• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2022

«Бәргән қол соғулмас»

Ахирқи жилларда «Җанан» җәмийәтлик фондиниң қиливатқан хәйрихаһлиқ ишлири көпләп тилға елинмақта. Фонд рәиси Мизангүл Авамисимованиң қәйт қилишичә, «Җанан» җәмийәтлик фондиниң әзалири асасән оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә ярдәм қолини сунуп келиветипту. Кейинки вақитларда фонд әзалири Алмута вилайитидики анатиллиқ мәктәпләргә йетишмәйватқан оқуш қураллирини, шундақла парта-үстәл вә кийим-кечәкләрни йәткүзүп бәргән. Һәтта, айрим мәктәпләрниң қурулуш ишлиридиму паалийәтчанлиқ көрситип, ярдәм қолини сунған. 
Йеқинда мәзкүр фондниң бир топ әзалири М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивигә қәдәм тәшрип қилип, көрнәклик алимниң музей-булуңини қайтидин җөндәш ишлириға 400 000 тәңгә ианә қилди. Шундақла Мизангүл Авамисимованиң тәшәббуси билән атақлиқ рәссам, мәрһум Руслан Йүсүповниң мой қәлимидин сизилған Мурат Һәмраевниң портрети мәктәп фойесиға илинди. 
Фонд рәиси мәктәпкә қандақ ярдәм һаҗәт болса, униңдин сахавәтлик ханим-қизларниң чәттә қалмайдиғанлиғини тәкитлиди. Өз новитидә, мәктәп мудири Муһидин Имашев коллектив вә ата-анилар намидин фонд әзалириниң хәйрихаһлиқ ишлири үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, ишлириға утуқ тилиди.

 Ялқун МӨМҮНОВ,
М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари. 

101 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы