• Әхбаратлар еқими
  • 03 Тамыз, 2022

Һөкүмәт мәҗлиси

Премьер-министр Әлихан Смайыловниң рәислигидә өткән новәттики Һөкүмәт мәҗлисидә башқа мәсилиләр билән бирқатарда Қазақстандики таҗсиман вирусқа бағлиқ санитарлиқ-эпидемиологиялик әһвал қаралди. 
Мәҗлистә саламәтликни сақлаш министри Ажар Ғиният доклад билән сөзгә чиқип, дунияда таҗсиман вирус ағриғиниң өсүватқанлиғини вә униңда «Омикрон» штамминиң үстүнлүккә егә болуватқанлиғини тәкитлиди. 
20-июньдин тартип Қазақстандиму ТВИ ағриғиниң новәттики қетим көтирилгәнлиги байқалмақта. Мәсилән, кейинки икки һәптидә ағриғанларниң сани 3,2 һәссә – 10 714 адәмдин 34 550 адәмгичә өсти. 
Министрниң сөзигә қариғанда, ТВИға қарши тәкрар вакцина селишниң зөрүр екәнлиги шуниң биләнму тәстиқлинидуки, ағриғанларниң 80 пайизи –әмләткә салмиған яки алтә ай илгири салдурғанлар. Буниңда бүгүнки күндә бәш миллиондин ошуқ адәм тәкрар вакцина салдурди, бу вакцина салдуруши шәрт болғанларниң 68 пайизи. 
Мәҗлистә Премьер-Министр ағриғанлар саниниң өсүши, болупму Нур-Султан шәһири вә Қариғанда вилайитидә байқиливатқанлиғини тәкитлиди. 
– Җумһурийәттә һәр күни үч миңға йеқин тиркиливатиду – бу хелила жуқури көрсәткүч. Шуңлашқа Таҗсиман вирусниң тарқилишиға йол қоймаслиқ бойичә идариләрара комиссия тәрипидин чәклимә чариләр күчәйтилди. Чариләр регионлар вә «Атамекен» палатиси билән алдин-ала келишилди, – деди Әлихан Смайылов. 
Һөкүмәт рәһбири Саламәтликни сақлаш министрлигиниң буниңдин кейинму эпидемиологиялик әһвални турақлиқ тәкшүрүши, шундақла чәклимә чарилиригә әмәл қилинишини тәминлиши зөрүрлүгини тәкитлиди.
– Асасий алдини елиш чарилиригә – ниқап тақашқа вә иҗтимаий арилиқни сақлашқа қәтъий әмәл қилиш керәк. Шундақла һакимлиқларға аһалиға вакцина селиш вә тәкрар вакцина селиш ишини җанландурушни тапшуримән, чүнки төвән сүръәт эпидемиологиялик әһвалниң турақлиқлиғиға ховуп туғдуруватиду, – дәп хуласилиди Премьер-Министр.

598 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы