• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Баһаларни тәкшүрүш қолға елинди

Қазақстанда қиммәтчилик қанат яймақта. Инфляция күчийип, көрсәткүч 14,5 пайизға йәтти. Дәрһәқиқәт, иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк мәһсулатлириниң баһаси күндин-күнгә көтирилмәктә. Әлвәттә, баһаниң өсүши хәлиқниң наразилиғини пәйда қилмақта. Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев һөкүмәткә җиддий түрдә мошу мәсилини назарәткә елишни тапшурған еди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази»

 
 Җүмлидин Дөләт рәһбириниң тапшурмисиға бенаән, Amanat партияси Уйғур наһийәлик шөбиси тәрипилин қурулған «Партиялик назарәт вә мониторинг топи» наһийә мәркизидики сода-сетиқ мәркәзлиридики баһаларни тәкшүрүшни қолға алди. Мәзкүр топ тәркивидә Amanat партияси наһийәлик шөбисиниң мәсъул кативи Мәулен Нуров, «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатиси наһийәлик шөбисиниң мудири, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Муслим Амангелди, наһийәлик тиҗарәтчилик бөлүминиң башлиғи Бинара Сидиқбеков болуп, улар авал мәркизий базар йенида җайлашқан «Асар» супермаркетидики баһаларни көздин кәчүрди. Андин көктат базириға берип, баһаларни сүрүштүрди. Һәқиқәтән, айрим товарларниң баһаси бәлгүләнгән нормидин ешип кәткән. Тиҗарәтчиләр буни жуқуридики баһа турақсизлиғи вә бензинниң қиммәтлиши билән бағлаштурушти. Мониторинг топиниң әзалири тиҗарәтчиләргә иҗтимаий әһмийити бар озуқ-түлүк товарлириға вилайәт бойичә бәлгүләнгән оттура баһани чүшәндүрүп, содигәрләрни баһа турақлиқлиғини сақлашқа чақирди. 
Умумән, бирқанчә товардики азду-тола пәриқни ейтмиғанда, наһийәдә асманға чиққан баһа йоқ. Шундиму Amanat партияси наһийәлик шөбисиниң мәсъул кативи Мәулен Муқажаноғли партиялик назарәт вә мониторинг топиниң қиммәтчиликкә йол қоймаслиқ үчүн әнди новәт-новәт билән барлиқ супермаркетлар билән сода-сетиқ орунлирини тәкшүрүп туридиғанлиғини ейтти. Жуқуридин әлдики қиммәтчиликни тохтитишқа бағлиқ ениқ чариләр орунланмиғичә, баһа турақлиқлиғи дайим назарәттә болиду. 

660 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы