• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2022

Инвестиция җәлип қилишни тапшурди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Астана» хәлиқара малийә мәркизиниң рәһбири Қайрат Келимбетовни қобул қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевқа «Астана» хәлиқара малийә мәркизи паалийитиниң һазирқи нәтиҗилири, шундақла Президентниң июнь ейида мәркәзни башқуруш бойичә кеңәщниң мәҗлисидә берилгән тапшурмиларниң орунлиниши һәққидә һесават берилди. 
Қ.Келимбетовиң тәкитлишичә, «Астана» хәлиқара малийә мәркизидә дунияниң 65 дөлитидин 1500дин ошуқ ширкәт тиркәлгән. Җәлип қилинған инвестицияләр көләми 6,9 миллиард долларға йәткән. 
 Astana International Exchaange биржиси арқилиқ 321 миллион доллардин ошуқ акционерлиқ капитал вә 2,1 миллиард доллар қәриз капитал җәлип қилинди. «Астана» хәлиқара соти вә Хәлиқара арбитраж мәркизи, умумән 1200дин ошуқ мәсилини қараштурған.
 Шуниң билән биллә Дөләт рәһбиригә Ихтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият тәшкилатиниң йеқиндики һесавитида малийә мәркизиниң селиқ режими селиқ ашкарилиғиниң дуниявий стандартлириға мувапиқ келиду, дәп етирап қилинғанлиғи тоғрилиқ әхбарат берилди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев елимизниң ихтисадий тәрәққиятида «Астана» хәлиқара малийә мәркизиниң муһим роль ойнайдиғанлиғини тәкитләп, чәтәллик инвестицияләрни җәлип қилиш паалийитини риваҗландурушни тапшурди.

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы