• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Вилайәт һакими Яркәнт тәвәсидә болди

Йеқинда Жетису вилайитиниң һакими Бейбит Исабаев (сүрәттә солдин биринчи) икки күнлүк иш бабидики сәпәр билән Панфилов наһийәсидә болуп, аграрлиқ һесапланған наһийәниң йеза егилиги саһасиниң тәрәққияти билән йеқиндин тонушуп, тәвә турғунлири билән учрашти.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, 
«Уйғур авази» 

Бейбит Өксикбайоғли Панфилов наһийәсиниң һакими Марат Сағымбекниң һәмралиғида дәсләп «Қорғас» хәлиқара чегара йенидики һәмкарлиқ мәркизидә болди. 
«Қорғас» хәлиқара чегара йенидики һәмкарлиқ мәркизи” акционерлиқ җәмийитиниң рәиси Ерлан Жайлаубайниң тәкитлишичә, бу йәрдә 17 лайиһини әмәлгә ашуруш молҗаланған болса, бүгүнки күндә пәқәт униң бирқанчисила ишқа қошулған. Ениғирақ ейтқанда, 12 лайиһә ишқа қошулған. 25 миллиард тәңгилик инвестиция тартилған. 
Тәкитләш керәкки, пандемиягичә 750 адәм иш билән тәминләнгән. Лекин вилайәт һакиминиң һәрбир лайиһигә алаһидә диққәт қилиши түпәйли, ениқ һесават берилип, һазирқи күндә пәқәтла үч обьект толуқ ишқа қошулғанлиғи мәлум болди. Улар товарларни вақитлиқ сақлаш, сода-оюн-тамашә павильони һәм N4 сода-сетиқ павильони. Мәлум болушичә, бәш павильонда техи қурулуш ишлири жүргүзүлүватса, йәнә үч лайиһә толуқ ишқа қошулмиған, қалған 9 лайиһә әндиликтә әмәлгә ашмақчи. Бу умумий баһаси 50 миллиард тәңгилик лайиһиләр 57 гектар мәйданда әмәлгә ашурулидиған болиду. 
  Қошумчә қилиш керәкки, чегаридики баш планға мувапиқ, лайиһиләрни әмәлгә ашуруш үчүн 320 гектар мәйданға 560 миллиард тәңгилик инвестиция һаҗәт. Чегара мәркизидә көргәзмә павильонлири, хәлиқара университет, йеза егилиги базири, ресторан, меһманхана, бизнес һәм медицинилиқ мәркәзләр, мирасгаһларни селиш мәхсәт қилинған. 
Жетису вилайити һакими Б.Исабаев «Қорғас-Шәриқ дәрвазиси» қурғақ портини арилап чиқти. Қурғақ порт һәққидә униңға 2014-жилдин бери рәһбәрлик қиливатқан Мурат Баймуханов толуқ һесават бәрди. 4591,5 га йәрдики қурғақ портта 28 қатнашқучи рәсмий тиркилип, униңда баһаси 499,75 миллиард тәңгилик лаһийә әмәлгә ашқан. «Заря ltd», ҖЧЙ «KIF Warehouses», «Qaz Prod Group», «Standard Steel KZ», «SSA Feed Mills» вә башқилар шулар җүмлисидин. 
Қурғақ портни арилап чиққан вилайәт рәһбири «Elit baby production» дәп аталған карханида болди. 
Мәзкүр лайиһәниң баш мудири Парвиз Нуриниң тәкитлишичә, лайиһини ишқа қошуш үчүн икки жил вақит сәрип қилинип, икки ай илгири уни оңушлуқ ишқа қошқан. Һазирчә бу йәрдә 40 адәм турақлиқ иш билән тәминләнгән. Улар күнигә 250 миң подгузник вә салфеткиларни ишләп чиқириду. Завод толуқ ишқа қошулған тәғдиргә йәнә 50 иш орни ечилиду. 
Бейбит Исабаевниң сәпири андин транспортлуқ-логистикилиқ зонида давамлишип, вилайәт рәһбиригә қурғақ порттики «KTZE Khorgos Gateway» ҖЧЙниң мудири Мадияр Омаров иш җәрияни билән тәпсилий тонуштурди. Һә, «Алтынкөл» төмүрйол станциясидә болса, станция башлиғиниң вәзиписини атқурғучи Қуаныш Жақсыбек жүк тошуш ишлири һәққидә әхбарат бәрди. 
Вилайәт һакиминиң тәвәгә болған иш сәпири «Нур жолы» өткүлидә аяқташти. «Ғәрбий Хитай-Ғәрбий Европа» автомагистралиниң иш паалийити билән тонушуш җәриянида тәвлүгигә 2200 вә 300 автомашина өткән болса, пандемияниң тәсиридин машинилар сани 90гә қисқириғанлиғидин хәвәрдар болди. 
Б.Исабаевниң тәвәгә болған иш сәпириниң иккинчи күни «Көктал Агро» ҖЧЙниң товарлиқ сүт фермисидин башланди. Фермида 1150 швицхаун нәсиллик сийирлар беқилип, униңдики 650 сеғин сийирниң һәрқайсисидин күнигә 25 литр сүт сеғиливатқанлиғи, һә һәр күни 13 тонна сүт «Фуд Мастер» ҖЧЙға, йәни Алмутиға әвәтиливатқанлиғи һәққидә әхбарат берилди. 
Яркәнт шәһиридики «Яркәнт крахмал-ширнә заводиға” кәлгән вилайәт һакимиға бу карханиниң җумһурийәттила әмәс, бәлки Оттура Азиядә тәңдиши йоқ екәнлиги алаһидә тәкитләнди.Заманивий үлгигә мувапиқ селинип, чәт әл технологиялири билән җабдуқланған заводта қөмүқонақтин 28дин ошуқ мәһсулат ишләпчиқириш имканийитигә егә. 
Бейбит Өксикбайоғли андин Яркәнттики «Ернар» шәхсий дехан егилигидә болди. Егилик рәһбири, атақлиқ дехан Тасқин Жапарқул егиликниң терилғу мәйданида өстүрүлүватқан көмүқонақтин елиниватқан һосул һәққидә ейтип бәрди. 
Жетису вилайитиниң һакими Б.Исабаевниң Панфилов наһийәсигә болған икки күнлүк иш сәпири Яркәнт шәһиридики Мәдәнийәт өйидә тәвә җамаәтчилиги вәкиллири билән учришиши билән аяқлашти. Учришишта вилайәт һакими елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Мәктүбидә алға сүрүлгән вәзипиләрни орунлашқа чақирди. Вилайәт һакимиға тәвә турғунлири, болупму шәһәр турғунлири өй елиш үчүн узун жиллардин бери новәт күтүватқанлиғи, кочиларға йоруқлуқ тартиш, йолларни җөндәш, мәдәнийәт өйлирини ремонтлаш, мәктәпләрни исситиш, газ тартиш охшаш мәсилилири билән мураҗиәт қилди. 

 Панфилов наһийәси.  
Руслан ҚАДИРОВ чүшәргән сүрәтләр. 

656 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы