• Асасий мақалилар
  • 22 Маусым, 2022

Миллий қурултай Улытавда өтти

Улытав вилайитиниң йеңи мәмурий мәркизи Жезқазған шәһиридә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң қатнишиши билән Миллий қурултайниң биринчи мәҗлиси болуп өтти.
Қасым-Жомарт Тоқаев мәҗлисни ечип, чарә-тәдбирниң барлиқ қатнашқучилирини тәбриклиди. Президент қурултайниң Улытавда өткүзүлүшиниң әҗдатларниң шанлиқ әнъәнисиниң давами болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди.
Дөләт рәһбири миқияслиқ өзгиришләрни қоллап-қувәтләп, референдумда аваз бәргән барлиқ қазақстанлиқларға миннәтдарлиқ билдүрди.
– Бизниң гражданлар аваз беришкә паал қаатнашти. Адәмләр мәмликәтниң келәчигигә бепәрва қаримайдиғанлиғини намайиш қилип, сайламға аилилири билән кәлди. Улар өзлириниң һәртәрәплимә йеңилашқа вә һәқиқий өзгиришләргә болған интилишини көрсәтти. Қазақстанлиқлар мәмликәтниң парлақ келәчигигә ишиниду. Биз мустәһкәм бирлигимиз билән илгири қарап меңишқа тәйяр екәнлигимизни очуқ көрсәттуқ. Гражданларниң көпчилиги мениң Конституциягә өзгиришләрни киргүзүш тоғрилиқ тәшәббусумни қоллап-қувәтлиди. Аваз беришкә қатнашқан барлиқ гражданларға миннәтдарлиқ билдүргүм келиду, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент Қазақстан намини өзгәртиш тоғрилиқ тәклипкә изаһ бәрди. Илгири мәмликәт намидин «стан» уланмисини елип ташлаш керәк, дегән пикирләр ейтилған еди. Қасым-Жомарт Тоқаевниң пикричә, мәмликәтниң намини өзгәртиш җавапкәрсиз иш болған болар еди.
– Айрим гражданлиримиз референдум вақтида дөләт намиму өзгириши керәк еди, дегән пикирләрни ейтмақта. Улар «Қазақстан» намида «стан» уланмиси биз үчүн ят дәп һесаплайду. Бу пикирни мәнтиқигә мувапиқ келиду, дәп ейталмайсән. Әң муһими, биз мустәқил мәмликәтниң – Қазақстан Җумһурийитиниң – намидин өткән 30 жилда нурғунлиған хәлиқара шәртнамиләрни имзалидуқ, дөләт чегаримизни тәстиқлидуқ. Мундақ әһвалда дөлитимиз намини өзгәртиш җавапкәрсиз қарар болар еди. Бу, һәммидин авал, бизниң миллий бехәтәрлигимизгә вә хәлқимизниң течлиқ һаятиға беваситә тәсир қилидиған наһайити муһим мәсилә, – деди Президент. 
Президент өз сөзидә мәмликәтни һәртәрәплимә йеңилашни давамлаштуридиғанлиғимизни атап көрсәтти. Амма, Президентниң билдүрүшичә, Йеңи Қазақстан бир күндә яки бир жилда қурулмайду. Бу –пүткүл җәмийәтни өзгәртидиған мурәккәп вә узақ җәриян. Әгәр биз бир йәңдин қол чиқирип ишлисәкла, мәхситимизгә йетимиз. Дөләт рәһбириниң сөзичә, нәқ шуңлашқа у өз Мәктүбидә Миллий қурултайни чақириш тәшәббусини оттуриға қойди. 
– Қурултай чақириш – қедимий әнъәнә. Әҗдатлиримиз нурғун адәм қатнишидиған мундақ учришишларда муһим мәсилиләрни муһакимә қилған еди. Адәмләр алдин-ала өзара мәслиһәтлишип, зөрүр қарарларни қобул қилған. Мундақ қарарларму өз новитидә пүткүл хәлиқни бирләштүргән. Тарихимизда милләт тәғдирини һәл қилған қурултайлар болди. Уларниң көпчилиги хәлқимиз үчүн муһим вақитта өтти. Талас қурултийидин кейин Алтун Орда мустәқил дөләт болди. Қарақум вә Ордабасыда өткән қурултайлар хәлқимизни Вәтәнни һимайә қилиш үчүн бирләштүрди. Оренбургта өткән биринчи қазақ қурултийида «Алаш» партияси қурулуп, иккинчи қурултайда Алаш мухтарийити елан қилинди. Мустәқилликкә еришкәндин кейин қазақларниң биринчи Дуниявий қурултийи өткүзүлүп, униңда дәсләпки қетим қандашларға тарихий Вәтинигә қайтип келиш тәкливи елан қилинди. Биз, әҗдатлиримизниң вәсийәтлиригә әмәл қилғач, қурултай чақириш әнъәнисини тиклидуқ. Бизниң бүгүнки учришишимиз мәмликитимизни вә бирлигимизни күчәйтишкә нишан қилинған, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент қурултайниң муқәддәс Улытав диярида өткүзүлүшиниң мәмликәт бирлигиниң вә милләтниң пүтүнлүгиниң бәлгүси сүпитидә чоң рәмзлик әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. 
– Улуқ Даланиң нәқ мәркизигә орунлашқан Улытав нурғунлиған тарихий вақиәләрниң шаһиди болди. Бу йәрдә милләтниң тәғдирини бәлгүлигән нурғун учришишлар өткән. Бу муқәддәс диярда Алтун Орда һөкүмранлириниң вә қазақ ханлириниң излири сақланған. Биз бу йәргә әвлатлар варислиғини давамлаштуруш үчүн кәлдуқ, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири Миллий қурултай ишини уюштуруш мәсилисигә айрим тохталди. Униң тәркивигә 117 адәм кирди. Улар – мәмликәтниң барлиқ регионлириниң, түрлүк саһаларниң, түрлүк әвлатларниң вәкиллири. Қурултай ишида ақсақалларниң пикри һесапқа елинип, актив гражданлиқ мәвқәгә егә оттура әвлат тәҗрибиси пайдилинилиду, шундақла йеңичә пикир қилидиған яшларниң йеңи идеялири қоллап-қувәтләшкә егә болиду. 
Президент қурултайниң диалог мәйданиниң мәмликәтниң бирлигини күчәйтип, җәмийәтни җипсилаштуридиған йеңи идеяләрниң мәркизигә айлинидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди вә мошу йөнилиштики бирқатар муһим тәклипләр билән вәзипиләрни атап өтти. 
– Қачанду-бир вақитта мошу йәрдә барлиқ қәбилиләрниң бәлгүлири –тамғилар – ташқа оюп йезилған еди. Әҗдатлиримиз милләтниң бирлигини әйнә шундақ әкис әттүргән. Қаныш Сәтбаев «Тамғалы Тас – хәлқимизниң туғ тиккән йери», дегән еди. Әпсуски, кейин муқәддәс йезиқлар толуқ бузулуп кетиду. Йәрлик турғунлар Улытав ядикарлиғини орнитип, қачанду-бир вақитта ташқа оюп йезилған рәмзләрни әслигә кәлтүрди. Бу азлиқ қилиду, дәп ойлаймән. Қазақ хәлқиниң бирлигини әкис әттүридиған мемарчилиқ объекти болуш керәк. Әулиетау етигидә дөләт рәмзлири мәйданини ечишни тапшуримән. Бизниң һаварәң байриғимиз муқәддәс йәрдә егиз йәлпүлдәп туруши керәк. Биз әвлатлар варислиғини шундақ көрситимиз – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбириниң сөзичә, Миллий қурултайниң асасий вәзиписи –милләтни бирләштүридиған әқилгә мувапиқ, йеңи идеяләр билән тәклипләргә алаһидә диққәт бөлүш. 
 Президент андин кейин әмәлгә ашуруш тәләп қилиниватқан үч вәзипигә тохталди. 
– Биринчи. Умуммиллий бирликни күчәйтиш. Һәммидин авал биз милләтниң йеңи сүпитини шәкилләндүрүшкә алаһидә әһмийәт беришимиз керәк. Шуниң билән бир вақитта җәмийәтни илгирилитидиған қәдрийәтләрни шәкилләндүрүш зөрүр. Әгәр биз турақлиқ демократик институтларни қурушни халайдекәнмиз, сәясий җавапкәрлик мәдәнийитини тәрәққий әткүзүшимиз шәрт. Биз һәқиқий вәтәнпәрвәрлик сүпәтләрни шәкилләндүрүшимиз лазим. Шу чағда биз радикализм вә экстремизмға тосалғу қоялаймиз, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири суверенитетниң мәмликитимизниң баш қәдрийити екәнлигигә диққәтни җәлип қилди. Паҗиәлик январь вақиәлиридин кейин Қазақстанда сәясий активлиқ кәскин өсти. Йеңи сәясий партияләр вә һәрикәтләр қурулуватиду. 
– Җәмийәтлик активистлар иҗтимаий тармақларда түрлүк мәсилиләрни көтириватиду. Раст, бәзидә тамамән әқилгә мувапиқ әмәс идеяләр учришиду. Талаш туғдуридиған мәсилиләргә келишмигән адәмләр наразилиқ билдүрүп, кочиларға чиқишқа башлиди. Қанунни бузуватқан гражданларму бар. Мундақ әһвалларниң демократиягә пәйдин-пәй көчүш вақтида орун алидиғанлиғи чүшинишлик. Амма қанун тәләплиригә еғишмай риайә қилиш керәк екәнлиги һәрдайим әстә болуши шәрт. Қанун вә тәртип –ички турақлиқлиқниң бирдин-бир кепили, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти. 
Дөләт рәһбири меһнәтсөйәрлик милләтни бирләштүридиған асасий хусусийәт дәп һесаплайду.
– Өз аилисини беқип-асраш үчүн нурғун ишләватқан адил адәмләрни һөрмәтләш керәк. Әпсуски, кочидики лөкчәкләр, җавапкәрсиз блогерлар вә тәйяртаплиқ кәйпияттики қуруқ вақириғақлар заманимиз қәһриманлириға айланмақта. Депутатлар вә иҗраий һакимийәт вәкиллири пәқәт шуларғила әһмийәт беришкә башлиди. Түрлүк дәриҗидики әмәлдарлар пәқәт шуларниң тәләплирини орунлашқа алдирайду. Мәркәздики вә җай-җайлардики һакимийәт орунлири барлиқ гражданларниң муң-муһтаҗиға охшаш қулақ селиши керәк, – дәп һесаплайду Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев конституциялик ислаһатлар маһийитиниң хәлиққә тоғра чүшәндүрүшни иккинчи әвзәллик сүпитидә бәлгүлиди. Һазир бу өзгиришләр пәйдин-пәй умуммиллий характерға егә болуватиду. 
Дөләт рәһбири йеңи технологияләрниң ярдими арқилиқ аһалини миқияслиқ ислаһатларға җәлип қилишни йәнә бир муһим вәзипә дәп атиди. 
– Қурултай – бу мәлум адәмләр жиғилидиған йәрла әмәс. Маһийәттә у умуммиллий жиғинға айлиниши керәк. Бу наһайити муһим вәзипә. Шуңлашқа биз буниң үчүн йеңи рәқәмлик технологияләр әвзәлликлирини толуқ дәриҗидә пайдилинишимиз лазим. Шу чағда дөләт вә хәлиқ оттурисидики мунасивәтләр хелә нәтиҗидарлиқ болиду. Qurultay мәхсус мобильлиқ қошумчисини ишләп чиқишни тәклип қилимән. У адәмләрниң мәмликәтни йеңилашқа өз көзқаришини онлайн-тәртиптә билдүрүшигә ярдәм қилиду. Гражданлар ислаһатларниң һәқиқий әвзәлликлирини көрүши шәрт, –дәп билдүрди Президент.
Дөләт рәһбири миллий мәйрәмләр вә тәвәллудлар тизимиға бирқатар өзгиришләрни киргүзүш зөрүр, дәп һесаплайду. Мәсилән, униң пикричә, Мустәқиллик Күниниң әһмийитини өзгәртмәй туруп, кейинки жилларда асассиз унтулуп кәткән Җумһурийәт Күнигә миллий мәйрәм мәртивисини қайтуруш керәк. 
– 1990-жили 25-октябрьда Қазақстанниң Дөләт суверенитети тоғрилиқ декларация қобул қилинди. Бу мәмликитимизниң Мустәқилликкә болған йолидики тунҗа қәдәм болди. Мошу муһим һөҗҗәтниң қобул қилинишида Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаев наһайити муһим роль ойниди. Җумһурийәт күни мәмликәтниң дөләтчиликкә болған җүръәтлик қәдиминиң рәмзи болуши керәк. Әлвәттә, Мустәқиллик Күни баш миллий мәйрәм болуп қалиду. Бу күни Мустәқилликниң қолға кәлтүрүлүшигә чоң һәссә қошқан миллий қәһриманлиримизға һөрмәт билдүрүш керәк, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти. 
Дөләт рәһбири шундақла җәмийәттә актив муһакимә қилиниватқан йәнә бир мәсилигә тохталди. Бу – кадрлар сәясити.
– Иҗтимаий тармақларда «Кона кадрлар билән қандақ қилип Йеңи Қазақстанни қурушқа болиду?» дәп сораватқанлар бар. Бу – тоғра соал. Бирақ, әслидә, кадрларни пәйдин-пәй алмаштуруш керәк. Һәтта Россиядә, Хитайда вә Иранда инқилаптин кейин илгәрки түзүм әмәлдарлири дөләт лавазимлирини егиләшни давамлаштурған. Әлвәттә, мошу мәмликәтләр билән селиштурғанда, биздә тамамән башқичә әһвал. Умумән, дөләт хизмәтчилирини камситишни тохтитиш зөрүр. Һәтта уларни «хәлиқ дүшмәнлири» дәп һесаплаватқанларму бар. «Әмәлдар» сөзи сәлбий мәнаға егә чүшәнчигә айлиниватиду. Бу натоғра. Дөләт хизмитидә адил вә квалификациялик кадрлар нурғун. Улар Вәтинимиз пайдиси үчүн тинимсиз ишләватиду. Бирақ, әпсуски, әгәр, мундақ ейтқанда, «бир данә қумилақ бир қерин майни чиритидиған» болса, ундақ адәмләр билән дәрһал хошлишимиз, – дәп тәкитлиди Президент. 
 Қасым-Жомарт Тоқаев қазақ тилиниң мәртивисигиму тохтилип өтти.
­­– Дөләт тилиниң орни күндин-күнгә күчийиватиду. Униңдин ташқири қазақ тили дуниявий коммуникациялик муһитқиму кириватиду. Йеқинда атақлиқ Apple компанияси қазақ тилини iOS тил системисиға қошти. 40 тилда көрситиш жүргүзүватқан Nickelodeon телеканили қазақ тилида хәвәр тарқитишқа башлиди. Яшларниң тәшәббуси билән мана алтә жилдин буян National Geographic журнали ана тилимизда чиқиватиду. Шуңлашқа алаһидә тәшвишлинип кетишкә асас-сәвәп йоқ, дәп һесаплаймән. Шундақ болсиму биз бу йөнилиштики ишимизда қәтъий болушимиз керәк. Қазақ дөлити моҗут болса, қазақ тилиму моҗут болиду, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбири докладиниң ахирида қазақ даласида хәлиқниң тәғдири һәл қилинған нурғунлиған тарихий җайларниң бар екәнлигини әслитип өтти. Улытавдин башқа биздә Ордабасы, Мартөбе, Күлтөбе охшаш муқәддәс җайлар бар. Шуңлашқа Президент новәттики учришишни муқәддәс Түркстанда өткүзүшни тәклип қилди. 
Биринчи мәҗлистә дөләт мәслиһәтчиси Ерлан Қарин мәҗлис модератори болди. Униңда шундақла Ерлан Қошанов, Асқар Жумадилдяев, Наталья Дементьева, Алихан Байменов, Сергей Худяков, Айдос Сарым вә башқиму Миллий қурултай әзалири сөзгә чиқти. Шаир Нуржан Светқали Улытав тоғрилиқ шеирини оқуп, бу йәрдә Қазақстан тарихиниң вуҗутқа кәлгәнлигини әслитип өтти. 
Миллий қурултай мәҗлисиниң ахирида Дөләт рәһбири көрнәклик шаир Мухтар Шахановқа алий пәриқ дәриҗиси «Қазақстанның Еңбек Ері» унванини бәрди вә алаһидә пәриқ бәлгүси «Алтун Юлтуз» һәм «Отан» орденини тапшурди. 

2557 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы