• Замандаш
  • 03 Тамыз, 2022

Байсейитниң саһипқирани

1965-жилниң 13-январь күни «Уйғур авази» (илгәрки «Коммунизм туғи») гезитида мениң «Уйғур қизи» поэмам бесилип, мени оғул тапқандәк хошал қиливәтти. Аридин анчә өтмәйла, өйүмгә бир киши мени издәп Байсейиттин келип, һалимни сориди. Чай ичип олтирип, институтни тамамлиған дипломим бар-йоқлуғини сүрүштүрди. У дипломимни көрүпла, «Һәҗәп яхши болди!» дәп, орнидин дәс туруп кәтти. «Он күндин буян Сизни издәп, бүгүн аран таптим, – деди у күлүмсирәп, – Мениң исмим Турсун Турди, Байсейит йезисида мәктәп мудири, мәнму Сизгә охшаш шеир язимән, гезиттин поэмиңизни оқуп чиқип, сизгә һәвәсим келип қалди. Аңлисам, Ғулҗида муәллимлик қилғанкәнсиз, халисиңиз, бизниң мәктәптә ишләң!» – деди. Русчә билмисәм қандақ ишләймән? девидим, “Байсейитта руслар йоқ, һәммиси уйғур дәп күлди. — Маңа дипломиңизниң көчәрмисини бериң, бир һәптидин кейин машина билән келип, сизни көчирип елип кетимән, вақтинчә туруп турғидәк өйму бар”,  дәп, мениң билән хошлашти. 
Турсун Турди вәдигә вапа қилип, Байсейитқа бизни көчирип апарди. Таладин өйгә кирсәк, һөппидә иссиқ урулди. Өйгә кигиз вә көрпә селинип, кичигирәк җозиму қоюлған еди. Шу арида бизни көчирип кәлгән Тейипҗан исимлиқ шофер өйгә қариқаш, қамлашқан, салапәтлик бир кишини «Мениң акам болиду» дәп башлап кирди. Иллиқ чирай у киши маңа қол сунуп: «Хуш кәпсиз» дәп бағриға тартип көрүшти. Һәммимиз у кишини төргә тәклип қилдуқ. «Биз кәлдуқ, бала кәлмисун, ақивитимиз ават болсун!», дәп дуаға қол көтирип патиһә қилип, алдираш иши барлиғини, кәлгинимизни аңлап, көрүшкини киргәнлигини, әтә кәчтә өйигә чайға тәклип қилипла, үзүр сорап, чиқип кәтти. Мени аста ноқуп, «Сизни бу йезиға әкәлдүргән киши әшу – Һемит Йүсүпов, у Байсейитниң башлиғи, жутниң атиси. Ундақ дегиним, уйғурларниң даңлиқ Авакри Шәмси дегән рәссами бар еди, у Әлахан Султан, Садир палван, Ғени батур вә башқиларниң рәсимини сизған, 30-жилларда «хәлиқ дүшмини» дәп узун муддәткә Сибирьға сүргүн қилинған еди. 50-жилларда у қайтип келип, өйсиз, ишсиз узун муддәт бекарчи болуп бойни қисилип, көрүнгән йәрдә харлинип қалғанлиғини аңлап, ичи тит-тит болуп, бир күни өйигә мени чақирип, «Укам, Авакри акамни мәндинму яхши билисән, һөҗҗәтлирини җөндәп, рәсим муәллими қилип ишқа алсаң, мән униңға икки еғиз өйниң ғемини қилсам, қандақ дәйсән?», дәп маңа буйриди. Униң йолида хелә йол меңип, ахири Авакри акамниму мәктәпкә әкеливалдим. 
Һемит акиниң көңли юмшақ, шаир-язғучи, алим адәмләргә толиму амрақ. Аблеким дохтурни, Һезиз Һезимов билән мениму Челәктин Байсейитқа йөткәп кәлгән мошу Һемит акам еди. У “Челәк” тамака совхозиниң ихтисадий гүллинип, хәлиқниң һал-оқити яхшиланғандин кейинла бир жиллири көч-көчтә селинған соқма там, гәмә өйләрни қалдурмай чеқип ташлап, әл билән мәслиһәтлишип, бир хил заманивий өй қурулушини башлап, үстидә өзи қадилип олтирип, қисқа қәрәлдә көргән киши һәйран қалғидәк, кәң кочилиқ азадә өйләрниң қурулушини тамамлап, жутдашлирини толиму рази қилған еди. Шуниңға улапла хәлиқ билән бамәслиһәт, Челәк дәриясиғичә болған ойман-дөңләрни түзләп, көз йәткүсиз азған тикәнлик йәрдә алмилиқ бағ пәйда қилди. Мевилик баққа киргәндә совхоз мудири Александр Темновни меһманға чақирип, чоң-кичик һәммини бағ сәйлисигә тәклип қилип, өзлириниң «Шатлиқ» ансамблиниң иҗрасида чоң концерт көрситип, әтидин кәчкичә қанғичә ойнап-күлгинимиз һелиму ядимда. Шу күни бүк-барақсан бағни көрүп һәйран қалған А.Темнов: «Һемит, у аләмдә бар дәп аңлиған җәннәтни бу аләмдә – мону ташландуқ йәрдә ясапсәнғу, ярайсән!” – дегән екән.
Байсейитқа барған күнниң әтиси кәчирәк Һемит акиниң иниси Тейипҗан билән уларниң өйигә бардуқ. Һемит ака маңа ара там хошна болуп, униң өйи йәттә балисиға лайиқ кәң-ташалиғини демисәк, башқиларниң өйидин анчила пәриқлинип кәтмәтти. Салам берип кәң меһманханиға кирсәк, адәмләр бизни күтүп, лиссидә олтарған екән. Патиһәдин кейин Һемит ака олтарған жут мөтивәрлирини бир-бирләп тонуштурди. Бир-икки пиялә чай ичилгәндин кейин орнидин дәс туруп мундақ деди:
– Мошу олтарғанлар, әгәр сүрүштүрсәк, бир-биримизгә ят әмәс, демәк биз – қериндаш! 1880-жилларда Қазақстанға баш-паналиқ тиләп чиққан ата-бовиларниң пушти. Һәммимиз мошу жутта истиқамәт қилған Сейит Муһәммәд Қашийни өзимизгә пир тутқанмиз. Бу тәвәрүк жутта вәтәнпәрвәр шаир Абләй Муһәммәдий яшиған. Кечидин бери бизни пана тартип инимиз Абдуғопур Қутлуқ жутумизға қошулди. Бу чейимизниң сәвәпкари мошу қериндишимизни силәргә тонуштуруштин ибарәт. Қериндашлар, язғучи-шаирини билмәйдиған, һөрмәт қилмайдиған хәлиқ оңмайду. Һәқиқий шаир дегән Пәйғәмбәр, Хәлипидин қалсила Аллаға йеқин адәм һесаплиниду. Мениң киндик қеним төкүлгән мошу әзиз жутумни мәшһур шаирлар жутиға айландуруш арминим бар! Әнди новәтни меһманға бәрсәк, – дәп орнида олтарди. 
Мән орнумдин туруп, қолумни көксүмгә қоюп салам берип, саһипханға қериндашлиққа, атидарчилиққа ярап, қилған херидарлиғи үчүн чин көңлүмдин тәшәккүр изһар қилдим. 
Ашчамғур билән ашкөки селип әткән үгүраш билән соқум гөштин қилинған йоған тавақтики нарин гәп билән болуп йейилип кәтти. Мана аридин 60 жил өтсиму, Ағчихан ана билән Ибадәт һәдиниң әткән тамиғиниң тәми һелиғичә кәткини йоқ. 
***
Туюқсиз башланған уруш Һемит Йүсүповниң Алий мәктәптә оқуш арзусини йоққа чиқарди. 1942-жилниң июль ейида оғлиниң уруш мәйданиға атлиниши йолдиши Йүсүптин техи йеқиндила айрилип қалған Ағчихан аниниң жүрәк бағрини парә-парә қилди. Һемит акиниң җәңгивар сәпири уни шиддәтлик җәң болуватқан Смоленск йөнилишидә 247-дивизияси тәркивигә қошти. Кечә-күндүз тохтимай давамлашқан һаят-мамат җеңидә икки қетим қаттиқ ярилинип, госпитальда йетип даваланди. У дүшмәндин қисасини елиш үчүн аяққа дәс турушини арман қилатти. Каривәттә бир жил ятқандин кейин, олтарғидәк һалға кәлди. 1943-жилниң октябрь ейида йәр дәссигидәк болғанда, командири палатиға кирип, «арқа сәпкиму адәм керәк, сән өйүңгә қайтидиған болдуң», дәп уни Алмутиға поездға селип қойди.
Һемит Йүсүпов бир қолида қолтуқ таяқ, бир қолида һасиға тайинип киндик қени төкүлгән өйиниң босуғисидин атлиғанда, Ағчихан аниниң қолидики чөгүн дараңлап йәргә чүшүп кәтти. Ана балисиға қарап етилип келип қучақлап, «Сән болсаңму йәр дәссәп кәпсәнғу, балам, акаңға охшаш оққа учуп, яқа жутларда қелип қалмапсән, Худаға шүкри...», – дәп жиғлатти. Анисиға ичи ағрип қап-қара көзлиригә лиққидә яш алған еди оғли. Пака өйгә йөткилип «Қәдәм» колхозиниң рәиси Қадир Йолчиев кирип кәлди. У Һемитни қучақлап, һелиму йәр дәссәп кәпсән, балам, Байсейитта ишлигидәк әр қалмиди. Бираз демиңни елип, маңа йолуқарсән деди. Әтиси аниси етип бәргән әткәнчайни ичип болупла, қолтуқ таяқни өйниң булуңиға йөләп қоюп, һасисиға тайинип, авайлап меңип колхоз идарисигә барди. Колхоз рәиси хошал күтүвелип, каллаң сақ болғандин кейин, йенимдики бөлмидә олтирип, фермини башқуруп бәрсәң, балам: «Қандақ қилаламсән?» деди. Һемит: «Қилип бақай, қамлаштуралмисам, сиз барғу ата!» деди. Бирәр жил өтмәйла терилғу бригадири болди. Шундин башлап һасиниму өйдә ташлап, етиз-ериқларни арилашни өзигә адәт қиливалди. Мәйданға ашлиқ керәк еди, жутдашлирини тойдурмиса болматти. У өзигә ишинип тапшурған ишниң мәсъулийитини чоңқур һис қилип, кечә-күндүз демәстин, қолидин кәлгән ишниң һәммисини қилди. Көптин күткән ғалибийәтни хошал күтүвалғандин кейин қой фермисини башқурди. Ферма гүлләнгәндин кейин, униң адил, ишчан адәмлигини синап көргәндин кейин, колхоз әзалириниң жиллиқ һесават жиғинида Қадир Йолчиев өзи хизмәттин истипа берип, орниға Һемит Йүсүповниң намзитини рәислик орниға тәвсийә қилди. Колхозчилар униң тәливини бир еғиздин қоллиди. 1958-жили «Челәк» тамака совхозиниң бир бөлүмчиси болғанда, сайлам өткүзүлүп, совхоз әзалири өзи сөйгән, өзи ишәнгән Һемит акини өзлиригә башлиқ қилип сайлиди. Байсейитта 1983-жили «Бартоқай» совхози қурулғанда, Һемит ака өз ихтияри билән истипа берип, әлгә тонулған оғлан Җәмшит Розахуновқа тапшуруп бәрди. 
1943-жилдин 1983-жилғичә 40 жил бир орунда қилған иши баһалинип, униң мәйдисигә Әмгәк Қизил Туғи ордени қадалди. Һемит ака өмүрлүк йолдиши Ибадәт һәдә билән пәрзәнтлири – Меһманқиз, Абдуваҗит, Турахан, Гүлҗаһан, Патигүл, Абдувайит, Рабийәләрни күтүп, тәрбийиләп, һәммисини дегидәк алий мәлуматлиқ, әлгә ярамлиқ қилип өстүрди. Һемит ака уруш сәвәвидин алий билим алалмай қалған билән пәрзәнтлирини оқутуп, арминиға йәткән болди. Униң яшаш философияси: “Адәмниң қиммити униң әмгиги билән өлчиниду”. Дәрһәқиқәт, бу раст! Һемит ака бақиға кәткән билән униң чириғини өчәрмәй жүргән 7 оғул-қизи бар. У бәрпа қилған Байсейитниң қатар-қатар сувадан-терәклиридә униң қолиниң изи бар, ғаздәк қатарлашқан һәрбир қутлуқ өйдә бәш бармиғиниң из-тамғиси бар. 
Мана мошундақ әмгиги билән әлгә тонулған инсанларни көпчиликкә тонуштурушниң зөрүрлүгини, уларниң бесип өткән һаят йоли бүгүнки яш әвлатқа үлгә-нәмунә болуши керәклигини дайим тәкитләймиз. Бүгүнки паравән турмушни бәрпа қилиш йолида тәр төкүп, әҗир сиңдүргәнләр унтулмаслиғи керәк. Мениң оюмчә, бу күнләрдә туғулғиниға 100 жил толидиған Һемит Йүсүпов охшаш әсла унтушқа болмайдиған улуқ сималарниң өлмәс роһи биз билән мәңгү биллә яшайду. У өлгән билән униң өлмәс роһи Байсейитниң саһипқиранидәк әгип жүрүвериду...

Абдуғопур ҚУТЛУҚ,
шаир.

1910 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы