• Асасий мақалилар
  • 13 Шілде, 2022

Бирқатар тапшурмилар берилди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә Һөкүмәт рәһбәрлигиниң, саһалиқ министрликләр вә идариләр, миллий компанияләр рәһбәрлириниң қатнишиши билән мәмликәтниң транспорт-транзит иқтидарини тәрәққий әткүзүш бойичә кеңәшмә болуп өтти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев транспорт-логистикилиқ саһаниң Қазақстан ихтисадида алаһидә роль ойнайдиғанлиғини тәкитлиди. Униң сөзичә, мәзкүр саһа регионларниң өзара һәрикитини җанландуруш үчүн муһим әһмийәткә егә. Шундақ болсиму геосәясий вәзийәт, санкциялик қариму-қарши турушлар әнъәнивий транспорт-логистикилиқ алақиларниң бузулушиға елип кәлди. 
Кеңәшмидә коммуникация вә жүк йәткүзүшниң альтернатив маршрутлирини қараштурушниң, шундақла мәһсулат йәткүзүшни өзгәртишниң зөрүр екәнлиги тәкитләнди. 
Президентниң пикричә, ички мәһсулатниң бехәтәрлигини тәминләш вә тохталсиз чәткә чиқириш үчүн комплекслиқ чариләрни қобул қилиш тәләп қилиниду. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, мәмликитимизниң Мәркизий Азия регионидики лидерлиғини сақлап қелиш вә Қазақстанни ишәшлик транзит мәркизи сүпитидә тәрәққий әткүзүш зөрүр. 
Мошу мәхсәттә альтернатив төмүрйол маршрутлирини вуҗутқа кәлтүрүш муһим. Җүмлидин сөз Достық – Мойынты, Бахты – Аягөз, Мақтаарал – Дарбаза лайиһилирини әмәлгә ашуруш, Алмутини айландуруп, айланма төмүрйол линиясини селиш тоғрилиқ болуватиду. 
Қасым-Жомарт Тоқаев төмүрйол паркини күчәйтиш вә йолларни мурәккәп җөндәштин өткүзүш чарилирини көрүшни тапшурди. 
– Ички төмүрйол машина ясаш санаитьини тәрәққий әткүзүшкә диққәт бөлүш зөрүр. Мәлум тәйярлиқлар бар. Қазақстанлиқ мәһсулат ишләпчиқарғучиларни актив қоллап-қувәтләш керәк, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент «Қазақстан теміржолы» миллий компаниясини миқияслиқ йеңилашни әмәлгә ашуруш зөрүр, дәп һесаплайду. 
– Әтималим, ҚТЖни миллий транспорт-логистикилиқ компаниягә өзгәртиш вақти кәлгән болса керәк. Бу ҚТЖниң һоқуқи вә вәзипилирини кәңәйтиду, компаниягә мәмликәтниң транспорт-транзит иқтидарини тәрәққий әткүзүш ишини хелә комплекслиқ жүргүзүш имканийитини бериду, – дәп тәкитлиди Президент. 
Дөләт рәһбири өз сөзидә деңиз арқилиқ жүк тошушқа алаһидә диққәт бөлди. 
– Қазақстан һечқачан деңиз мәмликити болмиған вә деңиз арқилиқ жүк тошуш имканийәтлирини толуқ ишқа салмиған. Әнди башқа вақит кәлди. Һөкүмәт алдиға портлиримизни өзгәртип, уларни Каспий деңизиниң йетәкчи мәркәзлириниң биригә айландуруш бойичә стратегиялик вәзипә қойимән. Деңиз флотини күчәйтиш вә Ақтав портида контейнер мәркизини қурушниң тәләп қилиниватқанлиғиға келишимән, – дәп тәкитлиди мәмликәт Президенти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев нефть йәткүзүшни диверсификацияләшни йәнә бир муһим вәзипә, дәп атиди. 
– Транскаспий маршрути муһим йөнилиш болуп һесаплиниду. «КазМунайГазға» уни әмәлгә ашурушниң, шу җүмлидин Теңиз лайиһисиниң инвесторлирини җәлип қилишниң қолайлиқ вариантини қараштурушни тапшуримән. Һөкүмәт «Самруқ-Қазына» билән бирликтә Атырав – Кеңқияқ вә Кеңқияқ – Қумкөл нефть проводлириниң қувитини күчәйтиш чарилирини көрүши керәк, – дәп билдүрди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Автомобиль йоллири инфрақурулумини тәрәққий әткүзүшму муһим болуп һесаплиниду. Дөләт рәһбири биринчи новәттә магистрал маршрутларниң (Ақтөбе – Қандыағаш – Мақат, Атырав – Астрахань, Алмута – Қариғанда вә Талдиқорған – Өскәмән) реконструкциясини өз вақтида вә сүпәтлик аяқлаштуруш керәк, дәп һесаплайду. 
Президент шундақла бюджет мәблиғини нәтиҗидарлиқ пайдилинишниң вә елимиз компаниялирини кәң җәлип қилишниң зөрүр екәнлигигә диққәт ағдурди. Униңдин ташқири Һөкүмәткә жил ахириғичә бажханида рәсмийләштүрүш җәриянлирини вә чегара назаритини толуқ автоматлаштуруш тапшурулди. 
 

2388 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы