• Асасий мақалилар
  • 27 Шілде, 2022

Дөләт рәһбириниң Сәүдия Әрәпстаниға вә Қирғиз Җумһурийитигә сәпири

Дөләт рәбири Қасым-Жомарт Тоқаев Икки Һәрәмниң егиси –Сәүдия Әрәпстаниниң Короли Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Саудниң тәкливигә бенаән, мошу мәмликәтни рәсмий сәпәр билән зиярәт қилди. 
Қазақстан Президентини аэропортта Корольниң мәслиһәтчиси, Мәккә валиси Фейсал Халид бин Абдуләзиз, шундақла Сәүдия Әрәпстаниниң әтрап муһитни қоғдаш, су ресурслири вә йеза егилиги министри Абдурахман Әл-Фадли қарши алди. 
Андин кейин кортеж Корольниң «Қаср Әс-Салам» сарийиға атлинип, у йәрдә рәсмий қарши елиш мәрасими болуп өтти. 
Қазақстан лидери Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Саудқа илтипат билдүрүп, Сәүдия Әрәпстаниниң Короли вә Мирасхор шаһзадисиға тәклип қилғанлиғи һәм меһмандостлуқ көрсәткәнлиги үчүн тәшәккүр изһар қилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаевниң сөзичә, мәзкүр сәпәр униң үчүн алаһидә әһмийәткә егә, чүнки у дөләт рәһбири сүпитидә Сәүдийә Әрәпстанини дәсләпки қетим зиярәт қиливатиду. Президентниң тәкитлишичә, Сәүдийә Әрәпстани – Қазақстанниң йетәкчи стратегиялик шериклириниң бири.
– Сәүдийә Әрәпстани Қазақстанниң мустәқиллигини биринчиләрдин болуп етирап қилди. Мошу вақит ичидә бизниң һәмкарлиғимиз нурғунлиған йөнилишләр бойичә күчәйди. Һазир Қазақстан – Сәүдийә мунасивәтлири жуқури дәриҗидә. Амма биз һәмкарлиқни техиму күчәйтишни халаймиз. Мундақ қарар мәмликәтлиримизниң умумий мәнпийәтлиригә җавап бериду. Өзара пайдилиқ мунасивәтлиримизниң буниңдин кейинму күчийидиғанлиғиға ишинимән, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
Музакириләр җәриянида тәрәпләр сода-ихтисадий вә инвестициялик һәмкарлиқ мәсилилирини муһакимә қилди. Қазақстан Сәүдия инвесторлири үчүн өзара қизиқиш һасил қилидиған түрлүк истиқбаллиқ саһаларда алаһидә шараит вә кәңдаирилик имтиязларни тәклип қилишқа тәйяр.
Тәрәпләр өзара сода муамилисини җиддий көпәйтиш нийитини тәстиқлиди вә йеқинқи вақитта һөкүмәтләр мошу йөнилиштики ишни җанландуриду.
Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Сауд мәмликәтлиримиз оттурисидики мунасивәтләр дәриҗисини яхши дәп атап өтүп, буниңда уларни техиму күчәйтиш һәм риваҗландуруш үчүн кәң имканийәтләрниң моҗут екәнлигини тәкитлиди. У мошу йөнилиштики активлиқни күчәйтишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Корольниң сөзичә, мундақ шараитта Қазақстан вә Сәүдийә Әрәпстани бизнесменлирини бирләштүридиған Ишчанлиқ кеңәшкә муһим роль тәәллуқ.
Мирасхор шаһзадә рәсмий сәпәр даирисидә бәлгүләнгән Инвестициялик «дүгләк үстәлгә» Корольлуқниң жирик компаниялириниң қатнишидиғанлиғини атап көрсәтти. Униң сөзичә, һазирқи вәзийәттә бирқатар лайиһиләр үстидә бирлишип иш елип бериш биринчи планда туриду, бу ишни Сәүдийә Әрәпстаниниң Дөләт инвестициялик фонди уйғунлаштуриду. 
Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Сауд Сәүдийә компаниялириниң Қазақстанниң аграр секториға инвестиция бөлүшкә мәнпийәтдар екәнлигини йәткүзди. Униң тәкитлишичә, бу йөнилиш аләмшумул озуқ-түлүк боһрини шараитида алаһидә актуаллиққа егә болмақта. 
Қазақстан лидери Мирасхор шаһзадини Қазақстанға җавап сәпәр келишкә тәклип қилди.
Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Сауд тәклипни хурсәнлик билән қобул қиливатқанлиғини вә қолға кәлтүрүлгән келишимләрниң орунлинишиниң ениқ нәтиҗилирини муһакимә қилиш үчүн Қазақстанни зиярәт қилишқа тәйяр екәнлигини билдүрди. 
Рәсмий сәпәр даирисидә Қасым-Жомарт Тоқаев Сәүдийә Әрәпстаниниң Короли Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Саудни Қазақстан вә Сәүдийә Әрәпстани оттурисида достлуқ һәм шерикликни күчәйтишкә қошқан чоң һәссиси үчүн мәмликитимизниң алий дөләт мукапити — «Алтын Қыран» ордени билән мукапатлиди. Рәсмий сәпәр программиси даирисидә орден Сәүдийә Әрәпстани тәрәпкә тәнтәнилик мәрасимда тапшурулди. 
Қазақстан Президентиниң Сәүдийә Әрәпстаниға қилған рәсмий сәпириниң иккинчи күниниң программисини мәмликәтниң тиҗарәт саһасиниң вәкиллири билән өткүзгән «дүгләк үстәл» ачти. 
Икки мәмликәтниң инвестиция, ихтисат, сода вә малийә саһалиридики өзара һәрикәтни күчәйтиш учришишниң асасий мавзуси болди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев чарә-тәдбир қатнашқучилириға илтипат билдүрүп, бир күн илгири Сәүдийә Әрәпстаниниң Мирасхор шаһзадиси Муһәммәд Салман бин Абдуләзиз Әл Сауд билән болған учришишта сода-ихтисадий вә инвестициялик һәмкарлиқни кәңәйтиш тоғрилиқ муһим келишимләрниң қолға кәлтүрүлгәнлигини хәвәр қилди.
Президент дөләтлиримизниң ихтисадий тәрәққият келәчигигә болған көзқаришиниң охшаш екәнлигини тәкитлиди.
– Saudi Vision-2030 программиси вә бизниң «Қазақстан-2050» Стратегиямиз ихтисатни диверцификацияләш, хам әшия товарлириға бағлиқ болушни төвәнлитиш, инсан капиталиға инвестиция бөлүш вә нәтиҗидә әң тәрәққий әткән дөләтләр қатариға кириш һесавиға миллий тәрәққиятни қолға кәлтүрүшкә нишан қилинған, – деди Дөләт рәһбири.
Президент андин кейин Сәүдийә Әрәпстани бизнесменлирини Қазақстанниң ихтисадий утуқлири тоғрилиқ тәпсилий хәвәрдар қилди. 
Дөләт рәһбири Сәүдийә Әрәпстаниниң қоллап-қувәтлиши билән Қазақстанда билим, саламәтликни сақлаш, мәдәнийәт вә инфрақурулум саһалирида баһаси 120 миллион доллардин ошуқ болған бирқатар муһим лайиһиләрниң әмәлгә ашурулғанлиғини тәкитлиди. Қазақстан Президенти шуниң билән биллә бу рәқәм дөләтлиримизниң иқтидариға мувапиқ кәлмәйду, дәп һесаплайдиғанлиғини қәйт қилди. 
Әйнә шуниңға бағлиқ докладта һәмкарлиқни кәңәйтишниң истиқбалға егә саһалири атап көрситилди. Һәммидин авал бу – иккитәрәплимә сода.
– Биз жүргүзгән тәһлилгә мувапиқ, Қазақстан машина ясаш, чоюн вә полат ишләпчиқириш, шундақла озуқ-түлүк санаити вә йеза егилиги охшаш саһаларда жилиға 400 миллион доллар болған хам әшия әмәс товарларниң 100дин ошуқ түрини тәклип қилалайду, – деди Президент. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Хитай, Қазақстан, Әзәрбәйҗан, Грузия вә Түркияни бағлаштуридиған Транскаспий маршрутини қошуп һесаплиғанда, транзит-транспорт вә логистикилиқ имканийәтләрни кәңәйтишни иккинчи муһим йөнилиш, дәп һесаплайду. 
Униң пикричә, ихтисатниң реал секторидиму һәмкарлиқ үчүн чоң иқтидар моҗут. 
Қазақстанда вә Сәүдийә Әрәпстанида нефть-химия саһасини, атом энергетикисини тәрәққий әткүзүш, йешил водородни ишләпчиқириш вә космосни тәтқиқ қилишни қошуп һесаплиғанда, башқа йөнилишләрни тәрәққий әткүзүш планлири бар. 
– Биз Корольлуқниң Saudi Vision-2030 стратегияси даирисидә өзиниң космос программисини тәрәққий әткүзүш мәхситини алқишлаймиз. Бизниң мәмликәтләр космос бошлуғини течлиқ мәхсәтләрдә тәтқиқ қилиш вә пайдилиниш саһасидики һәмкарлиқ үчүн тегишлик һоқуқ асасиға егә. Қазақстан аэрокосмос саһасини тәрәққий әткүзүш үчүн чоң тәҗрибә вә ресурсқа егә. Бизниң компаниялиримиз мошу саһаларда Сәүдийә Әрәпстаниниң дөләт вә хусусий компаниялири билән өзара һәрикәткә тәйяр, – дәп тәклип қилди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Президент елимиз аграр секториниң иқтидариға тәпсилий тохтилип өтти.
Туристик саһадиму өзара һәрикәт үчүн чоң имканийәтләр ечиливатиду. Дөләт рәһбири, җүмлидин Сәүдийә Әрәпстани бизнесменлириға Қазақстанниң туристик-рекрациялик лайиһилиригә диққәт ағдурушни тәклип қилди. 
Президент шуниң билән бирқатарда Қазақстанда инвесторлар үчүн заманивий институционал муһитниң вуҗутқа кәлтүрүлгәнлигини әслитип өтти.
– Мән Қазақстанниң Сәүдийә Әрәпстани билән иккитәрәплимә һәмкарлиқни күчәйтиш вә кәңәйтиш тәрәпдари екәнлигини тәстиқләш үчүн мошу имканийәттин пайдиланмақчимән. Бүгүн бу йәрдә Сәүдийә Әрәпстаниниң пүткүл дунияда чоң утуқларға йәткән жирик компаниялириниң рәһбәрлири қатнишип олтириду. Мән өзара пайдилиқ асаста бирлишип ишләш үчүн силәрниң һәммиңларни Қазақстанға тәклип қилимән, – дәп хуласилиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
«Дүгләк үстәл» давамида шундақла Сәүдийә Әрәпстаниниң инвестицияләр министри Халид Әл-Фалих, «Самруқ-Қазына» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Алмасадам Сәтқалиев, «НУХ «Байтерек» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Қанат Шарлапаев, SABIC компанияси мудирлар кеңишиниң рәиси Халид Хашим әл-Даббаг, MA’ADEN компаниясиниң баш мудири Роберт Уилт, ACWA Power компанияси мудирлар кеңишиниң рәиси Муһәммәд Абунайян сөзгә чиқти.
Форум ишиға Сәүдийә Әрәпстаниниң Ajlan & Bros Holding Group, SALIC, Saudi National Bank, Alhokair Group, FlyNas, Savola Group, SPIMACO, National Technology Group (NTG), Kingdom Holding, Dr. Sulaiman Al Habib Medical Group, Al Rajhi International for Investment, Al Muhaidib Group, Jamjoom Pharma, Tabuk Agriculture Development охшаш жирик компаниялириниң рәһбәрлири, шундақла Сәүдийә Әрәпстани ихтисадиниң барлиқ дегидәк секторлириға вакаләтлик қилидиған онлиған компанияләрниң рәһбәрлири қатнашти. 
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәсмий сәпири даирисидә бирқатар муһим иккитәрәплимә һөҗҗәтләр имзаланди. 
 ***
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла Сәүдийә Әрәпстаниниң жирик компаниялириниң рәһбәрлири билән учришишларни өткүзди. 
Җүмлидин Президент Сәүдийә Әрәпстани дөләт инвестициялик фондиниң башқурғучиси Ясир Әл-Румайян, Ajlan & Bros Holding Group холдинглар топиниң башқарма рәиси Аджлан бин Абдуләзиз Әл-Аджлан вә Acwa Power компанияси мудирлар кеңишиниң рәиси Муһәммәд Абунайян билән учришип сөһбәтләшти.
 Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш кативи Хиссейн Брахим Таха билән учрашти.
Учришиш давамида сөһбәтдашлар регионлуқ вә хәлиқара күн тәртивиниң муһим мәсилилири, шундақла Қазақстан вә Ислам һәмкарлиқ тәшкилати оттурисида техиму қоюқ һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш истиқбали бойичә пикирләшти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев Ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән өзара һәрикәтниң тәрәққий    етиватқанлиғини қанаәтлиниш билән тәкитләп, Қазақстанниң Тәшкилат даирисидә мусулман әллири билән һәмкарлиқни техиму кәңәйтиш тәрәпдари екәнлигини тәстиқлиди. 
Президент сөһбәт ахирида Хиссейн Брахим Тахани күздә Қазақстан пайтәхтидә өтидиған VII Дуниявий вә әнъәнивий динлар йетәкчилириниң қурултийиға тәклип қилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла Ислам тәрәққият банкиниң рәһбири Муһәммәд Сулейман Әл-Жассер билән учришип, ихтисатниң түрлүк саһалирида бирқатар бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш мәсилилирини муһакимә қилди. 
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Сәүдийә Әрәпстаниға қилған рәсмий сәпири вақтида муқәддәс Мәккә-Мукарәмини зиярәт қилип, өмрә һаҗилиқ сәпирини әмәлгә ашурди.
Қасым-Жомарт Тоқаев алаһидә шәрәпкә сазавәр болуп, хасийәтлик Кәәбиниң ичигә кирди. Униң ишиги пәқәт алаһидә әһваллардила жуқури дәриҗилик меһманлар үчүн ечилиду. Бу Сәүдийә Әрәпстани рәһбәрлигиниң Қазақстан лидериға билдүргән чоңқур һөрмәт-еһтираминиң нишани болди. 

***

Қазақстан Президенти Қирғизстанда сәпәрдә болуп, Чолпон-Ата шәһиридә өткән Мәркизий Азия дөләтлири рәһбәрлириниң IV консультатив учришишиға қатнашти. 
Дөләт рәһбири Қазақстанниң регионлуқ һәмкарлиқни күчәйтиш вә Мәркизий Азияниң дуниявий мәйдандики ролини ашуруш бойичә стратегиялик йолға садиқ болуп қалидиғанлиғиға ишәндүрди. Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла мәмликәтләрниң Мәркизий Азияни XXI әсирдә тәрәққий әткүзүш мәхситидә Достлуқ, яхши хошнидарчилиқ вә һәмкарлиқ тоғрилиқ шәртнамә қобул қилиш нийити тоғрилиқ елан қилди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев регионни тәрәққий әткүзүш вә түрлүк саһалардики һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн бирнәччә тәклипни оттуриға қойди.
 
1. Регионниң бехәтәрлиги 
 Бехәтәрликкә болған ховупниң алдини елиш бойичә қарарларни ишләп чиқиш үчүн Бехәтәрлик Кеңәшлири катиплириниң турақлиқ консультацияләр механизмини ишқа қошуш тәклип қилиниватиду. Қазақстан Президенти әйнә шуниңға бағлиқ ташқи ишлар министрлириға регионлуқ вә хәлиқара күн тәртивиниң асаслиқ мәсилилири бойичә келишилгән яндишишларни ишләп чиқиш үчүн мунтәзим асаста, кам дегәндә йерим жилда бир қетим, кеңәшмә өткүзүшни тапшуруш зөрүр, дәп һесаплайду. 
Қазақстан Мәркизий Азия дөләтлириниң көптәрәплимә шәкил даирисидә өзара һәрикәт қилиш концепциясини қобул қилишни тәклип қилиду. Мәркизий Азия лидерлири Консультатив учришишиға башқа чегаридаш дөләтләрниң, мәсилән, Россия вә Хитайниң жуқури дәриҗилик вәкиллири тәклип қилинған меһманлар сүпитидә қатнашқан болар еди. 
– Әтиму яки кәчтиму геосәясий қарши туруш вақти түгәйду, селинған көрүкләр болса, қалиду. Улар бизниң қериндаш хәлиқлиримизниң кәлгүси әвлади үчүн бебаһа мирасқа айлиниду, – дәп пикирлири билән ортақлашти Қасым-Жомарт Тоқаев.
 
2. Дөләтләрара чегарилардики мәсилиләр
Президент чегариларни ениқлашниң өзара қолайлиқ яндишишлирини ишләп чиқиш үчүн тәҗрибилик юристларни, картографларни, чегаричиларни вә башқа мутәхәссисләрни ишқа җәлип қилип мәйдан қуруш тәшәббусини оттуриға қойди. Уйғунлаштурушни Ташқи ишлар министрлириниң кеңиши өз зиммисигә елиши мүмкин. 
– Дөләтләрара чегариларда етилған һәрбир оқ пәқәт җәлип қилинған әлләрдила әмәс, бәлки пүткүл регионда еғир сада болуп қайтиду. Әксичә, нәқ һазирқи боһран шараитида бизниң дөләтләр қариму-қаршилиқларни цивилизациялик, җавапкәрлик йол билән биртәрәп қилиш үлгисини намайиш қилиши керәк. Биз өз тәҗрибимиздин билимиз, чегариларни юридик рәсмийләштүрүш җәрияни наһайити мурәккәп вә мәшәқәтлик. Талаш туғдуридиған мәсилиләрни пәқәт һәқиқий яхши хошнидарчилиқ вә хәлиқара һоқуқниң асаслиқ принциплирини һөрмәт қилиш роһидила һәл қилишқа болиду, – дәп ишиниду Қасым-Жомарт Тоқаев.

3. Ихтисадий кооперация
Дөләт рәһбириниң пикричә, Мәркизий Азия ихтисадий кооперацияси миллий ихтисатларниң өсүшиниң әң муһим болмисиму, һәр һалда асасий мәнбәлириниң бири болалайду. Шуңлашқа чегара йенидики сода-ихтисадий мәркәзлири тармиғини ишқа қошуш үчүн әмәлий чариләрни көрүш пайдилиқ болди, улар техиму кәңәйтиш истиқбали билән Мәркизий Азия әллириниң Бирпүтүн товар өткүзүш системисиниң таянч нуқтилиридин болуп хизмәт қилиду. 
Қасым-Жомарт Тоқаев докладида электронлуқ коммерцияни тәрәққий әткүзүшниң муһим екәнлигини тәкитлиди вә мәһсулатни онлайн-көргәзмиләрдә бирлишип өткүзүшни уюштуруш тәкливини оттуриға қойди. 
Қазақстан Президенти Мәркизий Азия әллирини уттур вә портфельлиқ инвестицияләрни рәғбәтләндүрүш үчүн «Астана» Хәлиқара малийә мәркизи мәйданида һәмкарлиққа чақирди. 

4. Қитъәләрара сода
 Қазақстан «Мазари-Шариф – Кабул – Пешавар» төмүрйоли қурулушиға қатнишишқа тәйяр. Җүмлидин мәмликәт төмүрйолниң үстүн қурулуш материаллирини тохталсиз йәткүзүшни тәминлиши вә қатнаш тәркивини бериши мүмкин. Қасым-Жомарт Тоқаев шерикләрни Шәрқий Азия вә Парс қолтуғи әллири оттурисидики қисқа маршрут болған «Қазақстан – Түркмәнстан – Иран» төмүрйолини актив пайдилинишқа чақирди. 
Шундақла Қазақстан «Түркмәнбеши – Гарабогаз – Қазақстан чегариси» йеңи автомобиль йолиниң қурулушини қоллап-қувәтләйду . 
 – Хәритигә үзә қариғанниң өзи Мәркизий Азияниң Россия, Хитай, Җәнубий Азия, Йеқин Шәриқ вә Җәнубий Кавказ туташқан җайға надир географиялик орунлашқанлиғини көрситиду. Йеңи геосәясий әһвалда бизниң регионниң қитъәләрара содини илгирилитиш вә тәрәққий әткүзүштики роли кәскин өсүватиду, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти.
 
5. Регион климатиниң өзгириши 
Әтрап муһитни қоғдаш вә регионда климатни өзгәртиш мәсилисидә келишилгән сәясәтни жүргүзүш бойичә бирләшкән иш-һәрикәтни уйғунлаштуруш үчүн Мәркизий Азия әллириниң лайиһә идарисини вуҗутқа кәлтүрүш тәклип қилиниватиду. 
– Һөкүмәтләрара климатни өзгәртиш бойичә экспертлар топиниң 1,5 градус тоғрилиқ мәхсус доклади мошу әсирниң ахириғичә Мәркизий Азиядә температуриниң Цельсий бойичә 6 градус өсидиғанлиғини тәхмин қилмақта. Бу аләмшумул температуриниң тәхмин қилиниватқан өсүшидин икки һәссә жуқури. Һазир Қазақстанда 2 724 музлуқ бар. Әң чоңи – Туюқсу музлуғи –кейинки 38 жилда бир километр кичиклиди. У һәр жили өзиниң 58 миллион тонна миқдариниң бир миллион тоннисини йоқитиватиду. Бу су ресурси миқдариниң 2040-жилға қәдәр 20 пайиздин ошуқ азийишиға елип келиду, –дәп чүшәндүрди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Қазақстан шундақла мәмликәтләрни Хәлиқара Арални қутулдуруш фонди даирисидики өзара һәрикәтни күчәйтишкә чақирди. 

6. Мәдәний-гуманитарлиқ алақилар
Қазақстан Президенти илим-пән, мәдәнийәт вә билим саһасида бирнәччә тәклипләрни оттуриға қойди. Қазақстан Мәркизий Азия әллиридә йетәкчи алий оқуш орунлириниң шөбилирини ечишқа тәйяр. 
Шундақла регионда архив һәм тәтқиқат мәлуматлирини алмаштуруш үчүн бирләшкән онлайн-платформа вә умумрегионал телеканал яки йеңилиқлар интернет-сайти пәйда болуши мүмкин. Қасым-Жомарт Тоқаев регионни бирпүтүн мәдәний кәңлик сүпитидә көрситиш үчүн һәр жили Мәркизий Азияниң мәдәний пайтәхтини елан қилиш әмәлиятини башлаш керәк, дәп һесаплайду. 
– Бүгүнки Саммитниң йәкүнлири Мәркизий Азиядики течлиқ, бехәтәрлик вә тәрәққият үчүн регионлуқ кооперацияни тәрәққий әткүзүштә йеңи сәһипини ачиду, дәп һесаплаймән. Қазақларда «Татулық – таусылмас бақыт», дегән нәқил бар, у «Достлуқ – түгимәс байлиқ», дегән уқумни билдүриду. Вақит синиғидин өткән йеқин вә өзара ишәнчә мунасивәтлириниң, умумий тарихий вә роһий томурниң һәрқачан мәмликәтлиримиз достлуғиниң түгимәс-пүтмәс мәнбәси болидиғанлиғиға ишинимән, – дәп хуласилиди сөзини Қазақстан Президенти. 
Консультатив учришишта шундақла Қирғизстан, Өзбәкстан, Таҗикстан, Түркмәнстан Президентлири – Садыр Жапаров, Шавкәт Мирзияев, Эмомали Рахмон, Сердар Бердымухамедов сөзгә чиқти. 
Учришиш йәкүни бойичә Мәркизий Азия дөләтлири рәһбәрлири Консультатив учришишиниң Бирләшкән билдүрүши қобул қилинди, Регионлуқ һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш бойичә 2022 – 2024-жилларға бәлгүләнгән йол хәритиси, Мәркизий Азия дөләтлириниң көптәрәплимә шәкилдә өзара һәрикәт қилиш концепцияси, Мәркизий Азия үчүн Регионлуқ «Йешил күн тәртиви» программиси мақулланди. 
Униңдин ташқири Қазақстан Җумһурийити, Қирғиз Җумһурийити, Өзбәкстан Җумһурийити, Таҗикстан Җумһурийити вә Түркмәнстан Җумһурийити оттурисида Мәркизий Азияни XXI әсирдә тәрәққий әткүзүш мәхситидә Достлуқ, яхши хошнидарчилиқ вә һәмкарлиқ тоғрилиқ шәртнамә келишилди һәм уни имзалаш җәрияни башланди. 
Шундақла Хәлиқара Арални қутулдуруш фондини тәсис қилғучи дөләтләр рәһбәрлириниң Хәлиқара Арални қутулдуруш фонди президентиниң вакалитини узартиш тоғрилиқ қарари имзаланди.
 ***
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қирғизстанға қилған сәпири даирисидә Чолпон-Ата шәһиридики Мухтар Әвезовниң музей-өйини зиярәт қилди. 
Президент музей-өйдә Мухтар Әвезовниң бюстини ачти вә пәхрий меһманлар китавиға тиләклирини йезип қалдурди. 
Чолпон-Атада Мухтар Әвезовниң өйи 1959-жили селинди. Бу өйдә улуқ язғучи 1959 – 1961-жилларда яшап иҗат қилди. 1970-жили сентябрьда бу йәрдә Мухтар Әвезовниң китапхана-музейи рәсмий ечилди. Һазир музейда язғучиниң шәхсий буюмлири – үстәл, орундуқлар, орундуқ-кресло, кресло-каривәт, үстәл саати, кийим асқучлар, китап шкафи, китаплар сақланған.
Китапханиниң дәсләпки 500 нусха китави язғучиниң қизи Лейла Мухтарқизиниң тәшәббуси билән жиғилди. Һазир униң фонди 12 миңға йеқин китапни тәшкил қилиду. Китапхан-музейда семинарлар, китапханлар конференциялири, учришишлар өткүзүлүп туриду. 

2355 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы