• Әхбаратлар еқими
  • 01 Қыркүйек, 2022

Коррупциягә қарши турушниң нәтиҗидарлиқ қурали

Йеқинда Алмутида коррупциягә қарши күришишниң әң нәтиҗидарлиқ қураллирини, шу җүмлидин комплаенс-хизмәтни җарий қилишқа беғишланған кеңәшмә болуп өтти. 
Шәһәр һакимлиғи уюштурған кеңәшмигә дөләт органлириниң, шундақла мегаполиста паалийәт елип бериватқан жирик компанияләр билән холдингларниң рәһбәрлири қатнашти. 
Бүгүнки таңда комплаенс-хизмәт квазидөләт секторида толуқ җарий қилинди. Бу болса, мәлум нәтиҗиләрни бәрмәктә. Комплаенс мутәхәссислири вәзипилириниң бири коррупциягә қарши қанун тәләплиригә риайә қилиштин ибарәт. Комплаенс-хизмәт хадимларни ишқа қобул қилиш җәриянини назарәт қилиду, уларни оқутиду, келишимләрни тәкшүрәйду. Квазидөләт секторида комплаенс паалийити мустәқил жүргүзүлиду, бу қануний норма болуп һесаплиниду. 
Кеңәшмидә жирик компанияләр вә холдингларниң вәкиллири дөләт қурулумлиридики кәсипдашлири билән өз тәҗрибисини ортақлашти. 
Бу күни шундақла комплаенс-мутәхәссисләрни тәйярлаш, ISO 37001 коррупциягә қарши үлгисини җарий қилиш мәсилилири муһакимә қилинди. 
 

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы