• Бизниң сөһбәт
  • 24 Тамыз, 2022

Дилмурат БАҺАРОВ: “Һәммини вақит көрситиду”

“Аңлиған қулақта әйип йоқ” демәкчи, әл арисида миш-миш нурғун. Болупму ахирқи вақитларда Уйғур театриниң мудири лавазими әтрапида һәрхил әпқачти параңлар шундақ көпийип кәттики, һәтта “әву ундақ дәптәк, мону мундақ дәптәкләр” униң көләнгүсидә қалди. Һә, гәп “Уйғур театри мудириниң вәзиписини орунлиғучи” лавазими тоғрилиқ болуватиду. Һәқиқәтәнму, театрниң илгәрки мудири мошундақ “вәзиписини орунлиғучи” қошумчиси билән кәтти, һазирқи мудирниң  бу лавазимға тайинланғиниға бәш айдин ашсиму, һеликәм “мудирниң вәзиписини орунлиғучи” петичә қалмақта. Немишкә?
Шуңлашқа бизниң Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри мудириниң вәзиписини орунлиғучи, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Дилмурат Нурәхмәтоғли БАҺАРОВ билән болған сөһбитимиз нәқ мошу “немишкигә” җавап елиштин башланди.

Иврайим БАРАТОВ,
“Уйғур авази”

ТӘРҖИМИҺАЛ СӘҺИПИЛИРИДИН: 

Дилмурат Нурәхмәтоғли Баһаров, 1975-жили Яркәнт шәһиридә туғулди. 2000-жили Қурманғазы намидики Қазақ миллий консерваториясиниң “Композиция” факультетини тамамлиди.
Җәмийәт вә мәдәнийәт әрбаби Дилмурат Нурәхмәтоғли пәқәт Қазақстандила әмәс, бәлки жирақ вә йеқин чәт әлләрдиму талантлиқ композитор, иҗрачи вә аранжировщик сүпитидә яхши мәлум. Униң исми Қазақстан эстрадисиниң тәрәққиятиға мунасип үлүшини қошуп келиватқан “Дәрвишләр” топи билән мәккәм мунасивәтлик. Пәқәт мәзкүр топ үчүнла әмәс, бәлки шундақла “Яшлиқ”, “Саз Отау” эстрада топлири вә Роза Рымбаева, Майра Мухамедқызы, Руслан Тохтахунов, Нурлан Абдуллин, Дилназ Әхмәдиева, Бахыт Шадаева, Гүлнур Оразымбаева, Асылбек Енсепов, Мақпал Исабекова, Айгүл Иманбаева вә нурғунлиған башқиму атақлиқ нахшичилар үчүн мәхсус йезилған 200дин ошуқ музыкилиқ композицияниң муәллипи. Униң йәккә концертлири һәрхил жилларда Түркия, Россия, Хитай, Һиндстан, Венгрия, Әзәрбәйҗан, Өзбәкстан вә Қирғизстанда наһайити утуқлуқ өтти.

Бирнәччә тәвәллудлуқ медальлардин ташқири ҚҖ Президентиниң Пәрманиға мувапиқ, “Шапағат” медали (2020-жил) билән тәғдирләнгән. Өткән жили “Қазақстанның еңбек сіңірген қайраткері” атиғиға сазавәр болди.

— Сөһбитимизниң мошундақ, бирқаримаққа қизиқтәк, бирақ җавави, мениңчә, көңүл толтурмайдиған соал билән башлинидиғанлиғини һеч пәрәз қилмаптимән. Шундиму җавап берип көрәй: әсли “вәзиписини орунлиғучиниң” алдида “вақитлиқ” ибариси болиду, йәни “вақитлиқ вәзиписини орунлиғучи” дәп атилиду. Мән болсам, мудирниң вәзиписини орунлаватимән, йәни театр мудириға хас болған вәзипиниң һәммиси мениң зиммәмдә. Барлиқ қануний-норматив актлар өз вәзипәмни толуқ дәриҗидә атқурушқа капаләтлик бериду. Әгәр мән бу лавазимға дөләт хизмитидин кәлгән болсам, йәни дөләтлик қурулумларда рәһбирий хизмәтләрни атқурған болсам, мүмкин, башқичә болған болар еди. Мениңчә, “вәзипини орунлиғучи” статуси һечкимдә һечқандақ шәк-шүһбә кәлтүрмәслиги керәк.
— Демәк, сән миш-мишларға ерәң қилмайсән?
— Мәсилән?
— Мәсилән, “Баһаров уйғур театриға вақитлиқ кәпту, уни мудир қилип сайлимиғидәк, қарши чиқиватқанлар бармиш...”.
— Бу дунияда мәңгүлүк һечнәрсә йоқ, һәммә нәрсә вақитлиқ. Мәнму бу лавазимға вақитлиқ кәлдим, бирақ у вақит қанчилик созулиду, бир жилму, он жилму, пәрәз қилиш мүмкин әмәс. Билидиғиним, һәммини вақит көрситиду. Шундиму, орни кәлгәчкә ейтип өтәй, бу лавазимни күчүмниң йетишичә чирмишип-тирмишип тутуп қелишқа интиливатқан мән йоқ, әгәр лазим дәп тапсам, өз ихтиярим билән кетимән. Бирақ “әву адәм маңа қаршикән” дәп мудирлиқтин өз әрким билән кетиш маңа хас хисләт әмәс.
— Сөзүңгә қариғанда, жуқуридики миш-мишларда мәлум һәқиқәт бар екәндә?
 — Һечнәрсә ейталмаймән, қайтилайки, һәммини вақит көрситиду.
— Дилмурат Нурәхмәтоғли, театрға кәлгиниңгә бәш айдин ешипту. Йеңи хизмәткә үгинипму қалғансән. Ейтмақчи, дәсләпки утуқлар қандақ?
— Өткән бәш айда ундақ қиливәттим, мундақ қиливәттим дәп еғиз толтуруп ейтқидәк һечнемә йоқ, бирақ көңлүмгә пүккән хелә ишлар рояпқа чиқти дәп ойлаймән.
Йеңи хизмәткә үгинип қалдиңму дәмсән? Әсли өзәм бу саһадин, йәни театр сәнъитидин жирақ адәм әмәс. Әгәр мән бу лавазимни егилигичә, ейтайлуқ, етизда кәтмән чапқан яки һәрбий хизмәттә болған болсам, сән ейтқандәк, үгәнмәк тәс болар еди. Әксичә, өзәм илгири мошу театрда ишлидим, театрниң қутлуқ сәһнисидә талай қетим өз һүниримни намайиш қилдим.
— Қисқиси, театрда өзәмни, худди судики белиқтәк, әркин һис қилимән демәкчимусән?
— (Күлүп) Шундақ десәмму болатти. Бирақ “Өзини өзи махтиған биринчи ахмақ” дәриҗигә чүшүп қалмаймәнму!?  Рәһбәрлик үчүн театрда иш йетәрлик, проблема аз әмәс.
—  У проблема немиләрдин ибарәт?
— Биринчидин, кадр мәсилиси. Алий билимлик кәспий мутәхәссисләр йетишмәйду. Болупму театримизниң технилиқ хизмитидә кәспий мутәхәссисләр йоқниң орнида. Иккинчидин, мениңчә болса, тәртип-интизам. Қараймән, бәзи шәхсләр халиса ишқа келиду, халимиса кәлмәйду, һәтта өзлири халиған иш графигини түзивалғанларму баркән. Һәргиз мундақ баш-баштақлиққа йол қоюшқа болмайду.


Театр, әң алди билән, иҗадий иш қайнап туридиған муқәддәс җай. Театрда һәқиқий талантлиқлар, шу талантини техиму бейитиш истигидә тинимсиз издинидиғанлар, үгинидиғанлар ишлиши шәрт. Буниң үчүн мәлум дәриҗидә шараит яритиш керәк. Бу мәсилиму өз алдиға бир проблема. Бүгүн рәһбәрлик маңа мошундақ вә нурғунлиған башқиму мәсилиләр әтрапида иш елип бериватиду.
— “Нурғунлиған башқиму мәсилиләр” тоғрилиқ ейтсаң?
— Һәр күни дегидәк һәл қилишни тәләп қилидиған ички мәсилиләр. Уларни “сиртқа” елип чиқишниң һеч һаҗити йоқ, дәп ойлаймән.
— Бая сән “өткән бәш айда еғиз толтуруп ейтқидәк һечнемә йоқ” дәп қалдиң, буни мән сениң кәмтарлиғиң сүпитидә қобул қилдим. Лекин гезитханлар “бәш айда һеч иш қилмапту” дәп ойлап қалмисун...
— Йәнә шу «ундақ қилдим, мундақ қилдимға» келиватимиз. Мән тәбиитимдин нәқ шундақ дәп ейтишқа қарши. Худди өзәмгә өзәм махтиниватқандәк билиниду. Шундақ болсиму, бир мисал кәлтүрәй. Илгири театрда уйғур миллий саз әсваплирини ясайдиған мәхсус цех болидиған. Уни Аблақҗан ака Машаев башқурған еди. Әшу цех, бәзи сәвәпләргә бола, йепилип қалған екән. Әнди у қайта әслигә кәлтүрүлди. Цехқа “Нава” ансамблиниң  сазәндиси Пәрһат Палтаев җавапкәр. Ойлаймәнки, цехта иш өз дәриҗисидә уюштурулидиған болиду. Мошундақ еқимдики ишлар хелә бар.
— Ейтмақчи, театр мәшһур композиторимиз Қуддус Ғоҗамияровниң намида аталсиму, немишкиду, театр бенасиниң маңлийида “Ұйғыр музыкалық комедия театры” дәпла йезилған. “Қ.Ғожамияров атындағы” дегән сөз немишкә йоқ?
— Әнди у йезиқму елинип ташлиниду. Чүнки Алмутидики һечбир театрниң бенасиниң нәқ маңлийида ундақ йезиқ йоқ. Әнди һәрхил афишиларда, еланларда, театрниң барлиқ рәсмий һөҗҗәтлиридә қануний түрдә ундақ йезиқ бар. Чүнки театрниң рәсмий нами мундақ: Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри.
— Дилмурат, өткән бәш айда әмәлгә ашурған ишлириң тоғрилиқ соалимға бәргән җававиңда, мениң пәрәзимчә, бир нәрсә камдәкла қилип туриду. Сән мудир болуп келип, аридин бир-икки ай өтмәйла, театрниң бирнәччә хадими дөләт вә идарә мукапатлириға сазавәр болди. Буниңға сениң уттур мунасивитиң бар екәнлигини театр коллективи ейтип жүриду. Сән немишкә уни тилға алғиң кәлмәйватиду?
— Әттәй ейтмай дегән нийәт мениңда йоқ, пәқәт орни кәлмигән болса керәк. Ейтай, әсли әмгәк лайиқ баһалиниши шәрт. Әнди у әмгәккә талант қошулуп, әл-жут һөрмитигә сазавәр болсаң, техиму әтивалиқ болидиғанлиғи ениқ. 
 Бу йәрдә шуни қошумчә қилғум келидуки,  өткәндә, йәни 21-май – Мәдәнийәт хадимлири күни мунасивити билән ҚҖ Мәдәнийәт вә спорт министри Дәурен Абаев елимиз тарихида дәсләпки қетим мәхсус пәқәт әң атақлиқ мәдәнийәт хадимлирини дөләт вә идарә мукапатлири билән тәғдирләш тәшәббусини көтәрди. Бу тәшәббусни елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев қоллап-қувәтлиди. Шундақ қилип биз Маһмут Дәраев билән Нуралим Варисовқа “Қазақстанның еңбек сіңірген қайраткері”  атиғини  бериш тәкливи билән мураҗиәт қилдуқ. Чүнки һәр иккилисиниң миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға сиңдүргән әмгиги бебаһа, қайтиланмас таланти арқилиқ тамашибин алқишиға еришкән, ихласиға бөләнгән артистлар. Улар бу атаққа һәммә тәрәптин мунасип шәхсләр. Шуңлашқа жуқури дөләт мукапитиға сазавәр болди. 
Театримизниң йәнә бирнәччә хадими болса, идарә мукапити билән тәғдирләнди. Мәсилән, “Нава” чалғу әсваплири ансамбли” топиниң оркестр артисти Пәрһат Палтаев билән драма актери Аминәм Үсәнова – “Мәдениет саласының үздігі” бәлгүсигә; “Нава” чалғу әсваплири ансамбли” топиниң оркестр артисти Абдумутәллип Җалалов, драма артисти Шарванәм Сабитова, сәһнә һәрикити бойичә репетитор Һәҗәрбүви Халимова – Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң Пәхрий ярлиғиға; “Нава” чалғу әсваплири ансамбли”  топиниң оркестр артисти Әзизҗан Ғаппаров билән драма артисти Эмина Рәхмәтҗан Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң Тәшәккүрнамисигә сазавәр болди.
Бу, бирқаримақта, аддий нәрсидәк билингини билән, иҗадийәт адәмлири үчүн чоң мәдәт. Мениңчә, бу театримизда варислиқниң давамлишиватқанлиғини көрситиду. Мошундақ қилип, миллий сәһнимизниң пешивалири болған Әхмәт Шәмиев, Рошәнгүл Илахунова, Қурванҗан Абдурасулов, Абдрим Әхмәдий, Зенәт Әкбәрова вә нурғунлиған башқиму сәнъәткар-намайәндиләрниң изини бесип келиватқан яш әвлатқа үлгә-нәмунә болушимиз лазим.
— Дилмурат, Уйғур театри “академиялик” статусиға лайиқ иш елип бериватамду?
— “Яқ” дәп ейтишқа йәнә болмас, “һә, шундақ” десәм, һәқиқәттин чәтнәп кәткән болимән. Шуңлашқа “бизгә тез-арида репертуаримизни кәңәйтиш керәк” дәп ейтсам тоғра болар. Чүнки биздә, театримизда, төрт труппа бар: драма, фольклор, балет, эстрада. Мана мошу труппилардин көпләп премьера тәләп қилиш керәк. Бийил 15-сентябрьда башлинидиған 89-театр мәвсүми чех драматурги Карел Чапекниң “Мәшһүр Гален” әсәри билән башлиниду (Режисери – Гаухар Мангулова). Йәнә бир премьера болса, у  Әкрәм Әхмәтовниң “Һәқ егиләр, сунмас” драмиси. 


 Бу, әлвәттә, академиялик театр үчүн аз. Қоюлум саниниму көпәйтиш тәләп қилиниду.Униң үчүн велосипед кәшип қилишниң һаҗити йоқ, пәқәт йәңни түрүп, вақит билән һесаплашмай, ишләш керәк. Миллий драматургиямизни тикләш үчүн дәймизму яки қайта җанландуруш үчүн дәймизму, әйтәвир, яш язғучи-шаирларни, умумән, иҗаткарларни үмүтләндүридиған, уларни театр билән һәмкарлишип ишләшкә дәвәт қилидиған чарә-тәдбирләрниң комплекслиқ программисини ишләп чиқип, униң орунлинишини турақлиқ назарәт қилип туруш лазим. Бу мәхсәттә мәлум бир кеңәш яки комиссия қуруш нийитимиз бар. У театрниң Әдәбият бөлүми йенида тәшкил қилиниду.
Мошу мәхсәттә, йәни театр репертуарини кәңәйтиш мәхситидә, биз илгири аммибаплиққа егә болған “Сада” ансамблини қайта тикләшни вә “Наваниң” штатини хелила көпәйтишни нийәт қиливатимиз.
 —Дилмурат Нурәхмәтоғли, өзәңгә наһайити йеқин, заманивий эстрада мухлислири арисида аммибаплиғи хелила жуқури “Дәрвишләр” топи тоғрилиқ соримисам, йәнә болмас. Әнди у топниң “тәғдири” немә болмақ?
 — Тәғдири дәмсән, “Дәрвишләр” топи қандақту-бир күтүлмигән һадисигә дучар болғинини мән техи аңлимидим. “Дәрвишләр” қандақ паалийәт елип барған болса, шу петичә қалиду. “Әгәр униң бирәр әзаси дөләт хизмитигә йөткәлсә, топ өз-өзидин тарқап кетиду” дегән қаидә йоқ, болмиған һәм болмайду. Башқичә ейтсам, мениң “Дәрвишләр” топи билән һәмкарлишип паалийәт елип беришимға қанун қарши әмәс. “Дәрвишләр” — бу мениң һаятим. 
— Сән бүгүн өзәңни қандақ һис қилисән: дөләт әмәлдариму яки әркин пәрваз қилидиған сәнъәткарму?
— Мән – композитор!
— Ундақ болса, паалийитиңниң мошу тәрипи тоғрилиқ ейтип өтсәң?
— Қисқичә тиришип көрәй. Һәрхил жанрдики чоң-кичик 200дин ошуқ әсәр яздим, уларни иҗра қиливатқанлар арисида қериндаш милләтләрниң вәкиллири, өзимизниңкиләргә қариғанда, хелила нурғун. “Сәнъәттә чегарә йоқ” дегинимиз мошу болса керәк. Қисқиси, иҗадийәт билән турақлиқ шуғуллиниватимән. Ейтмақчи,  йеқинда “Дәрвишләр” топиниң шаир Иминҗан Тохтияров билән һәмкарлиқта тәйярлиған “Бу өмүрдә” дегән видеоклип чиқти. Худайим буйриса, аз күнләрдин кейин йәнә бир видео-клипни тәйярлашниң тәрәддутини қолға алимиз.
— Дилмурат, мону соалларға қисқичә җавап берип көргинә: сениң һаятий шиариң қандақ?
— Дайим мунасип адәм болуп қелиш.
— Иҗадийәттики шиариңчу?
— Дайим издиниш, турақлиқ үгиниш.
— Кимгә ишәнмәйсән?
— Маңа һаятида бир қетим ялған ейтқан адәмгә һечқачан ишәнмәймән.
— Өзәң рәһбәрлик қиливатқан коллективқа ишинәмсән?
— Мән, әлвәттә, коллективқа ишинимән вә һөрмәт билән мунасивәт қилимән.
— Коллектив ишәнчисигә еришиш үчүн саңа немә һаҗәт?
— Вақит, сәвирлик вә чидамлиқ.
— Сәнъәттики устазиң ким?
— Устазлирим хелила нурғун. Уларниң арисидин кимду-бирини айрип ейтқум кәлмәйду.
— Уйғур театриниң мудири вә “Дәрвишләр” топиниң рәһбири арисидики пәриқни сезинип үлгәрдиңму?
— Әлвәттә, пәриқ асман билән йәрдәк.
— Сениңда илгәрки мухлислириңдин айрилип қелиш әндишиси барму?
— Йоқ. Чүнки мән мухлислиримға һөрмәт билән қарашқа үгәнгән вә уларни һәрқачан қәдир тутимән.
— Сениң тәрҗимиһалиңда театр тамашибинлири билән “Дәрвишләр” топиниң мухлислиридин йошуридиған нәрсә барму?
— Йоқ, ундақ болуши мүмкин әмәс.
— Сөһбитиңгә рәхмәт. Йеңи хизмитиңдә йеңи-йеңи утуқлар көп болсун!
— Саңиму рәхмәт!

 


 

994 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы