• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Қазақстанлиқларниң кирими қандақ өсти

Қазақстанлиқларниң кирими басқучлуқ өсүватиду. Президентниң тапшурмиси бойичә Һөкүмәт 2025-жилғичә аһали киримини ашуруш программисини тәстиқлиди. 
2022-жилниң биринчи йериминиң йәкүни бойичә 850 миң бюджет саһаси хадиминиң, 240 миң квазисектор ишләпчиқириш персоналиниң, 1,2 миллион бизнес қурулумлири хадиминиң иш һәққи көпәйди, иҗтимаий төләмләр көпәйди.
50 компания чоң инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашурди, бу болса, уларниң әтрапида кичик вә оттура карханиларни вуҗутқа кәлтүрүш имканийитини яратти. Бу қазақстанлиқ мәһсулат үлүшини көпәйтиштин ташқири, регионларниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға иҗабий тәсир йәткүзиду вә йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүриду. 
Һөкүмәт 2025-жилғичә инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашуруш даирисидә икки миллиондин ошуқ йеңи иш орнини вуҗутқа кәлтүрүшни планлаватиду. Уларниң 444 миңи 2022-жили вуҗутқа кәлтүрүлиду. Рәсмий мәлуматлар бойичә 1-июльға қәдәр 249 миң иш орни вуҗутқа кәлтүрүлди, бу жиллиқ планниң 56 пайизи. 
Дөләт рәһбириниң тапшурмисиға мувапиқ 23,5 миң адәмни җәлип қилған «Яшлар әмәлияти» лайиһиси бойичә тәҗрибидин өтүш узақлиғи алтә айдин 12 айғичә, 96 миң адәмни җәлип қилған «Биринчи иш орни» лайиһиси бойичә 12 айдин 18 айғичә узартилди. 
2022-жилниң 1-июлиғичә болған әһвал бойичә 546 яшлар гранти берилди, 1,1 миң адәм биринчи иш орниға егә болди, яшлар әмәлиятиға 8,6 миң адәм җәлип қилинди. Колледжлар йенида 21 кичик кархана (планда –100) вуҗутқа қурулди, алий оқуш орунлири йенида 63 мәнсәп мәркизи (планда – 103) ечилди. 
Аһалиниң иҗтимаий җәһәттин аҗиз қатламлириға тәәллуқ шәхсләрниң өйдин чиқмайла турақлиқ кирим елиши үчүн имканийәтләр яритиливатиду.
Аилини қоллап-қувәтләш мәркәзлири (мәмликәт бойичә – 35) «бир деризә» принципи бойичә юридик, психологиялик, иҗтимаий, турушлуқ өй вә башқиму мәсилиләр бойичә мәслиһәт бериватиду, көпбалилиқ аилиләр әзалирини қисқа вақитлиқ тәләпкә егә мутәхәссисликләргә үгитиватиду, өз ишини ечишта қоллап-қувәтләватиду, аилә институтини мустәһкәмләш бойичә чарә-тәдбирләрни уюштуруватиду вә өткүзүватиду. 
Ихтисатта 419 миң әмгәккә ярамлиқ накалиғи бар шәхсниң 104 миңи яки тәхминән 24,8 пайизи бәнт. «Күмүч яш» лайиһиси бойичә 226 адәм ишқа орунлаштурулди. 
Қазақстанда бир миллиондин ошуқ бюджет саһаси хадиминиң иш һәққи ашурулиду. Аһали киримини комплекслиқ ашуруш плани ениқ йөнилишләрни көздә тутиду вә аһалиниң умумий кириминиң өсүшини һәм үнүмлүк иш билән бәнт болушини тәминләйдиған уттур вә қисмән чариләрдин ибарәт. Бу чариләр бюджет мәблиғини адаләтлик тәхсим қилиш вә кирими төвән гражданларни қоллап-қувәтләш арқилиқ «Адаләтлик Қазақстан» концепциясини әмәлгә ашуриду. 

706 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы