• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қыркүйек, 2022

Әнди мәйрәм әмәс

Тунҗа Президент күни әнди дөләт мәйрими һесапланмайду.
Мәҗлис депутатлири Қазақстан Җумһурийитиниң кинематография вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә бирқатар қанун һөҗҗәтлиригә түзитишләр лайиһисини мақуллиди. Лайиһидә Тунҗа Президент күнини дөләт мәйрәмлири тизимидин елип ташлаш көздә тутулиду.
Қанун лайиһисидә Тунҗа Президент күнигә Дөләт рәмзлири күни, Миннәтдарлиқ күни охшаш мәйрәмләр охшаш мәртивә бериш тәклип қилиниду. Шундақ қилип, 1-декабрь әнди “жуқури иҗтимаий-әһмийәтлик иқтидарға егә” сәнә болуп қалиду.
“Қазақстан Җумһурийитидики мәйрәмләр тоғрилиқ” қанунда, шундақла 25-октябрьни миллий мәйрәм – Җумһурийәт күни, 16-декабрь Мустәқиллик күнини дөләт мәйрими сүпитидә бәлгүләш тоғрилиқ түзитишләр киргүзүш тәклип қилинди. 
 

246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы