• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2022

Қазақстанда аилә күни нишанланди

Қазақстанда аилә күни — нисбәтән йеңи мәйрәм. У хәлиқниң роһий қәдир-қиммитини вә әнъәнисини әкис әткүзгәнликтин, амма арисида чоң аммибаплиққа егә. Аилә күни мәмликәт тәрипидин қануний бәлгүләнгән вә умумхәлиқ мәйримигә айлинип, йеңи әнъәниләр билән бейитилмақта. Мәзкүр мәйрәм һәр жили сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбисидә нишанлиниду.
Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин аилини қоллап-қувәтләш мәсилисигә алаһидә диққәт ағдурушқа башлиди. Мәмликәт мәйрәмни бирдин тәсис қилмиди: 2006-жили аяллар ишлири вә аилә-демографиялик сәясәт бойичә миллий комиссия қурулди. Униң алдиға дөләт дәриҗисидә аилә институтини мустәһкәмләш вәзиписи қоюлди. 
2009-жили мәзкүр комиссия Аилә күни мәйримини тәсис қилиш тәшәббусини көтәрди. Дәсләп мәзкүр мәйрәмни 15-май — Хәлиқара аилә күни билән нишанлаш тәклип қилинған. 2013-жили Қазақстан Президентиниң мәхсус Пәрмани билән Қазақстанда Аилә күни тәсис қилинди вә у һәр жили сентябрь ейиниң иккинчи йәкшәнбисидә нишанлинидиған болди. Шундақ қилип, дөләт сәясити дәриҗисидә аилә җәмийәтниң муһим институти сүпитидә етирап қилинди.
Қазақстан тарихида аилә вә униң паравәнлиги дайим инсан һаятидики әң муһим нәрсә болуп һесапланған. Аилә күни мәзкүр саһадики миллий сәясәтниң иш йүзидә әмәлгә ешишиниң ярқин испатидур. Дөләт мәзкүр мәйрәмни тәсис қилип хәлиқниң мәдәний вә роһий қәдир-қиммитини сақлаш, аиләвий мунасивәт әнъәнилирини мустәһкәмләш вә яш әвлатни тәрбийиләш охшаш мәхсәтләрни алға сүрди. ХХІ әсирдә муһим болған демографиялик муәммаларни һәл қилишму муһим мәсилә. Мошу мәхсәтләргә йетиш аилә институтини мустәһкәмләш билән чәмбәрчас бағлиқ. 
Дөләт аилиләргә ярдәм пул вә башқиму иҗтимаий төләмләрни төләш системисини яритип, уни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп келиватиду. Яш аилиләрни қоллап-қувәтләш бойичә дөләт программилири күчкә егә, уларниң турушлуқ өй муәммалирини һәл қилиш үчүн имтиязлиқ шараитлар яритилған.
Шәһәрләрдә вә йезиларда өтидиған һәрхил тәнтәниләрдә аилә сулалилири мәдһийилиниду. Мәйрәмгә беғишлинип, концертлар вә спектакльлар көрситилип, аиләвий спорт мусабиқилири уюштурулиду.
Мәйрәм һарписида болупму көпбалилиқ вә атисиз яки анисиз қалған, шундақла нака балилар тәрбийилиниватқан аилиләргә алаһидә диққәт ағдурулиду. Хәйрихаһлиқ билән шуғуллинидиған тәшкилатлар балиларға соға һәм татлиқ-турумларни елип келиду. Бу мәйрәм һәрбир аилә үчүн алаһидә күнгә айлиниду. Шундақла мәйрәмгә бағлиқ барлиқ аилә әзалириға соға бериш әнъәнигә айланмақта. Болупму балилар соғиларни мәмнунийәт билән қобул қилиду.
Аилә күни дайим йәкшәнбә күнигә чүшкәнликтин, көпчилик бу күнни адәттин ташқири өткүзүшкә интилиду. Атап ейтқанда, мәнзирилик җайларға берип дәм елип, кавап пишириду, вақитни көңүллүк өткүзүп қайтиду. Бу күни адәмләрниң көпчилиги уруқ-туққан һәм йеқинлириға көпирәк көңүл бөлүшкә тиришиду.

104 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы