• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 24 Тамыз, 2022

Йерим жиллиқ ишниң йемиши...

Өткән сешәнбә күни әл-Фараби намидики наһийәлик китапханиниң конференция залида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йерим жиллиқ һесават бериш жиғини өткүзүлди. Униңға наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң мутәхәссислири, һәр йезилиқ округниң жигитбашлири, анилар кеңиши, ханим-қизлар кеңишиниң вәкиллири, имамлар вә яшлар қатнишип, күн тәртивидә бәш мәсилә қаралди. Жиғинға Сәйдалим Амутов модераторлиқ қилди.  

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Уйғур авази» 

 
2022-жилниң 14-январида 2006-жили рәсмий ройхәттин өткән наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси З.Мәмировниң орниға Арлен Һосманов сайлинип, рәисниң орунбасарлиқ вәзиписи С.Амутов, С.Һәмраев, Н.Рәхмәтҗановаға жүкләнгән. Жил бешида мәркәз әзалиридин тәшкилләнгән топ йезиларни арилап, йәрлик һакимийәт хадимлири, жут активистлири вә мәктәп мәмурийити билән учришишларни өткүзүп, жиллиқ планини тонуштурған болса, новәттики жиғинда әйнә шу жиллиқ планға мувапиқ алтә айда атқурулған ишлар жипқа тизилди. 
Йерим жилда әмәлгә ашқан ишларға бир-бирләп тохталған Арлен Һосманов бүгүнки күндә аталмиш мәркәз әзалири саниниң икки миңдин ашқанлиғини (униң ичидә он йәттә мәктәп вә үч мәһкимә бар) тәкитлиди. 
– Хәйрихаһлиқ бойичә 3,5 миллион тәңгә хәшлинип, Илшат Ибрагимов, Маргарита Безбородова, Азиза Гүляроваға ярдәм көрситилди. Бу ишларға Насировлар аилиси, Чонҗа яшлири, тиҗарәтчиләр, «Әвлат» вә «Арзу» ансамбльлири ат селишти. Миллий маарипимизни қоллаш мәхситидә, Кичик Дехан, Ғалҗат, Ават, Кичик Ақсу, Баһар, Ақтам, Кәтмән, Қирғизсай, Чоң Дехан вә Чонҗидики 3- вә 5-оттура мәктәпләрдики әлачи оқуғучилар билән уларниң устазлириға бирқетимлиқ стипендия һәм пәхрий ярлиқлар тапшурулди, – деди натиқ йеңи оқуш жилидиму бу башланминиң давамлишидиғанлиғини ейтқач. 
Буниңдин башқа наһийәдики чоң-кичик һәрхил чарә-тәдбирләрниң уюштурулушиға мәдәнийәт мәркизи көп күч чиқарди. Атап ейтсақ, бийил шеирийәт сәрдари Илия Бәхтияниң туғулғиниға 90 жил толуш мунасивити билән мәдәнийәт мәркизи тәрипидин Чонҗидики шаирниң намида атилидиған оттура мәктәптики мирасгаһқа экспонатларни қоюш үчүн тәкчиләр яситилди. Дөләтлик вә миллий мәйрәмләрни нишанлашта дайим дегидәк һакимийәт билән һәмкарлишип иш елип баридиғанлиғини тилға алған мәркәз рәиси мошу түркүмдики уюштуруш ишларға алтә айда сәккиз йүз миң тәңгә хәшләнгәнлигини ейтти. 
Арлен Һосмановниң докладидин кейин пешқәдәм устаз Худавәди Мәңсүров сөз елип, ахчиниң гепи қозғалғанда, һәр тийинниң ишлитиш тәртивини ениқ көрситиш керәклигини әскәртти. Х.Мәңсүровниң тәкливини инавәткә алған мәркәз рәиси хираҗәтниң ишлитилгән орнини жиллиқ һесават бериш жиғинида тәпсилий ейтилидиғанлиғини хәвәрлиди. 
Андин урпи-адәт, той-төкүн, нәзир-чирақ мәсилири муһакимә қилинди. Жуттики өлүм-житим, той-төкүн ишлириниң жигитбашлири вә ханим-қизлар кеңишиниң әзалирисиз пүтмәйдиғанлиғи һәқиқәт. Амма кейинки вақитта жутни тәртипкә селиш қийинлап, бәзи урпи-адәтлиримизниң өзгиришкә учрап кетиватқанлиғини сөз қилған жиғин қатнашқучилири «исрапчилиққа йол қоймаслиқ», «мурдини ахирқи сәпәргә узитиш ишлириға жут чоңлиридин бөләк яшларниму тартиш керәк...» дегән ойини оттуриға қойди. Шундақла ушбу баш қошушта динни хата чүшинип, адашқан қериндашлиримизни тоғра йолға селиш, яшларниң бурмиланған еқимниң қурвиниға айлинип кетишиниң алдини елиш мәсилилириму етиварсиз қалмиди. 
Хулләс, күн тәртивидики иккинчи мәсилә бойичә чоң жигитбеши Нурмәһәмәт Арипов,  «Нураний анилар» кеңишиниң әзалири Зиләхәм Җәлилова, Адаләт Иминова, шуниң билән биллә Чоң Ақсу, Чарин, Таштиқарису, Қизғизсай йезисидин кәлгән имамлар, жигитбашлири вә ханим-қизлар кеңишиниң вәкиллири сөзгә чиқти. Нурмәһәмәт Арипов өлүм ишлирида наһийә мәркизидики имамларниң җавапкәрчилигини ашуруш керәклигини ейтса, Адаләт Иминова өлүмдә ақ бағлаш йосуни һәққидә гәп қозғиди. Йәни у көпчиликкә «Өлүм болған өйниң қашасиға өлүмдә берилгән ақни бағлап кетиш қанчилик дурус?» дегән соалини йоллиди. 
– Әслидә вапат болған адәмниң бир туққан қериндашлириғила ақ бағлинип, шуниң арқилиқ өлүмгә кәлгән киши мәрһумниң җан-җигәр йеқинлириға көңүл ейтатти. Һазир жирақ туққанлиридин тартип, күйоғул-қудилириғичә ақ бағлаветидиған болди. Бу дурус әмәс. Йәнә келип, берилгән ақни өлүм чиққан өйниң қашасиға бағлап кетиш интайин сәт иш. Бу мәсилини рәткә салидиған вақит кәлди, – дейишти имамлар билән жигитбашлири бир еғиздин. Мана шундақ урпи-адәт, динға бағлиқ мәсилиләрниң қизғин муһакимигә чүшүшигә бағлиқ, мәсилиниң бир жиғин билән йешилмәйдиғанлиғиға көзи йәткән Арлен Сеналоғли наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң мутәхәссиси Қундыз Сабырбайға алдики вақитта икки тәрәп болуп, һәмкарлиқта чоң бир жиғин ечип, динға мунасивәтлик мәсилиләрни кәң түрдә муһакимигә селиш тоғрилиқ тәкливини йоллиди. 
Андин күн тәртивидики ахирқи мәсилиләргә бенаән милләтләрара мунасивәтни мустәһәкәмләш вә медиация мәсилири қаралди. Уйғур наһийәсидә асасән қазақ вә уйғур милләтлириниң яшайдиғанлиғини, достлуқтин башлинип, қуда-қериндашлиққа улашқан мунасивәтни сақлап қелиш үчүн түгмидәкни төгидәккә айландурмай, һәрқандақ мәсилини әқил таразисиға селип һәл қилишимиз лазимлиғини чүшәндүрүшти чоңлар. 
Демисиму, һазир икки бала тоқунушуп қалса, бәзиләр уни милләтләрара тоқунушқа айландуридиған болувалди. Мундақ вәзийәткә икки милләтниң соқушуши дегән нәзәрдә әмәс, техи беши қатмиған икки балиниң тәртип бузуши турғусидин қаришимиз керәк. Зиддийәт мана шундақ әрзимәс ушшақ мәсилиләрдин йоғирип, ахири милләтләрара чоң мәсилигә улишиду. Көчниң беши түзәлсила, кәйнидин әгәшкән яшлар тоғра йолдин адашмас еди... Шуңа бирлигимизниң бузулмай, келәчигимизниң парлақ болуши үчүн стрелкини яшлар тәрбийисигила қаратмай, авал көпниң ичигә ириткә селиватқан бәзи чоңларниң сәвийәсини тазилавелишимиз һаҗәттәк...    Яшлар демәкчи, жиғинда кона хаман қайта сорулуп, милләт җанкөйәрлири йәнила шу анатиллиқ мәктәплиримизгә бала топлаш, миллий нәширлиримизгә муштири жиғиш проблемилири үстидә баш қатурушти. Ейтивәрсәң түгимәйдиған мәсилиләр, жиптики мончақтәк биригә-бири улишип, жиғин үч саатқа созулди. Шуниң өзидә көп мәсилә алдики вақитта наһийәлик ички сәясәт бөлүми билән мәдәнийәт мәркизи бирлишип уюштурушни реҗиләватқан новәттики жиғинға қалдурулди. 
Йерим жиллиқ ишниң йемиши таразилинип, жиғин иштракчилири Арлен Һосмановниң һесавитиға «қанаәтлинәрлик» дәп баһа берип, алдики паалийигә утуқ тилиди. 

4876 рет

көрсетілді

4

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы