• Әхбаратлар еқими
  • 22 Маусым, 2022

Дөләт билән хәлиқ арисидики көрүк

Өткән һәптидә елимиздә йүз бәргән муһим вә әһмийәтлик вақиәләрниң бири – Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән қурулған Миллий қурултай болди. Миллий қурултайниң дәсләпки мәҗлиси елимизниң хасийәтлик җайлириниң бири – Улытавда, қазақ даласиниң нәқ мәркизи, тарихий вақиәләрниң гувачиси болған җайда өтти. Буни йәнә қедимий әнъәниләрни әслигә кәлтүрүшниң рәмзи дәп ейтишқиму болиду. 
 Тәкитләш лазимки, Миллий қурултай тәркивигә 117 адәм кирди. Уларниң арисида Дөләт рәһбири, елимизниң һәммә регионлириниң вәкиллири, һәрхил саһаларда ишләватқан шәхсләр, Мәҗлис депутатлири, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири, тонулған җәмийәт әрбаплири бар.
Миллий қурултай тәркивигә мәнму кирдим. Бу мениң үчүн чоң җавапкәрлик һәм муһим қәдәмләрниң бири. Шуңлашқа мән бар билимимни, тәҗрибәмни қурултайни қурушниң асасий мәхсити, йәни гражданлиқ җәмийәтниң йетәкчи институти болуш вәзиписини әмәлгә ашурушқа сәпәрвәр қилишқа тиришишни өзәмниң гражданлиқ пәрзим дәп билимән.. 
Миллий қурултайниң тәркивигә нәзәр ташлисақ, уларниң гражданлиқ тәшәббусларни тәрәққий әткүзүш үчүн иқтидариниң жуқури екәнлигини чүшинивелиш тәс әмәс. Жуқурида ейтқинимдәк, қурултай тәркивидә һәрхил көзқараштики, һәрхил саһалар вәкиллири бар. Уларниң һәммиси җәмийитимиздә тонулған шәхсләр. Дөләт рәһбири өз нутқида бирнәччә вәзипини алдимизға қойди. Уларниң ичидә әң муһими – умуммилий бирликни күчәйтиш. 
 Миллий қурултайда стратегиялик әһмийити жуқури мәсилиләр муһакимә қилинди. Мәсилән, рәқәмлик ресурсларни утуқлуқ пайдилиниш. Чүнки рәқәмләштүрүш дәвридә заманға маслишиш вә тәрәққий етиш биз үчүн муһим. Униң үчүн Qurultay қошумчиси ишқа қошулиду. Мәзкүр қошумчә Миллий қурултай паалийитигә мүмкинқәдәр көп аһалини җәлип қилишқа имканийәт яритиду.
 Һазир нурғун муһакимә қилиниватқан мәсилиләрниң бири — кадр мәсилиси. Көпчилик буни “орнидин йөткәш” дәп ейтишмақта. Бу йәрдә объектив болуш лазим. Чүнки бир вақитниң ичидә һәммини йөткәш мүмкин әмәс. Униң үчүн вақит вә һазирқи дәвиргә маслишишни билидиған, йеңи шәкилдә ишләшкә қабил әмәлдарларни тәйярлаш тәләп қилиниду. Биз ундақ тәҗрибидин өттуқ. 
Қурултайда ейтилған йәнә бир муһим мәсилә — дөләт тилиниң мәртивисини күчәйтиш. Президент өз нутқида қазақ тилиниң тәрәққиятиға мунасивәтлик бирнәччә мисални кәлтүрди. Қазақ тили дуниявий мәйданда тонулушқа башлиди. Мәлумки, Apple ширкити қазақ тилини өзи ишләп чиқириватқан смартфонлардики тиллар қатариға киргүзди. Қурултай мошу тенденцияни күчәйтишкә, уни тәрәққий әткүзүшкә күч чиқириши лазим. Чүнки дөләт тили, биз, қазақстанлиқларни, бириктүргүчи амилларниң бири болуп һесаплиниду. 
 Әлвәттә, Президентниң һәммимиз яхши көридиған Җумһурийәт күни мәйримигә миллий мәйрәм статусини бериш тәкливи барлиғимизни хошал қилди. Бу мәйрәм мустәқиллигимизгә болған чоң қәдәмләрниң биридур. Шуңлашқа бу күнни миллий мәйрәм сүпитидә нишанлаш әқилгә мувапиқтур. Униңдин ташқири, мәзкүр мәйрәмни миллий мәйрәм сүпитидә нишанлаш яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә чоң роль ойнайдиғини ениқ. 
 Умумән, Миллий қурултай алдида нурғун ишлар туриду. Биз, йәни қурултай әзалири, Президент ишәш қилип тапшурған миссияниң җавапкәрлигини чоңқур һис қилимиз. Қурултай дөләт билән гражданлиқ җәмийәтниң арисидики мунасивәтниң көрүги болиду. Қурултайниң актив паалийити арқилиқ, илгири айрим сәвәпләргә бола, елимизниң алий рәһбәрлиригә йәтмигән җәмийитимиздики муһим мәсилиләр йәткүзүлиду. Биз Йеңи Қазақстан қуруш үчүн чоң вә әһмийәтлик ишқа тәйяр.
 
 Шаһимәрдан НУРУМОВ, 
Қазақстан Жумһурийити Президенти йенидики Миллий қурултайниң  вә ҚХА кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси. 

569 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы