• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2022

“Пәқәт ишләш керәк”

Бәхтияр Исмайилов (сүрәттә  оттурида) кәспи бойичә адәттики тәнтәрбийә пәниниң муәллими. Униң бу саһада жүргинигә оттуз жилдин ашти. Оқутқучилиқ паалийитини өзи туғулуп өскән Қарағайлы йезисидики оттура мәктәптин башлиған еди. Андин хәлиқ егилиги институтида ишлиди. Һазир Алмута шәһиридики 191-мәктәптә тәнтәрбийә пәнидин дәрис бериду. Җәмийәтлик ишларға болса, 13 йешидин арилишишқа башлайду. Чүнки бовиси Мунар Исмайилов Қарығайлида жут бәрпа қилип, жигитбеши болди. Дадиси Өмәрҗан Исмайилов болса, Қарасай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәислик қилди. У һөрмәтлик дәм елишқа кәткәндин кейин қарағайлылиқ уйғурлар һеч ойланмайла мәркәз рәислигигә униң оғлиниң намзитини көрситиду. Һазир, Қарығайлы шәһәргә қошулғандин кейин, Бәхтияр Наурызбай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, шундақла ҖУЭМ йенидики Яшлар мәшривиниң беги. 

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Уйғур авази»

Исмайиловлар аилиси
Илгәрки «Чапайни» яхши билидиғанлар «бу мәлиниң йерими Исмайиловлар» дәп һәзиллишиду. Йерими болмисиму, бираз бар. Санап көрсәк, Қарығайлыда оттуздин ошуқ Исмайиловлар аилиси яшайдекән. Алдиниң — 6-7, кәйниниң 3-4 балиси бар.
— Бовам Мунар Исмайилов «Чапайниң» дәсләпки жигитбашлириниң бири болған, — дәйду Бәхтияр. — У жут бәрпа қилип, мәлидә миллий урпи- адәтләрни сақлашқа көп күч чиқарди. Өлүм-житим, той-төкүнләргә өзи егә болуп, тикидин-тик туратти. Тойниң селиғи, жутниң қазақ-қомучи охшаш мәсилиләрниң һәммисини рәтлиди. Шу вақитлардики Чапаев намидики совхозда хәлиқ соти болуп, бовимиз шуниң әзаси еди. У аиләвий маҗраларғиму арилашти. Жутниң ғеми биләнла яшайдиған адәм еди. Һелиму ядимда, адәттики өй ишидики аял болған момимиз Турсунбүвиму балилири билән нәврилириниң қулиғиға «жутниң ишиға арилишиңлар» дәп қуятти. Мән әйнә шундақ аилидә чоң болдум.

Мәдәнийәт мәркизи
Бәхтиярниң дадиси Өмәрҗан ака Исмайилов Қарасай наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилди. Мәзкүр тәшкилат 1987-жилдин башлап паалийәт елип бармақта. Мәзкүр наһийәдики уйғурлар асасән «Чапайда» яшиғачқа, мәркәзниң баш штаби әйнә шу мәлидә болди. Мәркәз рәиси мәзкүр мәлидә уйғур ансамблини тәшкил қилиду. Мәктәптә уйғур синипини ачиду. Йәнә шу яқниң күч чиқириши билән жуттики хәлиқләр достлуғини әкис әттүридиған мирасгаһ барлиққа келиду. 2001-жили у мәркәз тизгинини оғли Бәхтиярға өткүзүп бериду. Жутдашларниң хаһиши шундақ болди. Чүнки Бәхтияр бовиси билән дадисиниң йенида жүрүп, җәмийәтлик ишларда хелә тәҗрибә топлиған еди. 

Яшлар мәшриви
Бәхтияр Исмайилов — 2008-жилдин башлап җумһурийәтлик Яшлар мәшривиниң беги. Һазир мәшрәпниң Алмута шәһири, Алмута вә Жетысу вилайитидин жиғилған үч йүзгә йеқин әзаси бар. 
— Мәхситимиз яшларни вәтәнни сөйүшкә, миллий роһта тәбийиләшкә дәвәт қилиш, — дәйду Бәхтияр Өмәрҗаноғли. – Шундақла миллий урпи-адәтлиримизни сақлаш вә башқилар. Һәр наһийәдин 20-30 жигит бизниң мәшрәпниң әзалири. Уларниң наһийәләрдә, йезиларда өз алдиға мәшрәплири бар. Мәшрәп десә, бәзиләр оюн-тамашә, һәзил-чақчақ яки саз-нәғмини көз алдиға кәлтүриду. Әслиғу шундақ. Амма биз буниң биләнла чәклинип қалмидуқ. Мәшривимизниң һәрбир әзаси — пидаийлар. Улар өзи яшаватқан мәлисидики яшанғанларға ярдәм қилиду. Йезида шәнбиликләр уюштуриду. Яшлар арисида хәлиқләр достлуғини тәшвиқат қилиду. Пурсәттин пайдилинип, қошмәмәтлик Кәримҗан Амраев, тонулған риясәтчиләр Ялқунҗан Тайиров, Сухраб Давутов, Батур Ғаппаров, чапайлиқ Дилшат Исмайиловниң исимлирини атап өтмәкчимән. Йәнә башқиму исми аталмай қалған жигитләрниң арқисида мәшривимизниң паалийити жилдин-жилға җанланмақта.

Бәйнәлмиләл әвлат
Исмайиловлар аилиси өз алдиға кичик бир ассамблея. Бәхтиярниң аниси, рәмити Мукарәм һәдә өзбәк миллитиниң вәкили еди. У өз вақтида Өмәрҗан ака билән бир сәптә туруп, мәлидики ханим-қизлар кеңишиниң паалийитини җанландурушқа күч салди. Бу чоң аилидә Наргиза исимлиқ йәнә бир өзбәк қизи бар. Күйоғуллардин Хамза – түркмән, Лена – корей, Әсем қазақ миллитиниң вәкили. 
— Өзәм 2002-жилдин 2012-жилғичә шу пәйттики регионаллиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болған Пәрһат Һасановниң қоллап-қувәтлиши билән Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси болдум. У яқ мени 2006-жили Уйғур яшлири ассоциасиясиниң рәиси қилип сайлиди. Кейин өз вақтида ҖУЭМға рәһбәрлик қилған Әхмәтҗан Шардинов мени Яшлар мәшривини башқурушқа тәклип қилди. Һазир ҖУЭМниң Алмута шәһири, Наурызбай наһийәлик шөбисигә рәһбәрлик қилип келиватимән. Рәһбиримиз – Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Миллий қурултай әзаси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов.
Алмутидики «Достлуқ» өйидә башқа милләтләр биләнму йеқиндин арилишимән. Көплигән чарә-тәдбирләрниң өткүзүватимиз. Бәзиләр биз уюштурған мәрасимларға иштрак қилип, өзлириниң иллиқ ләвзини билдүриду. Чечен этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Адым Байсаев, «Ахыска» Түрк этномәдәнийәт мәркизиниң әзаси Расул Ахметов шулар җүмлисидиндур. «Силәрдин үгинидиған нәрсиләр көпкән» дәйду, улар. Мәнму чеченларниң бир тойиға қатнишип, уларғиму худди шундақ җавап бәрдим. Мәсилән, уларда өйгә ана кирсә, олтарғанлар өрә туруп һөрмәт көрситидекән. Һәйран қалғиним, аяллар һәр қетим киргәндә туруп қарши алиду. Улардики аммибап лезгинка уссулини ойниғандиму әдәп-әхлаққа көңүл бөлидекән. Улар беқишип ойнаватқан қизниң алдиға жүгрәп чиқмайду.
***
Бәзидә уйғур җәмийитидә йүз бериватқан өзара чүшәнмәсликләр билән қалаймиқанчилиқларни көрүп, ичим пушуп кетиду. Топларға бөлүнүшләр, бирлири мәнсәпни талишиватқан. “Әшуларға қарап, орнумни яшларға өткүзүп берип, дәм елишқа кетәйму?”, дегән пәйтләрму болди, — дәйду Бәхтияр. 
­— Хаталашмисам, сиз җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң үчинчи рәиси билән ишләватисиз? Байқиған болсиңиз, рәһбәрләр йөткәлгәндә, сизниң бирмунчә кәсипдашлириңизму авушти...
— Дурус. Сабиқ вә һазирқи рәисләрниң үчилиси өз алдиға бир шәхс. Аброй-инавити жуқури инсанлар. Пәрһат Тейипоғли Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики Миллий кеңәшниң әзаси болған дәсләпки уйғур. Әхмәтҗан Бәкримоғли ҚХА Рәисиниң орунбасари болди. Шаһимәрдан Үсәйиноғли болса, бүгүнки күндә Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев рәһбәрлигидики Миллий қурултайниң әзаси. Бу наһайити чоң гәп. Мениң һәр үчилисиниң командисида болғиним, уларниң мениң паалийитимгә өзлириниң иҗабий баһасини бәргини дәп билимән. Мән уларға пәқәт өзәмниң ишим арқилиқ йеқин болдум. Чүнки мениң һаятий шиарим мундақ: пәқәт ишләш керәк.

120 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы