• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2022

«Үзүмни үзүп йегәнгә йәтмәйду»

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Йезида өскәнлигимиз үчүнмекин, әйтәвир, шәһәргә келип, өлчүк йеримизгә уни-буни тикип өстүрүп жүрдуқ. Анда-санда «утуқ» қазанған пәйтлиримизму болди. Бирақ һәммиси охшап кәтти дегили болматти.
Шуниң өзидә бу әмигимни ташлимидим. Кәспимиз түпәйли көп кишиләрниң һойла-арамини көрүшкә муйәссәр болимизғу. Болупму, шу һойлилардики үзүмзарлиқларни көрсәм, «мән чоқум мошундақ охшитимән» дәп арман қилғанлиғим раст. Гепимиз оң кәлсә, өй ғоҗайинлиридин үзүмләрниң көчәтлирини соравалимән. Бәзиләр бериду, бәзилири вәдә қилишиду дегәндәк.
Шу-шу болди, айларни қоғлап, жиллар өтүп, һойламда әву мән көргәнләргә охшимисиму, һәр һалда кичиккинә үзүмзарлиқ пәйда болди. Уларға қарап бәзидә зоқлинипму қалимән. Раст, җапасиму тола екән бу үзүм дегәнниң. Кәспий үзүм өстүргүчиләрниң ейтишиға қариғанда, уни худди бовақни пәпилигәндәк пәпиләш һаҗәтмиш. Буниңға толуқ көз йәткүздүм. Бир-икки жил баһарда сәл үшшүк уриведи, һәммиси йоқ болди. Шундиму  үзүм өстүрүшкә убданла қизиқип қалдим. Вақит тапсамла әтидин-кәчкичә үзүм өстүргүчиләрни йоқлайдиған болдум. Шуларниң бири – Қәһриман Бурһанов.
Бу акимизниң һойлисиға дәсләп киргинимдә, һәйран қалғанлиғим шунчилик, униң тоғрилиқ барған йеримдә хелә узун вақит сөзләп жүрдүм. Ениғирақ ейтсам, у шуниңға лайиқ еди. Қәһриман акиниң аңлиқ һаяти басмиханида өтти. Бу саһада алий билимгә егә у өз кәспиниң маһири сүпитидә тонулди. Өзиниң ейтишичә, Кеңәш Иттипақи, андин мустәқил елимиздә аммибап гезит-журналлар бесилидиған басмиханиларда узун жиллар әмгәк қилди. Йеши йетип, пенсиягә чиққандин кейинму бир-икки жил рәһбәрликниң илтимасиға бола, йәнә ишләшкә тоғра кәпту. Һә, шуниңдин бу ян һәқиқий һөрмәтлик дәм елишқа чиқиши билән, аилә шараитиға бола, Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисиға көчүп кәлди. Шу-шу болдидә, Қәһриман ака илгәрки кәспини тамамән бағвәнчиликкә алмаштурди десәк, мубалиғә әмәс.
Һазир униң беғида пәқәт үзүмла әмәс, бәлки, қисқичә ейтсақ, өсидиған билән ечилидиғанниң һәммиси бар. Йеқинда шу акимизниң бийилқи әмгигини көрүш мәхситидә өйигә бардим. Қандақ тәсвирлисәк болидекин, Қәһриман ака өйини йеңи салғанлиқтин, у барлиқ нәрсиниң җай-җайини метрлап, яқ, һәтта сантиметриғичә һесаплап өлчигәнму дәп қалдим. Чүнки көктатниң орни бөләк. Гүлләр өз җайида. Һойлиға киргән адәмни бирдинла башқа кәйпиятқа бөләйду. Улардин уруп турған хуш пурақларни ейтмамсиз?! Йәнә келип, уларниң бәргидин бирәрму қуриған шах яки йопурмақни көрмәйсиз. Мевә-чевиләр көчәтлириниң дунияси өз алдиға бир мавзу. Уларниң рәт-рети билән тикилишидин вә шахлиридин уни пәрвиш қиливатқан адәмниң бу саһаниң һәқиқий маһири екәнлигини бирдин байқайсиз. Шаптула, әйнулиларниң түр-түри. Алаһидә Ғулҗидин елип кәлгән чилан билән әнҗүрму бу бағда бар. Қариқат билән бөлҗүргәнниңғу биз аңлимиған сортлири бу йәрдә йетип ашиду. Уларниң айримлири, һәтта дәсләпки қар чүшкичә мевә беридекән. Бағвән акимиз тропикилиқ мевиләрниму өстүрүп көрүпту. Охшиғанлириниң мевисидин йеқинлири дәм тартип үлгирипту. Гүлләр тоғрилиқму шундақ дейишимиз мүмкин. Йөгимәч қизилгүлләр бой тартип, өгүзгә йетипту. Йәр беғирлап өсидиғанлири көк чимәнликкә алаһидә һөсүн қошуп туриду. Адәттики қизил гүлниң нәччилигән сорти. Тохтимай ечилидиған улардин чиққан хуш пурақлар димақларни йерип туриду. Чүнки акимизниң уларни улайдиған һүнириму бар екән.
Сөһбитимизниң башлиниши билән айиғиму мошу бағ тоғрилиқ болди. У бийил суниң тапчиллиғи түпәйли беғиниң убданла апчирап қалғанлиғини ейтти:
– Бизниң өй сәл дөңгә җайлашқанлиқтин, су унчивала көтирилип кәтмәйду, – деди Қәһриман ака әпсуслиниш илкидә. – Униңғиму қарап турғиним йоқ, су бочкисини толтурувелип, насос арқилиқ суғирип жүрдүм. Яман әмәс, һәр һалда бийилқи күнниң иссиғи өз тәсирини бәрмәй қоймиди. 
Акимизниң өлчүк участкиси хелә бар. Униң тәңдин-толиси биз ейтқандәк, бағ-бараңларни тәшкил қилиду. Йеши йәтмишкә тақиған бағвән акимиз буниң һәммисиниң һөддисидин қандақ чиқидиғанлиғиға һәйран болуп соридуқ:
– Қәһриман ака, сиз яш жигит әмәс. Һойлиңиздики бу тирикчилик сизгә еғир кәлмәмду? 
– Яқ. Әксичә, мән мошу көктатлиғим билән бараңларда жүрүп, яширип кетимәнмекин. Гәпниң расти, яш йәткәнсири саламәтликму сир беришкә башлайдекән. Шуңлашқа сәһәр туруп, йерим саатлиқ гимнастикамни қилимәндә, наштидин кейин дәрһал баққа чиқип кетимән. Биринчи новәттә, мону өзәң көрүватқан үзүмләрни арилап, улар билән саламлишип чиқимән. Силәргә ялған, маңа раст, улар сениң қәлбиңни убдан чүшиниду. Меһир-муһәббәт, чин дилимдин һардим-талдим демәй, пәрвиш қилиш нәтиҗисидә, һойлам мошундақ дәриҗигә йәтти. Мән һечқачан һечнәрсигә химиявий оғут бәрмәймән. Тәбиий оғут — у һәрқачан тәбиий.
Һәқиқәтәнму, һазир тәбиийликкә тайинидиғанлар толиму аз. Биз шундақ бир дәвирдә яшаватимизки, йегинимизму, ичкинимизму сүнъий яки химия болуп кәтти. Шуңлашқа таза мәһсулатқа еһтияҗ күн санап өсүватиду. Бу җәһәттин Қәһриман акиниң аилиси тамамән өзлириниң көктатлиғидин елинған һосулни истимал қилиду. Буниңдин холум-хошна, қериндашлириму дәм тартиду. Базардикидин убданла пәриқлинидиған бу мевә-чевә яки көктатлардин еғиз тәккәнләрниң Қәһриман акиға ейтар миннәтдарлиғи чәксиз. Чүнки униң шәхсий егилигидин «тохуниң сүтидин» башқа һәммә нәрсини тепишқа болиду. Хиҗалити чүшкәнләргә бағвән акимиз һечқачан яқ демәйду. 
Униң бу хислитидин мәнму бираз пайдиландим. Жуқурида тәкитлигимиздәк, үзүмзарлиқ қуруш арзусида талай алдиға барғинимни йошурмаймән. Күздә үзүмни тоғра путашни үгәткән болса, әтиязда нәччә түрлүк үзүм сортлирини өстүрүшкә қол учини сунди. Уни аз дегәндәк, учришип қалсақ, «әву үзүмни суғардиңму яки керәк әмәс йопурмақлардин тазилидиңму?» дәп сорап турушни әсла ядидин чиқармайду. Бараң ясаштиму у яқтин көп нәрсиләрни үгәндуқ. Умумән, бу акимиз бағвәнчиликтә мениң устазимға айлинип қалғанлиғи һәқиқәт. 
Бағвән Қәһриман Бурһановни биз өзимизгә бираз пайдиси тәккәнлиги үчүн йезиватқинимиз йоқ. Биз пәқәт ата-бовимиздин келиватқан мирас —бағвәнчилик кәспигә садиқ болған һалда, һәрким һәйран қалғидәк дәриҗидә әмгәк қилғанлиғи өзгиләргә үлгә болушини мәхсәт қилдуқ, халас. Сөзүмизгә испат сүпитидә, айримлиримизниң сотка әмәс, гектар-гектар йеримиз турсиму, уни чога-чатқаллар бесип ятқанлиғи сир әмәс. Улар шу йәрдин пайдилинишниң орниға, һәтта айда-жилда көз қирини салмайдиғанлиғини Қәһриман ака көргинидә, униң ичи өртинип кетиду. У бу тоғрилиқ мундақ дәйду:
– Раст, бәзиләрниң йери болғини билән у йәргә ишләшкә вақит-саати яр бәрмәйду. Уларға ейтарим йоқ. Әнди бирмунчә кишиләрниң һойлисиға кирип қалсаң, нери он квадрат һойлини тасма от бесип кәткән. Ундақларни көрсәм, өй ғоҗайинлириниң ким болушидин қәтъий нәзәр, ичимдикини бетигила бесиветидиған адитим бар. Сөзүмгә қулақ салғанларниң өйигә йенип барсаң, һойлиси бир убдан рәткә келип қалғанлиғиниң гувачиси болисән. Өй егисигә «мана мошуниң үчүн узақ вақтиң кәтмигәнду?» дәп қойимән. Гепимни етиварға алмиғанларға сөз қилишқиму тиришмайдиған болдум.
Әнди асасий мәхсәткә кәлсәк, сөз Қәһриман акиниң үзүмзарлиғи һәққидә болмақ. Акимиз бүгүнгә қәдәр һойлисида үзүмниң ондин ошуқ сортини өстүрүватиду. Униң ичидә язлиғиму, күзлүгиму бар. Мускат, тәйфи, Ғулҗа, тайфун, хеним бармиғи, ақ-қара үзүмләр вә башқилар шулар җүмлисидиндур. Әң көп болидиғини, шарап чиқиридиған қара үзүм охшайду. У көп күтүмни тәләп қилмиғини билән, шарап ишләпчиқириш хелила мурәккәп җәриян. Қайси вақитта үзүш керәк, чиланғинини қачан истимал қилса болиду. Иш қилип, һәшими тола. Бирақ Қәһриман ака бу кәсиптиму һүнәрвән десәк, болиду. Өзиниң аддий вә пәқәт өзигила хас рецепт бойичә тәйярланған үзүм шарабиниң дәмини тартқанлар уни толиму махтишиду. Айримлири һәтта литрлап сетивелишқиму тәйяр. Бирақ Қәһриман ака бүгүнгичә улардин бир тийинму алғини йоқ. У шундақ бағвәнләрдин.
– Мән силәргә ейтсам, мошу үзүм дегәнни бәргидин үзүп йегәнгә һечнәрсә йәтмәйду, – деди сөһбәтдишим. – Униң дәми вә чирайлиқ көрүнүши өстүргән адәмгә алаһидә һөзүр беғишлайду. Һә, мән шуларниң қатарида болсам керәк, — деди бағвән акимиз.
Һәқиқәтәнму, шунчә сәһәр қопуп, кәч патқичә әмгәк қилған бағвән өз әмгигиниң һалавитини шундақ көрсә керәк, еһтимал. 

170 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы