• Әхбаратлар еқими
  • 01 Маусым, 2022

Президент алмутида болди

Сешәнбә күни Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Алмутиға иш бабидики сәпәр билән кәлди. 
Дөләт рәһбири шу күни Kaspi.kz компаниясиниң асасини салғучилар Вячеслав Ким һәм Михаил Ломтадзе, шундақла тонулған тиҗарәтчи вә меценат Рашид Сәрсенов билән айрим учришишларни өткүзди. 
Президент Kaspi.kz рәһбәрлири билән болған учришишта хәлиқара дәриҗидә етирап қилинған финтех-компанияниң еқимдики паалийити вә истиқбаллиқ тәрәққият планлири тоғрилиқ әхбаратни тиңшиди. 
Рашид Сәрсенов билән болған сөһбәттә ички тиҗарәтни қоллап-қувәтләш вә бирқатар иҗтимаий лайиһиләрни әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев иш бабидики сәпириниң иккинчи күни Ботаника беғида өткән “Алматы БалаFest” фестивалини зиярәт қилди.
Дөләт рәһбири фестиваль лауреатлириниң муваппәқийәтлири билән тонушти вә уларни утуғи билән тәбриклиди. Қатнашқучилар билән болған сөһбәттә балиларниң мәмликәт келәчиги екәнлигини тәкитлиди.
Андин кейин “Алматы БалаFest” фестивалиниң ғалиплирини мукапатлаш мәрасими болуп өтти. Фестивальниң әдәбият, тәсвирий сәнъәт, спорт, декоратив-әмәлий сәнъәт, вокал вә хореография, IT-саһа йөнилишлири бойичә бирай мабайнида өткән конкурслиқ программисиға 300 миңдин ошуқ бала қатнашти.
Андин кейин Президент әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетида болди. Дөләт рәһбири бу йәрдә дәсләп әл-Фараби музейини зиярәт қилди. Президентқа улуқ мутәпәккүрниң һаяти вә паалийитигә беғишланған экспонатлар, шундақла аз учрайдиған қолязмилар көрситилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа шундақла илмий муваппәқийәтләр вә инновациялик кәшпиятлар көргәзмиси тонуштурулди. Президентқа шундақла университетниң инфрақурулумини кәңәйтиш планлири тоғрилиқ әхбарат берилди.
Бу йәрдә шундақла “МИФИ” Россия Миллий ядро тәтқиқати университети тонуштурулди. “МИФИ” ректори Владимир Шевченко Президентни алий оқуш орниниң паалийити билән тонуштурди.
Дөләт рәһбири шундақла Мәркизий Азия экологиялик тәтқиқатлар институтини зиярәт қилди. Президент бу йәрдә институтниң паалийити билән тонушти вә йеңи корпусни зиярәт қилди.

2506 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы