• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Аһали сани 27 миллиондин ашиду

«Әмгәк ресурслирини тәрәққий әткүзүш мәркизи» (ӘРТМ) акционерлиқ җәмийити Тәхмин департаментиниң экспертлири туғулуш, өлүм вә миграция көрсәткүчлири асасида демографиялик тәхмин тәйярлиди. 
Тәһлилгә мувапиқ, 2030-жилға қәдәр Қазақстан аһалисиниң сани 20,8 — 21,5 миллион, әнди 2050-жилға қәдәр 23,5 — 27,7 миллион адәмни тәшкил қилиши мүмкин. 
 — Буниңда әгәр өлүм вә туғулуш көрсәткүчлири 2021-жилниң дәриҗисидә, ташқи ички миграция 2017 — 2021-жиллардики оттура дәриҗидә сақлинип қалса, 2030-жилға қәдәр Қазақстан аһалисиниң сани 20 миллион 958 миң, 2050-жилға қәдәр болса, 27 миллион 192 миллион адәмгә йетиду, — дәп тәкитлиди ӘРТМ Тәхмин департаментиниң мудири Дмитрий Шумеков. 
Мәсилән, департамент мудириниң мәлуматлири бойичә, 2030-жилға қәдәр аһали сани һәммидин көп Нур-Султанда 420 миң адәмгә яки 33 пайиз өсүп, 1,7 миллион адәмгә, Алмутида 414 миң адәмгә яки 20 пайиз өсүп, 2 миллион 466 миң адәмгә, Чимкәнттә 369 миң адәмгә яки 32 пайиз өсүп, 1,5 миллион адәмгә йетиду. 
Униңдин ташқири Түркстан вилайити аһалисиниң сани 207 миң, Маңғыстав вилайитиниң — 170 миң, Алмута вилайитиниң 145 миң адәмгә көпийиду. Әнди Шәрқий Қазақстан, Қостанай, Шималий Қазақстан, Қарағанда, Павлодар вә Ақмола вилайәтлиридә аһали саниниң қисқирайдиғанлиғи күтүлмәктә. 
ӘРТМ аналитиклириниң һесаплишичә, 2050-жилға қәдәр аһали саниниң өсүши бойичә Чимкәнт биринчи орунға чиқиду, униң аһалиси бир миллион 679 миңға көпийип, 2,8 миллион адәмгә йетиду. Нур-Султанда өсүш бир миллион 634 миң адәмни тәшкил қилип, 2,9 миллион адәмгә йетиду, бу аһали саниниң 2,3 һәссә өскәнлигигә мувапиқ келиду. Алмутида турғунлар сани 1,4 миллионға көпийип, 3,5 миллион адәмгә йетиду. Маңғыстав вилайитидә болса, аһали сани 820 миңға көпийип, регион турғунлириниң сани бир миллион 571 миң адәмни тәшкил қилиду.
— Шуни тәкитләш керәкки, бизниң тәхминимиз һәм БДТниң Ихтисадий вә иҗтимаий мәсилиләр бойичә департаментиниң йеңи демографиялик тәхмини бир-биригә охшаш келиду вә 2030-жилға қәдәр Қазақстан аһалиси саниниң 20,8 — 21,5 миллион адәмгичә, 2050-жилға қәдәр 23,5 — 27,7 миллион адәмгичә өсидиғанлиғини тәхмин қилиду, — дәп ортақлашти Дмитрий Шумеков. 
Умумән, БДТ тәхмини бойичә, бийил ноябрь ейида дуния аһалиси саниниң сәккиз миллиард адәмдин ешип кетидиғанлиғиға қаримай, кейинки вақитта өсүш көрсәткүчиниң пәйдин-пәй азайғанлиғи байқалмақта. Мәсилән, 2019-жилда аһали 76 миллион адәмгә өскән болса, 2021-жили бу көрсәткүч 68 миллион адәмни тәшкил қилди. 
— Аһали саниниң новәттики пәллиси 9 миллиардқа 2037-жилда, 10 миллиардқа болса, 2058-жили йетидиғанлиғи пәрәз қилинмақта, — дәп хуласилиди эксперт. 
 

646 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы