• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Қандақ чариләр көрүлүватиду

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»
 
Ихтисатниң тәрәққий етиши билән дөләттә аһалини иш билән тәминләш проблемисини һәл қилиш мәсилиси алаһидә әһмийәткә егә болиду. Бу өз новитидә әмгәк базирида йүз бериватқан җәриянларға сағлам баһа берилишини тәләп қилиду. Әслидә гражданларни иш билән тәминләшниң асаслиқ концепциясини шәкилләндүрүш үчүн униң әмгәк мунасивәтлири системисидики роли вә орнини ениқлавелиш зөрүр. Шундақ екән, Қазақстанда иш билән тәминләш үчүн қандақ чариләр көрүлүватиду.
Чүшинишликки, адәмләр өз паалийитини әмәлгә ашурғанда, асасән, өзиниң вә аилисиниң нормал яшишиға мәнпийәтдар болиду. Бирақ буниңда шуни чүшиниш муһимки, дөләтниң иш билән тәминләшни қоллап-қувәтлиши ихтисадий сәясәтниң муһим мәхсити болуп һесаплиниду.
Аһалини иш билән тәминләш чарилири 2021 – 2025-жилларда тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш бойичә миллий лайиһә даирисидә әмәлгә ашурулуватиду. Буниң үчүн Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги тәрипидин әмгәк базиридики мәлум тосалғулуқларни елип ташлаш мәхситидә иш орунлирини субсидияләш, гражданларда зөрүр әмгәк маһаритини йетилдүрүш, өз ишини ечиш үчүн яхши шараит яритиш вә грантларни бериш охшаш чариләр көздә тутулди.
Мәсилән, министрлик ишләп чиққан яшлар әмәлияти аһалиниң ишқа орунлишишиға ярдәм қилишниң муһим васитиси болуп һесаплиниду. У оттура вә алий оқуш орунлирини тамамлиғанлар арисидики ишсизлар үчүн көздә тутулған. 
Буниңда тәҗрибидин өтүш қәрәли он икки айни, иш һәққиниң миқдари 30 айлиқ һесап көрсәткүчини тәшкил қилиду. Бийил 1-апрельдин етиварән бу миқдар 91 890 тәңгини тәшкил қилиду. Тәҗрибидин өткүчиләр үчүн бош орунларни түрлүк мүлүк шәкиллиридики карханиларда беваситә иш бәргүчиләр вуҗутқа кәлтүриду. Ишқа орунлишиш җәрияни толуқ дегидәк аддийлаштурулди: намзатлар пәқәт кимлигини, әмгәк китапчисини тәвсийә қилиши һәм техникилиқ вә кәспий, оттура билимдин кейинки, алий вә алий билимдин кейинки билимини тәстиқлиши керәк. 
Шундақла грантларму бериш ишқа орунлишишқа ярдәм қилишниң йәнә бир аммибап қурали болуп һесаплиниду. Бийил униң үчүн тәләпнамә бериш басқучлуқ асаста жүргүзүлүп, бирнәччә топларға бөлүнди. 
Грантлар асасән яшларға вә аһалиниң иҗтимаий җәһәттин аҗиз қатламлиридики шәхсләргә берилиду. Барлиғи болуп тәхминән 20 миң грант бериш көздә тутулмақта. Буниңда грантқа егә болуш җәрияни наһайити аддий вә гражданлар үчүн чүшинишлик. Пәқәт «Бастау Бизнес» лайиһиси бойичә тиҗарәтчилик асаслирини оқушни тамамлиғанлиғи тоғрилиқ күчкә егә сертификатниң болуши мәҗбурий шәрт һесаплиниду. Әнди, грант мөлчәригә кәлсәк, у бир миллион 200 миң тәңгигә баравәр. Грант business.enbek.kz. порталида электронлуқ тәртиптә берилиду. 
Бирақ шуни тәкитләш лазимки, вакаләтлик органлар тәрипидин актив көрүлүватқан чариләргә қаримай, Қазақстанда иш билән тәминләшниң умумий әһвали анчила яхши әмәс. Һәр жили тәхминән 400 миң адәм әмгәк базириға чиқиду. Улар асасән оқуш орунлирини тамамлиған яшлар. Проблема шуниңдин ибарәтки, өсүватқан әвлат көп әһвалларда һазир тәләп қилинмайватқан мутәхәссисликләрни таллавалиду. 
Булар қандақ мутәхәссислик десәк, бүгүнки күндә бу ихтисатқа, юриспруденциягә вә тәрҗимә ишиға бағлиқ кәсипләр түркүми. Мәзкүр проблемини һәл қилиш вә әмгәк базирини керәк болған мутәхәссисләр билән тәминләш үчүн әһвал тегишлик рәвиштә тәһлил қилиниватиду. Униңдин ташқири мошу жилдин башлап, мәхсус чоң синипларниң оқуғучилири үчүн кәспий йөнилиш бәргүчиләр көздә тутулди. Бу ишқа балилар билән ишләшкә, адәмләр билән мунасивәт орнитип, уларни тәләп қилиниватқан кәсипләрни таллашқа нишан қилишқа майил мутәхәссисләр таллавелинди. 
Шуни қошумчә қилиш керәкки, йеқинда елимиздә яшлар үчүн биринчи бош орунлар йәрмәңкиси уюштурулди. Онлайн-тәртиптә өткән йәрмәңкигә тағ-кан санаити билән шуғуллинидиған жирик компанияләр, иккинчи дәриҗилик банклар болуп, барлиғи 23 иш бәргүчи қатнишип, миңдин ошуқ бош иш орнини тәклип қилди. Әнди мундақ йәрмәңкиләрни һәр айда онлайн-тәртиптә өткүзүш көздә тутулди.
Миллий лайиһиләр даирисидә ишқа орунлишиш җәрияниниң очуқ болушини тәминләш йәнә бир муһим мәсилә болуп һесаплиниду. Министрлик иш орунлириниң вуҗутқа кәлтүрүлүшини вә уларниң тәхсим қилинишини турақлиқ тәкшүрүп туриду. Мәсилән, бийил 1-июльға қәдәр 220 миң иш орни, уларниң 180 миңи он миллий лайиһә даирисидә, вуҗутқа кәлтүрүлди. Хусусий тәшәббуслар даирисидиму қошумчә иш орунлири вуҗутқа кәлтүрүлиду. 
Мәсилигә мошу турғудин яндашқанда, өз иши билән бәнт болуватқанларму диққәттин сирт қалмиди. Уларму жуқурида атап көрситилгән лайиһиләргә қатнишип, грант һесавиға өз идеялирини әмәлгә ашуралайду. Ундақ шәхсләр башқа ярдәм чарилиригә егә болуши үчүн ишсиз сүпитидә ройхәттин өтүп, өзиниң иҗтимаий мәртивисини алмаштуруши шәрт. Мундақ әһвалда дөләт вә Аһалини иш билән тәминләш мәркизи уларға башқа қоллап-қувәтләш чарилирини көрситәләйду. 
 

638 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы