• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қыркүйек, 2022

Йеңи министр тайинланди

Президент Пәрмани билән алим, публицист вә «Егемен Қазақстан» җумһурийәтлик гезити» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси Дархан Қыдырәли Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри болуп тайинланди. 
«Дархан Қуандықоғли Қыдырәли Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри болуп тайинлансун», дейилиду Пәрман мәтинидә.
Дархан Қыдырәли 1974-жили 16-апрельда Түркстан вилайитидә туғулди. Йәссави намидики Қазақ-Түрк университетини тамамлиди. Һәрхил жилларда Түркшунаслиқ институтида вә «Бауыржантану» илмий-тәтқиқат мәркизидә, Гумилев намидики Евразия миллий университетида чоң илмий хадим, билим министриниң мәслиһәтчиси болуп ишлиди. 
2009 – 2012-жилларда – Қазақстан Җумһурийити Президенти мәтбуат кативиниң орунбасари; 
2012 – 2014-жилларда – Түрк кеңиши баш кативиниң орунбасари; 
2016-жилдин тартип – «Егемен Қазақстан» җумһурийәтлик гезити» акционерлиқ җәмийитиниң башқарма рәиси лавазимлирида ишлиди. 
Илгири әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри лавазимини егилигән Асқар Омаров Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики «Мәркизий коммуникацияләр хизмити» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң мудири болуп тайинланди. 
 

495 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы