштим. Уларниң бирәсиму рәнҗигини йоқ. Немишкә? Сәвәви, мән «әң», дегән сөзни қоштум. Раст, уйғурлар һәммә йәрдә бәхитлик яшайду. Бирақ әң бәхитлик уйғурларниң бизниң Қазақстанда яшайдиғанлиғиға һечким шәк кәлтүрәлмәйду. Шуниң үчүн өзимизниң һәртүрлүк ойлимай дегән сөзлиримиз вә ойланмай қилған һәрикәтлиримиз билән әйнә шу бәхитлик һаятимизни, қолумиздики бар қәдриятлиримизни йоқитип қоймайли. Буниң һәммиси өзимизгә, йәни мошу залда олтарған башқарма әзалириға, бағлиқ, қериндашлар. Әнди силәргә ениқлима сүпитидә ейтип кетидиған нәрсә, Қазақстанда оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған 62 мәктәп паалийәт елип бериватиду. Шундақла һөкүмәт қоллаватқан бирдин-бир уйғур тилида нәшир қилиниватқан «Уйғур авази» гезити билән академиялик мәртивигә еришкән дуниядики йеганә Уйғур театри, Шәриқшунаслиқ институти йенида Уйғуршунаслиқ мәркизи паалийәт жүргүзүп келиватиду. Қолумиздики мошу «алтунларниң» қәдрини биләйли, ушбу бәхиттин айрилип қалмайли дәватқиним. Бу чақириқ әмәс, бәлки қәлбим садасидур. 
Сөзиниң ахирида Шаһимәрдан Үсәйиноғли ҖУЭМниң бюро вә башқарма әзалириға, кеңәшләр әзалири билән рәислиригә вә ушбу җәмийәтлик тәшкилатниң регионлардики 14 шөбисиниң рәислиригә вә башқиму җәмийәтлик ишларниң активистлириға айрим-айрим миннәтдарлиғини билдүрди. 
Шуниңдин кейин сөз новитини алған ҖУЭМ йенидики «Җанан» аяллар фондиниң рәиси Мизангүл Авамисимова, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев, Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмов бүгүнки күнгә қәдәр атқурулған ишларға қисқичә тохтилип өткәч, ҖУЭМ рәисиниң һесавитиға қанаәтлинәрлик баһасини бәрди.
Шуниңдин кейин модератор күн тәртивидики иккинчи мәсилә – ҖУЭМ рәисини сайлаш бойичә чүшәнчә берип, рәисликкә үч башқарма әзасиниң — «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтовниң, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Бешированиң вә ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумовниң өз намзатлирини көрсәткәнлигини елан қилди вә өз программиси билән тонуштуруш үчүн дәсләпки сөзни Ершат Әсмәтовқа бәрди.
Ершат Моллахуноғли алди билән өзиниң намзитини тәвсийә қилған сәпдашлириға миннәтдарлиғини изһар қилди. Андин у ҖУЭМ тәрипидин атқурулған изгү ишларға қисқичә тохтилип өтти вә мәзкүр тәшкилатниң паалийитигә иҗабий баһасини бәрди. Сөзиниң ахирида у ҖУЭМниң тоғра йолда кетип барғанлиғини тилға елип, хәлиқниң мәнпийитини һәм қаймақтәк уйиған бирлигини сақлап қелиш вә мәзкүр тәшкилатниң кәлгүси паалийитини, аброй-инавитини ойлап, ЖУЭМниң тоғра йөнилишини қоллиған һалда, хәлқимизгә тонулған, көпни көргән инсанлар билән мәслиһәтлишип, өзиниң намзитини еливетиш қарариға кәлгәнлигини елан қилди. 
 Сөз новитини алған Сәнәм Беширова ҖУЭМ тәркивидики Ханим-қизлар кеңиши тәрипидин атқурулған ишларға қисқичә тохтилип өтти. Уму  өзини қоллап-қувәтләп, ярдәм қолини сунуп келиватқан паалийәтчан ханим-қизларға миннәтдарлиғини изһар қилғач, өзиниң намзитини еливетидиғанлиғини билдүрди.
Андин  новәттики намзат Шаһимәрдан Нурумов айрим сәпдашлириниң илтимасиға бенаән, мәркәзни башқурушни давамлаштуруш нийитидә екәнлигини изһар қилип, көпчиликни сайламалди программиси билән тонуштурди.

Шуниңдин кейин модератор ҖУЭМ рәислигигә пәқәт бирла намзатниң қалғанлиғини вә көпчиликниң униңға аваз бериши керәклигини ейтти. Сайлам комиссиясиниң рәиси Шәмшиқәмәр Абдурахманова жиғин қатнашқучилириға аваз бериш тәртивини тәпсилий чүшәндүргәндин кейин аваз бериш башланди.
Тәкитләш лазимки, жиғинға қатнишиш үчүн 83 башқарма әзаси рәсмий ройхәттин өтүп, қолиға сайлам билетлирини алған. Аваз берилгән сайлам билетлирини (бюллетень) санаш җәриянида «1 сайлам билети ярамсиз» дәп тепилди. Нәтиҗидә 82 башқарма әзасиниң очуқ авази билән Шаһимәрдан Үсәйиноғли Нурумов биреғиздин йәнә бәш жилға «Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси болуп қайта сайланди. 
Шуниңдин кейин модератор күн тәртивидики үчинчи мәсилә бойичә, ҖУЭМниң низамнамисиға мувапиқ, мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң Алий Кеңишигә рәисликкә Жигитбашлири кеңишиниң рәиси, тонулған меценат Долқунтай Абдухелилниң өз намзитини сунғанлиғини вә униңға көпчиликниң аваз бериши керәклигини ейтти. 
Нәтиҗидә 1 адәмниң халис қелиши, 81 башқарма әзасиниң очуқ аваз бериши билән Долқунтай Абдухелил ҖУЭМ Алий Кеңишиниң рәиси болуп сайланди. 
Өз новитидә Долқунтай Абдухелил өзигә ишәш билдүргән барлиқ башқарма әзалириға миннәтдарлиғини изһар қилип, буниңдин кейинму җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитини җанландуруш йолида аянмай әмгәк қилидиғанлиғини тәкитлиди.
 Баш қошуш давамида Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Закирҗан Кузиев, байқиғучилар — Қазақстан Җумһурийити Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Алмута шәһиридики җумһурийәтлик «Достлуқ өйиниң» паалийитини тәминләш башқармисиниң рәһбири Нурсауле Әлтекова, «Барбанг» курдлар ассоциациясиниң рәиси Азиз Алиев, «Вайнах» чечен-ингуш жумһурийәтлик ассоциациясиниң рәиси Ахмет Мурадов, грек жәмийәтлик бирләшмилири ассоциациясиниң рәиси Георгий Иорданиди, Рус, славян вә казаклар тәшкилатлири ассоциацияси рәисиниң орунбасари Владимир Шихотов, ҖУЭМ паалийитигә иҗабий баһасини бәрди вә униң рәиси болуп қайтидин сайланған Шаһимәрдан Нурумовни сәмимий тәбриклиди. 
Бу жиғиндин шундақ хуласә чиқиришқа болидуки, униңда миллитимиз вәкиллири бирлик билән өмлүкниң, көпчиликни һөрмәтләшниң, муһими, өзлириниң парасәтлик, қедимий милләт вәкили екәнлигини намайиш қилди. 
Жиғинни ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов йәкүнләп, башқарма әзалириниң буниңдин кейинму «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип», бамәслиһәт ишлишигә ишәнчә билдүрди. 
Өз новитидә бизму Шаһимәрдан Үсәйиноғлини бүгүнки қол йәткүзгән утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз. Дәрвәқә, Шаһимәрдан Үсәйиноғли бу җавапкәр вәзипиниң тизгинини қолға алған күнила (2012-жили 26-май күни) мәхситиниң уйғур хәлқини бирликкә кәлтүрүш, Қазақстан уйғурлириниң бойида қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик, миллий роһ һис-туйғулирини шәкилләндүрүштин ибарәт екәнлигини очуқ ейтти. Һә, бүгүнки күндә һәм сөзидә, һәм иш йүзидә бу нийитини әмәлгә ашуруш йолида қизғин паалийәт жүргүзүп келиватиду. Бүгүнки күндә Шаһимәрдан Нурумовниң рәһбәрлигидики җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи һәқиқий мәнасида хәлқимизниң иҗтимаий-мәдәний һаятиниң аҗралмас бир қисмиға айланди. ҖУЭМниң тәркивидики барлиқ кеңәшләр, ушбу җәмийәтлик тәшкилатниң шөбилири бир мәхсәт-муддиа йолида «Бир йәңдин — қол, бир яқидин баш чиқирип» һәрикәт қилишқа қол йәткүзди. Буларниң һәммиси, әлвәттә, өзара өмлүкниң һәм ҖУЭМ рәисиниң пәм-парасити, униң жуқури тәшкилий қабилийити арқилиқ әмәлгә ашти. Келәчәктә Шаһимәрдан Үсәйиноғлиниң бу бирликни техиму мустәһкәмләп, хәлқимизниң мәнивий-мәдәний һаятиниң техиму гүллиниши үчүн течлиқ, достлуқ, иттипақлиқ йолида аянмай әмгәк қилидиғанлиғиға һәм ҖУЭМниң аброй-инавитини йәниму йүксәк пәллигә көтиридиғанлиғиға, җәмийитимизниң һәммә саһалирида қолға кәлтүрүлүватқан утуқларға қошуватқан һәссисиниң техиму салмақлиқ болушиға, дайим миллитимизниң шәнини улуқлайдиған башланма-тәшәббусларниң дәвәтчиси болуп қаливеришигә тиләкдашмиз һәм шундақ болушиға үмүт қилимиз.

Мәшүр САСИҚОВ чүшәргән сүрәтләр.
 

6777 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы