• Көргәзмә
  • 22 Маусым, 2022

«Біз» тарихни варақлайду

Йеқинда җәнубий пайтәхттики Almaty Gallery бенасида 1920 — 1950-жиллири сәясий тәқипләш қурванлирини хатириләш күнигә беғишланған «Біз» намлиқ фотокөргәзмә ечилди. Уни Алмута шәһәрлик һакимийәт йенидики сәясий тәқип қурванлирини толуқ сәясий вә қануний җәһәттин ақлаш бойичә комиссия билән «Shon» фонди уюштурди.

 Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

– Көргәзминиң асасий мәхсити – бепаян қазақ йеригә депортация қилинған яки мәҗбурий йәр авдурулған адәмләрниң, йәни бегуна тәқипкә учриғанларниң ишлирини чоңқур тәтқиқ қилиш. Йәни, аддий тил билән ейтқанда, әйни шу қийин заманға көпчиликниң диққәт-нәзәрини ағдуруштин ибарәттур. Көргәзмигә қоюлған 300гә йеқин экспонаттин архив фото һөҗҗәтләрни көрүшкә болиду. Бу материаллар 70 жил мабайнида «Қәтъий мәхпий» грифи астида сақлинип кәлгән. Уларниң сири пәқәт йеқиндила ечилди – дәйду фотокөргәзминиң куратори Алия Болатхан. – Вақит өтүп, шу сарғайған архив материаллар бизниң елимиз үчүн һәқиқий мәнасида тарихий байлиққа айлинип қалди. Әнди 130дин ошуқ этникилиқ топларниң мәдәнийити җипсилашқан бүгүнки Қазақстанниң күч-қувити – хәлиқниң изгү нийәтлиги вә униң өзара иттипақлиғиниң нәтиҗисидә қелиплашқан мәдәний байлиғидур. Тарихниң қийин дәвирлиригә нәзәр салған һалда, биз бүгүнки күндә қолумизда барниң қәдирләшни билишимизниң, мустәқил вәтинимиз Қазақстанни сақлаш вә уни һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүш йолида тарихтики хаталиқларға йол қоймай, муһим тәҗрибә топлаймиз. Һәрбир адәм бәлгүлүк бир мәдәнийәтниң вәкили сүпитидә һазирқи Қазақстанниң биртуташ вә қайтиланмас мәдәнийитини бәрпа қилип, җәмийәтниң қелиплишишиға бебаһа үлүшини қошти. 
Көргәзмә ечилиштин илгири мошу мавзу әтрапида пикир алмаштурған көпчилик асасән тәқипкә учриғанлар арисида зиялилар әһлиниң болғанлиғини тилға алди. Мәсилән, архитектор, язғучи-шаирлардин ташқири, йетүк мутәхәссисләрниң гунасиз сотланғанлиғини бүгүнки яш әвлат билип қелиши зөрүрлүгини алаһидә тәкитлиди. Уларниң арисида ушбу көргәзминиң уюштурулушиға паал қатнашқан пидаийлардин Мария Ли билән Татьяна Каппа-Мута әйни заманларда адәмләрниң өйидин базарға берип келиши үчүн һөкүмәт органлиридин рухсәт елишқа мәҗбур болғанлиғини ейтип, көпчиликни чоңқур ойға салди. Натиқлар шундақла әҗдатлиримизниң бешидин шундақ чидиғусиз еғир күнләрниңму өткәнлигини яшларниң ядидин чиқармаслиғиға мошундақ паалийәтләр түрткә болидиғанлиғи йәткүзди. 
Андин сөзгә чиққан Алмута шәһәрлик һакимийити йенидики сәясий тәқип қурванлирини толуқ сәясий вә қануний җәһәттин ақлаш бойичә комиссия рәисиниң орунбасари Бауржан Жангуттин билән «Shon» фондиниң президенти Гаухар Нурова мәзкүр чарә-тәдбирниң әһмийитигә тохталди. 
Ахирида көпчилик рәсмий ечилған көргәзмини зиярәт қилди.
 

784 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы