• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қыркүйек, 2022

Җумһурийәтлик комиссия мәҗлиси

Дөләт мәслиһәтчиси Ерлан Қарин Чәт әлдә кадрларни тәйярлаш бойичә җумһурийәтлик комиссияниң мәҗлисини өткүзди.
Комиссия қарари билән «Болашақ» хәлиқара стипендияси 84 адәмгә берилди, улар магистратура, докторантура, резидентура программилири бойичә оқуйду.
 Мәҗлистә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Болашақ» программисини қайта нишан қилиш бойичә тапшурмилирини орунлаш мәсилилири муһакимә қилинди. Буниңда инженер-техникилиқ кадрларни тәйярлашқа асасий диққәт ағдурулиду. 
Бийил магистратура вә резидентура программилири бойичә оқуш үчүн – 385, докторантура бойичә 60 стипендия бөлүнди. 
Дөләт мәслиһәтчиси мәҗлис йәкүни бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. 
 

513 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы