• Әхбаратлар еқими
  • 01 Қыркүйек, 2022

Әнъәнивий шәкилдә оқуйду

Йеңи оқуш жилида студентлар, шу җүмлидин чәтәллик студентлар тәйярлиқниң барлиқ йөнилишлири бойичә әнъәнивий шәкилдә оқуйду.
Бүгүнки күнгә қәдәр алий оқуш орунлири академиялик җәриянға тәйярлиқни тәминләш бойичә ишларни аяқлаштурди. Бу тоғрилиқ Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән брифингта пән вә алий билим вице-министри Талғат Ешенқулов хәвәр қилди. 
Униң сөзичә, алий оқуш орунлири, шундақла алий вә алий оқуш орнидин кейинки билимниң дөләт умуммәҗбурий үлгилиридики йеңилиқларни һесапқа алған һалда, билим программилирини йеңилаш ишини жүргүзүватиду. 
— Алий оқуш орунлирида биринчи курс студентлирини қобул қилиш аяқлишиватиду, уларниң иҗтимаий көнүкүши үчүн барлиқ шараитлар яритилди. Бүгүнки күнгә қәдәр барлиқ оқуш орунлири оқуш җәриянини офлайн-шәкилдә башлашқа тәйяр. Лазим болған әһвалда, алий оқуш орунлири оқуш җәриянида академиялик сәясәткә вә билим бериш җәриянини уюштуруш шәклигә өзгиришләрни киргүзүш имканийитини қарап чиқиду, —деди вице-министр.
 

480 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы