• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қыркүйек, 2022

Һакимлар билән кеңәшмә өткүзди

Қасым-Жомарт Тоқаев  вилайәтләр вә Нур-Султан, Алмута һәм Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири билән кеңәшмә өткүзди.
Кеңәшмидә мәмликәт регионлири иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң муһим  мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла Мәктүптә баян қилинған вәзипиләрни һәл қилишқа алаһидә диққәт ағдурулди. 
Президент Һөкүмәткә вә һакимларға аһалиниң паравәнлигини ашурушқа һәм мәмликәтниң иҗтимаий проблемилирини оператив тәртипкә кәлтүрүшкә қаритилған чариләрни көрүшни тапшурди. Һакимлиқлар алдиға инвестицияләрни җәлип қилиш, йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүш вә бизнесни қоллап-қувәтләш бойичә ениқ чариләрни әмәлгә ашуруш вәзиписини қойди. 
Дөләт рәһбири шундақла исситиш мәвсүмигә тәйярлиқ көрүш ишлирини җанландурушни вә күзлүк ома мәвсүминиң бәлгүләнгән қәрәлдә сүпәтлик жүргүзүлүшини тәминләшни тапшурди.
Президент аһали билән әкси алақини күчәйтишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. 
Қасым-Жомарт Тоқаев  Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүптә қоюлған вәзипиләрни әмәлгә ашурушниң муһим екәнлигини әслитип өтти. 


 

506 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы